Д у қ түрк сиясий партийә рәһбәрлиригә уйғур мәсилиси һәққидә доклат сунди

Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди 6 - айниң 26 - күни қәйсәридин әнқәрәгә келип түркийидики һәрқайси сияси партийиниң башлиқлири билән көрүшүп дуня уйғур қурултейиниң йеқиндин бери дуняниң һәрқайси җайлирида елип барған паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.06.30
devlet-bahceli-305 Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди 6 - айниң 26 - күни, түркийә парламенти инсан һәқлири комитети башлиқи зафәр ускулгә билән көрүшүп д у қ ниң паалийәтлири вә уйғур мәсилиси һәққидә мәлумат бәрди.
RFA Photo / Erkin Tarim

 Бу зияритидә йәнә сейит түмтүрк әпәнди түркийә парламенти инсан һәқлири комитети башлиқи зафәр ускулгә йеқинда урумчидә сотқа тартилидиған 65 кишиниң әһвали шундақла хитай һөкүмитиниң йеқинда ақсуниң кәлпин наһийисидә чеқивәткән мәсчит һәққидики мәлуматларни ичигә алған бир доклатни сунди.

Шундақла бу доклатта олимпикни баһанә қилип уйғурларға бесим ишлитиватқанлиқиму баян қилинған. Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди йәнә сиясий партийә рәһбәрлиригә рабийә қадир ханимниң паалийәтлири шундақла өзиниң японийә зиярити һәққидиму мәлумат бәргән.

Биз бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш үчүн бу учришишларни елип барған д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтики сөһбәт тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.