Енергийә русийә-хитай баш министирлириниң 15-қетимлиқ учришишидики асаслиқ һәмкарлиқ темиси
Мухбиримиз умидвар
2010.11.24
2010.11.24

AFP
Хитай баш министири вен җябав өзиниң бу қетимлиқ русийә зияритини 22- ноябир күни санктпетербургдин башлиған болуп, у русийә баш министири владимир путинниң қизғин қарши елишиға еришкән шуниңдәк мәзкур икки баш министир 23- ноябир күни санкитпетербургта рәсмий сөһбәт өткүзгән.
Русийә агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, сөһбәтниң хуласиси сүпитидә владимир путин билән вен җябав " русийә-хитай баш министирлириниң 15-қетимлиқ қәрәллик учришиш бирләшмә баянати"ни имзалиған.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң инглизчә хәвиридә көрситилишичә, вен җябав билән владимир путинниң бу қетимқи учришишниң нәтиҗиси сүпитидә икки тәрәп сода-иқтисад, енергийә, транспорт, малийә, мәдәнийәт вә башқа саһәләргә аит 20 гә йеқин келишимгә имза қойған.
Хитайниң шинхуа агентлиқи вен җябавниң бу қетимқи зиярити, болупму униң русийә баш министири владимир путин һәм президент дмитрй медведев билән болған учришишлирини зор вәқә сүпитидә хәвәр қилған болсиму, бирақ русийә мәтбуатлирида адәттики учурлар тәриқисидә баян қилиниш билән биргә йәнә русийә-хитай һәмкарлиқ мунасивәтлиридики ихтилаплар вә башқа бир қатар мәсилиләргә аит түрлүк сәлбий инкасларғиму орун берилгән.
Икки баш министирниң учришиши җәрянида вен җябав хитайниң тинч тәрәққият йолида қәтий меңип, "русийиниң қайтидин гүллинип, қудрәтлик дөләт болушини қоллайдиғанлиқи"ни билдүргән.
У, сөзидә йәнә икки тәрәпниң енергийә саһәсидики һәмкарлиқларнила чоңқурлитип қалмастин бәлки, сода вә мәбләғ селишниму кеңәйтип, йеңи һәмкарлиқ саһәлирини ечип, бирликтә пән-тәтқиқати қилиш арқилиқ йеңилиқ яритиш, пул-муамилә һәмкарлиқини илгири сүрүш қатарлиқ мәсилиләрниму тәкитлигән. Русийә баш министири путин болса икки дөләтниң истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлиригә юқири баһа бериш билән биргә йәнә русийә тәрәпниң хитай билән машина електр вә ядро електр саһәсидики һәмкарлиқни кеңәйтишни халайдиғанлиқи шуниңдәк хитайниң русийиниң иқтисадий алаһидә районлири қурулуши вә игиликни хусусийлаштуруш җәрянлириға қатнишиши һәмдә мәдәнийәт алақилирини техиму илгири сүрүшни халайдиғанлиқини билдүргән.
Мулаһизичиләр вен җябавниң бу қетимқи русийә зияритидин көзлигән асаслиқ нишанниң сиясий җәһәткә қариғанда, йәнила енергийә саһәсини өз ичигә алған иқтисадий саһәләрдә хитайниң мәнпәәтлирини капаләткә игә қилиш икәнликини оттуриға қоймақта. Бу нуқта "русийә-хитай баш министирлириниң 15-қетимлиқ қәрәллик учришиш бирләшмә баянати"диму гәвдиләнгән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, вен җябав билән владимир путинниң бу нөвәтлик учришишида русийиниң хитайға сатидиған тәбиий газлириниң баһаси мәсилисидә пикир бирлики шәкилләнмигән, йәни, икки тәрәп газ баһасида келишәлмигән болуп, хитай тәрәп русийидин алидиған газ баһасиниң төвән болушини сориған. Әмма, русийә буниңға қошулмиған.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай тәрәп газ баһасиниң һәр миң куб метирниң 100 доллар әтрапида болушини үмид қилған,бирақ русийиниң газпром ширкити буниңға қошулмиған. Чүнки, русийә явропаға һәр миң кубметир газни 300 доллар әтрапида сатиду. Бундақ әһвал астида русийә тәрәпниң хитай тәләп қилғандәк мундақ әрзан баһада газ сетиши мумкин әмәс иди.
26-28-Сентәбир күни русийә президенти дмитрий медведев хитайни зиярәт қилғанда, хитай-русийә нефит турубисини ишқа кириштүрүш кунупкисини басқан һәмдә 2015-йилидин етибарән хитайни тәбиий газ билән тәминләшкә қошулған иди. Бирақ, икки дөләт арисидики газ баһасидики ихтилаплар бу пиланға зитлишип қалған.
Әмма, русийә вә хитай баш министирлириниң 15-нөвәтлик учришишиниң йәнила мәлум нәтиҗиләр билән хуласиланғанлиқи ейтилмақта. Бу болсиму русийиниң бу йил 12-айдин етибарән хитайниң хәлқ пулиниң русийә пул-муамилә базириға киришигә қошулушидур. Ваһаләнки, русийиниң рублиси бир қанчә күндин буян хитай пул-муамилә базириға кирип болған.
Америка билән хитай арисидики пул-муамилә кризисниң күчийишигә әгишип, хитай тиришип, өз пулиниң тәсир даирисини кеңәйтмәктә. У, русийә билән болидиған содида доллар ишләтмәй, рубли билән хәлқ пулини ишлитишни тәшәббус қилған.
Бирақ, русийә мәтбуатлири русийә билән хитайниң сода миқдариниң төвәнләп кәткәнлики, әслидики бу йил 60 милярд долларға йәткүзүш пилани әмәлгә ашмай, икки дөләтниң бу йилқи содисиниң 50 милярд доллар әтрапида болидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.
Русийиниң " йеңи вақит" учур интернет гезитиниң йезишичә, вен җябав 24- ноябир күни москвада русийә президенти медведевниң қобул қилишиға еришкән. У, москвада "хитай тили йили" паалийитиниң ахирлишиш мурасимлириға иштирак қилиш билән биргә йәнә бир қисим русийә мутәхәссислириниң хитай тили вә хитай мәдәнийитини тәрғип қилишқа қошқан төһписини тәқдирләп, уларға " хитай тили вә мәдәнийитигә һәссә қошуш мукапати" бәргән. Вен җябав йәнә бир қисим енергийә саһәсидики русийилик әрбабларни" хитай -русийә енергийә һәмкарлиқи саһәсидики төһпикарлиқ мукапати" билән тәқдирлигән.
Вен җябав русийә зияритини ахирлаштуруп, болуп, 24- ноябир күни таҗикистан зияритини башлиған болуп, у уйғур елиниң җәнубий чегрисидики мәзкур дөләттә рәсмий сөһбәтләрдә болуш билән бир вақитта йәнә дүшәнбә шәһиридә өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң баш министирлири йиғиниға қатнишиду.