Әрдоған 5 - июл үрүмчи вәқәсини б д т ниң күнтәртипигә елип чиқарму?

Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 64 - нөвәтлик омумий йиғиниға қатнишиш үчүн 21 сентәбир күни нев йоркқа йетип кәлди.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.09.22
Erdogan-turkiye-urumqi-weqesi-305 7 - Айниң 8 - күни, түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған үрүмчидики қирғинчилиқни "бу вәһшилик" дәп ейиблигән иди. Сүрәт, әрдоғанниң бүгүнки түрк мәтбуатлириға қилған байанатида, д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң түркийигә келиши үчүн виза беридиғанлиқини ейтиватқан көрүнүш.
http://yenisafak.com.tr Дин елинди.

Түркийә баш министири меңиштин бурун әнқәрә әсәнбоға айропилан истансисида  мухбирларға бәргән баянатида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу қетимқи йиғиниға 130 дөләт рәһбириниң қатнишидиғанлиқини, бу җәрянда өзиниң 20 дөләтниң рәһбири билән учришидиғанлиқини ейтқан иди.

Биз игилигән мәлуматларға қариғанда түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған б д т ниң баш секритари бан ки - моон, америка президенти барак һүсәйин обама қатарлиқ кишиләр билән учришидикән.

Йәнә биз игилигән мәлуматларға асасланғанда рәҗәп таййип әрдоған хитай дөләт реиси ху җинтав билән көрүшмәйдикән. Б д т да түркийә ташқи ишлар министири ахмәт давутоғлу, хитай ташқи ишлар министири яң җийечи билән учришип, 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә музакирә елип баридикән.

5 - Июл үрүмчи вәқәсигә қаттиқ наразилиқини билдүргән рәҗәп таййип әрдоған, 7 - айниң 9 - күни бәргән баянатида, хитай һөкүмитиниң үрүмчидә қилғанлириға қарап туралмайдиғанлиқини, бу мәсилини хитайниң даимий әза, түркийиниң вақитлиқ әзаси болған бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик комитетиниң күн тәртипигә елип чиқидиғанлиқини ейтқан иди. Ундақта 9 - айниң 23 - күни өткүзилидиған б д т ниң 64 - нөвәтлик омумий йиғинида түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған 5 - июл үрүмчи вәқәсини оттуриға қоярму?

Бу мәсилиләр һәққидә түркийә аднан мәндәрәс университети оқутқучиси др. Сәлчуқ чолақоғлу билән хаҗәттәпә университети оқутқучиси др. Әркин әкрәм әпәнди өз көз қарашлирини оттуриға қойди.  

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.