Д у қ ниң чанаққәлә вилайитидә паалийәтлири
Мухбиримиз әркин тарим
2008.12.22
2008.12.22
RFA Photo / Erkin Tarim
Д у қ муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән көк байрақ журнилиниң баш тәһрири турсун суйдуңли әпәнди чанаққәлә 18 - март университети түрк мәдәнийити вә тарихи уюшмисиниң тәклипигә бинаән 12 - айниң 22 - күни әтигән чанаққәләгә йетип барған.
Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк башчилиқидики бу һәйәтни алди билән чанаққәлә шәһәр башлиқи исмаил яшароғуз әпәнди һөкүмәт бинасидики ишханисида қобул қилип, сейит түмтүрк әпәндидин уйғурларниң һазирқи вәзийити вә чәтәлдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлири һәққидә мәлумат алған. Кейин һәйәт шәһәр башлиқиға өзлири чиқириватқан көкбайрақ журнили, ай юлтузлуқ көк байрақ вә совғатлар тәқдим қилған.
Кейин чанаққәлә валиси орхан қирли, чанаққәлә 18 - март университети мудири проф. Др. Али ақдемир әпәндиләр қобул қилған. Бу рәһбәрләр сейит түмтүрк әпәнди башчилиқидики һәйәтни қизғин күтүвалған болуп, сейит әпәндиму уларға хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити, уйғур мәсилисиниң һазирқи әһвали һәққидә мәлумат бәргәндин башқа, уйғурларниң түркийидин күткән үмидлирини ейтип өткән.
Кейин сейит түмтүрк әпәнди университетниң чоң залида `шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни` темисида доклат бәргән болуп, бу йиғинға оқутқучи, оқуғучилардин болуп, 500 әтрапида киши қатнашқан. Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди бүгүн ахшам қанал 17 телевизийисигә чиқип уйғур мәсилисини аңлатмақчи икән.
Биз чанаққәләдә елип берилған бу бир күнлүк паалийәт һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.