Д у қ хитайниң 'шинҗаң ақ ташлиқ китаби'ни әйиблиди

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, хитай һөкүмити 21 - сентәбир елан қилған, "шинҗаңниң тәрәққияти вә алға бесиши" дегән мавзудики ақ ташлиқ китабидики мәзмунларға инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң тәрәққий қилалмаслиқини, бу 60 йилдин буян уйғурларға қаратқан миллий сияситидики нуқсанлардин издимәстин, мәсулийәтни чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириға артип, җавабкарлиқтин өзини қачуруватқанлиқини әйиблиди.
Мухбиримиз миһрибан
2009.09.23
xitay-puqrasi-qolida-qatilliq-qorali-305 7 ‏- Ийул, сәйшәнбә күни, бир қанчә миң әтрапидики хитай, қоллирида калтәк - чомақ вә гүрҗәк көтүргән һалда, үрүмчиниң кочилирида көргәнла уйғурни уруп өлтүргән вә йаридар қилған, шундақла, үрүмчидики бир нәччә мәсчитни вәйран қилған. Сүрәттә, намәлум бир хитай қолида, тикәнлик тиғ вә сүрәткә елиш камираси билән.
Youtube Дин елинди.

Хитай һөкүмити 21 - сентәбир күни " шинҗаң ақ ташлиқ китаби"ни елан қилип, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлирини" уйғур аптоном райониниң муқим тәрәққий қилишиға тосқунлуқ қилди," дәп әйиблигән иди.

Хитай дөләт кабинетиниң ахбарат ишханиси дүшәнбә күни елан қилған "шинҗаңниң тәрәққияти вә алға бесиши" дегән мавзудики ақ ташлиқ китабта уйғур елиниң тәрәққий қилалмаслиқидики сәвәбни шәрқий түркистан һәрикитигә артқан болуп, шәрқий түркистан күчлириниң райондики һәрикити "шинҗаң иқтисадиниң тәрәққиятини қийинлаштурғанлиқи", "мәбләғ селишқа тосалғу" болғанлиқини илгири сүргән иди.

Ақ ташлиқ китабта, үрүмчидә йүз бәргән 5 ‏ - июлдики вәқәни, чегра ичи - сиртидики "террорчилар күчләр, бөлгүнчиләр вә радикал күчләр" ниң пиланлиши һәм уюштурушидики "җәмийәт муқимлиқи вә иҗтимаий тәртипкә еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилиш һәрикити" дәп әйибләп, вәқәниң "миллий вә диний сәвәби"гә даир амилларни инкар қилған иди.
 
Дилшат ришит ақ ташлиқ китабта ипадиләнгән мәзмун һәққидә тохтилип, хитайниң 5 - июл вәқәсидин кейин мушундақ мәзмундики бир китабни елан қилиши, хитай даирилириниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан миллий сияситидики хаталиқларни түзитиш яки ойлиниш нийити йоқлиғини көрситидиғанлиқи, хитай һөкүмити бу 60 йил җәрянида уйғурлар үстидин үзлүксиз һалда бастуруш сиясити йүргүзүп келиватқанлиқи үчүн, йәрлик уйғур хәлқиниң бүгүнкидәк наразилиқ һәрикәтлири келип чиққанлиқини, шуңа хитай һөкүмити мәсилиниң йилтизини аввал өз һөкүмранлиқи җәрянидики хата сияситидин издиши керәкликини тәкитлиди. Дилшат ришит сөзидә йәнә, әгәр хитайниң хаталиқини түзитиш нийити болса, мәсилигә ялғуз өз нуқтиинәзирини чиқиш қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити ақ ташлиқ китабта 11 ‏ - сентәбир вәқәсидин буян даим тәкитләп келиватқан "шәрқий түркистан күчлири"гә даир тәнқидини йәнә тәкрарлап, шәрқий түркистан күчлириниң районда елип барған һуҗумлириниң "шинҗаң" иқтисадиға тәсир қилғанлиқини илгири сүргән.

Ақ ташлиқ китабниң бу һәқтики бир абзисида мундақ дейилиду: " кона җуңгодин қелип қалған шәрқий түркистан күчлири шинҗаңниң иқтисади тәрәққиятиға еғир дәриҗидә кашила вә бузғунчилиқ елип келип, чәтәл мәблиғиниң чекинип чиқишини, шу җайдики саяһәт ишлириниң биваситә зәрбигә учришини кәлтүрүп чиқарди. Бу зор миқдардики адәм күчи, маддий күч вә малийә күчиниң терроризмға қарши турушқа сәрп қилинип, байлиқниң тарқилип кетиши, шинҗаңни хәлқараға туташтуруш қурулуши вә ташқи содиға еғир дәриҗидә тәсир көрсәтти. Шинҗаңниң ташқи мунасивитигә еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилди."

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, бу мәсилигә нисбәтән өз қаришини баян қилип, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанниң тәрәққий қилмаслиқидики мәсулийәтни дуня уйғур қурултийиға артип қоюши, уйғур елидики иҗтимаий зиддийәт вә муқимсизлиқ амиллириниң һәммини чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириға дөңгишиниң бимәнилик икәнликини, райондики нурғун мәсилиләрни хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити кәлтүрүп чиқириватқанлиқини билдүрди.
 
Хитай һөкүмити ақ ташлиқ китабта, уйғур аптоном районида, уйғурларниң диний вә мәдәнийәт мираслириниң қоғдиливатқанлиқини, мәсчит вә қурулушларниң йеңиланғанлиқини, уйғур тилиниң қоғдиливатқанлиқини илгири сүргән. Дилшат ришит әпәнди, хитай һөкүмитиниң бу йилларда уйғурлар үстидин йүргүзүватқан, етиқат, өрп - адәт, тил вә мәдәнийәт җәһәттики түрлүк ассимилятсийә сиясәтлири, йәрлик уйғурларниң наразилиқини кәлтүрүп чиқарғанлиқини, нөвәттә уйғурларниң һәтта өзиниң миллий кимликиниму сақлап қелиш имтиязидин айрилип қеливатқанлиқини баян қилди.

Хитай һөкүмити ақ ташлиқ китабта, һөкүмәтниң бу 60 йил җәрянида уйғур аптоном райониға зор көләмдә мәбләғ селип, уйғур аптоном районини үзлүксиз тәрәққий қилдуруп келиватқанлиқини, һазир уйғур аптоном районида зор өзгириш вә тәрәққиятларниң қолға кәлгәнликини, әмма чәтәлләрдики бөлгүнчи күчләрниң уйғурларға қарита қутратқулуқ характердики тәшвиқатларни елип берип, бу районниң муқимсизлиқини кәлтүрүп чиқириватқанлиқини баян қилған иди.

Бирақ, дилшат ришит әпәнди болса, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанға салған мәблиғи әмәлийәттә хитай көчмәнлирини мәнпәәтдар қилип келиватқанлиқи, уларға алаһидә имтияз бериливатқанлиқини, йәрлик милләт һесаблинидиған уйғурларниң болса өз юртидиму чәткә қеқилип, ишсизлиқ вә намратлиқ ичидә тиркишиватқанлиқини, бу хил әһвалда әлвәттә уйғурларниң наразилиқи келип чиқидиғанлиқини,әгәр бу хил бу әһвалға хатимә берилмисә, уйғурларниң кишилик һәқ - һоқуқлири капаләтләндүрүлмисә, хитай көчмәнлирини шәрқи түркистан земиниға көчүрүш тохтитилмиса, хитай билән уйғурлар арисидики зиддийәтниң юмшимайдиғанлиқини, уйғур хәлқиниң наразилиқиниң тохтимайдиғанлиқини, бундин кейинки вәзийәтниң бәлким техиму кәскин болиши мумкинликини билдүрди.

Хитайниң уйғур елидики миллий сиясити, 5 ‏ - июл вәқәсидин бурунла уйғурлар вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап келиватқан иди. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, бейҗиң һөкүмитини уйғурларниң диний вә мәдәнийәт кимликигә чеқилип, бу районға көпләп хитай көчмәнлирини көчүрүп келип, йәрлик уйғур қатарлиқ милләтләрниң яшаш муһитиниң барғанчә тарийип кетип,' уйғурлар арисида ишсизлиқ вә намратлиқниң ямрап кетиватқанлиқини, йәрлик хәлқ болған уйғурларниң бу районниң байлиқлиридин бәһримән болалмайватқанлиқини, намратлиқ ичидә яшаватқанлиқини илгири сүргән иди. Хәлқара тәшкилатлар йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур әлидә йүргүзүватқан қаттиқ қол сияситини әйибләп, бейҗиң һөкүмитиниң бихәтәрлик җәһәттики тәһдитни көптүрүп, уйғурларни бастуруштики баһанә сәвәб қиливатқанлиқини әйиблигән иди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди америка авази радио истансисиниң зияритини қобул қилғининиму, хитай һөкүмити елан қилған "шинҗаң ақ ташлиқ китаби" һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң мушундақ бир шараитта бу китабни елан қилиши, хитай коммунист партийиси һакимийәт йүргүзүватқан 60 йилдин буян уйғурлар вә башқа милләтләр үстидин йүргүзүватқан миллий сияситидики мәғлубийитини йошуруштин башқа нәрсә әмәс дәп тәкитлигән иди.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.