Д у қ вә хитай демократлири ху җинтавға хәт йезип, ваң лечүәнни вәзиписидин елип ташлашни тәләп қилған

Хитай һөкүмити 5‏ - июл вәқәсиниң җавапкарлиқини дуня уйғур қурултийиға артқан болсиму, лекин хитай чоң қуруқлуқи вә чәтәлдики нурғун димократик хитайларниң қаришичә, 5‏ - июлдики милли тоқунушниң баш җавабкари ваң лечүән вә униң чоң хәнзучилиқ сияситидур.
Мухбиримиз әркин
2009.09.23
Wang-Lechuan-Nur-Bekri-Picharlashmaq-305 Ваң лечуән вә нурбәкриниң пичирлишиватқан көрүнүши.
www.nytimes.com Дин елинди. Сүрәт, Ciaro Cortes iv / Reuters ниң.

Америкидики өктичи хитайлар вә хитай чоң қуруқлуқидики бәзи димокератик затлар дуня уйғур қурултийи билән бирлишип, хитай рәһбири ху җиңтавға ваң лечүәнниң вәзиписини елип ташлашни тәләп қилип хәт язған.

Хитай дөләт рәиси ху җинтавға бирләшмә имзалиқ очуқ хәт елан қилип, уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүәнни вәзиписидин елип ташлашни тәләп қилиш һәрикитини хитай демократик һәрикитиниң алдинқи қатардики шәхслиридин таң бочяв қатарлиқ кишиләр қозғиған.

Таң бочияв, ху җинтавға йезилған ваң лечүәнни вәзиписидин елип ташлаш тоғрисидики очуқ хәткә америка вә хитай чоң қуруқлуқидики бәзи демократик затлардин болуп аз дегәндә 250 адәмниң имза қойғанлиқи, имза қойғанлар ичидә тибәтләр вә дуня уйғур қурултийидики рәһбири затларниң барлиқини билдүрди.

Бу хәт б д т ниң ню - йорктики омуми қурултийи шундақла петистбургдики 20 дөләт гуруһиниң башлиқлар йиғиниға қатнишидиған ху җинтавниң америкидики мәзгилидә елан қилинған. Таң бочяв ваң лечүәнни вәзиписидин елип ташлашни тәләп қилиштики сәвәбләрни чүшәндүрүп, ваң лечүәнниң 5‏ - июлдики үрүмчи вәқәсидә мәсулийити барлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: "көпчилик буниң ноқул хәнзулар билән уйғурлар арисидики зиддийәт әмәсликини тонуп йетишкә башлиди. Бу сияси түзүмниң мувапиқ болмаслиқи пәйда қилған бир һадисә. Бу түзүмдә уйғурлар бозәк қилишқа учриди. Нәтиҗидә бу юқириқи йиғиштурувалғили болмайдиған ақивәтни кәлтүрүп чиқарди. Буниңдики асаси мәсулийәтни ноқул һалдила хәнзуларға артип қоюшқа бөлмиса керәк. Бу йәрдики асаси мәсулийәт җуңго компартийисиниң рәһбәрлиридә, җоңгу компартийисиниң рәһбәрлик қатлимида хәнзулар вә башқа милләтләр бар. Лекин асаслиқи хәнзулар. Шуңа бу иш бизни бир хәнзу болуш сүпитидә наһайити азаблиди. Биз ишни ваң лечүәндин башлидуқ."

Хитай компартийиси 5 ‏ - июл вәқәсидин кейин үрүмчи шәһәрлик партком секритари ли җини вәзиписидин елип ташлиған болсиму, лекин ваң лечүәнни вәзиписидин елип ташлаш һәққидики тәләп вә чақириқларға қулақ салмиған иди.

Ваң лечүән 5 ‏ - июл вәқәсидин кейин уйғурларниң қаршилиқиға учрапла қалмай уйғур дияридики хитай көчмәнлириниң қаршилиқиға дуч кәлгән. Лекин бу икки хәлқниң ваң лечүәнгә қарши туришидики сәвәби охшимайтти. Уйғурлар 5 ‏ - июлдики вәқәни ваң лечүәнниң уйғурларни чәткә қеқип, хитайларға яр - йөләк болуш сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүрсә, үрүмчидики хитайлар униң 5‏ - июлдики вәқәдә йетәрлик қаттиқ қол болмиғанлиқини тәнқидлигән иди.

Таң бочяв болса " кишилик һоқуқни қоғдаш ялғуз адәттики һоқуқни қоғдашла болуп қалса болмайду. Кишилик һоқуқни қоғдаш өз миллитиниң һоқуқини қоғдаш болупла қалмай башқа милләтләрниң һоқуқини қоғдаш шундақла шәхсләрниң һоқуқини қоғдашни өз ичигә елиши керәк. Буниң ичидә җоңго компартийиси һөкүмранлиқидики һәр қайси охшимиған районларниң һоқуқиға һөрмәт қилип керәк," дәйду.

Дуня уйғур қурултийи ваң лечүән һәққидики имза топлаш һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүрди. Қурултай рәиси рабийә қадир ханим һәрикәтниң мәқсиди ваң лечүәнни җазалаш болса, бу һәрикәтни қоллайдиғанлиқини, лекин униңда өзиниң имзаси йоқлуқи, қурултай рәһбәрлик қатлимидики затларниң ичидә униңға имза қойғанлар болса уни билмәйдиғанлиқини билдүрди.

Америкиниң ню йорк шәһиридики хитай демократик паалийәтчиси таң бочяв бу қетимқи һәрикәт хитайниң ичи вә сиртидики һәр хил күчләрниң милли, җуғрапийилик вә сияси җәһәттики чәк чегридин һалқип өтүп елип барған тунҗи һәрикити болуп һесаблинидиғанлиқини билдүрди. У, имза қойғанлар ичидә дуня уйғур қурултийдикиләр, "шинҗаң"дики һәрбийләр, тәптишләр вә нурғун хитайларниң барлиқини әскәртиду. У, "биз имза қойғучиларниң исмини селиштуруп, кишиләрниң өз исмини ишләттуқ. Топланған имзаларниң ичидә бейҗиң университетиниң профессори шя йеляңниң имзаси бар шундақла мәмликәт ичидики нурғун тәптиш хадимлириниң язған хети бар. Йәни һәр қайси саһәләрдики охшимиған затларниң имзаси топланди. Униң сиртида йәнә шинҗаңдики һәрбийләр шундақла йәнә дуня уйғур қурултийидикиләрниң коллектип имзаси вә нурғун хәнзуларниң имзаси бар" дәп көрсәтти.

Таң бочяв бу хәтниң ху җинтавниң қолиға тегиш тәгмәсликигә бир немә дейәлмәйдиғанлиқи, лекин болмиди, дегәндиму ху җинтавниң әтрапидики кишиләрниң хәвәр тапидиғанлиқини, чүнки бу хәт ху җинтав америкини зиярәт қиливатқан мәзгилдә һәр қайси мәтбуат васитилирида елан қилинғанлиқи, хитайниң америкидики әлчиханә вә б д т органлириға йолланғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.