Әрәб баһари түгәп қалдиму?

Әрәб дунясида чиққан намайишларға бир йилдин көпрәк вақит өткән болсиму, бу намайишлар давам қилмақта вә нәтиҗиси һәр хил болмақта.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.05.01
misr-suriye-namayish-305.png Сүрәттә қаһирәдики сүрийә һөкүмитигә қарши намайиштин бир көрүнүш
Photo: RFA

Тәһлилчиләргә көрә, әрәб баһариниң биринчи адреси болған тунис билән мисирда намайиш толуқ ғәлибә қилип, һакимийәт хәлқниң қолиға өтүш алдида җиддий һәрикәтләр болуватқан бу пәйттә, ливийидә парчилиниш хәвпи, сүрийидә намайишларниң нәтиҗисиз қелиш хәвпи көрүлмәктә икән.

Лондонда чиқидиған“оттура шәрқ” гезитиниң 2012-йили 1-май күнидики санида, әрәб язғучиси халид әл қиштини тәрипидин “әрәб баһари түгидиму?” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
“әрәб баһариға 15 ай болди. Бу арида көп ишлар өзгәрди, муһим дөләт әрбаблири адәттики адәмләргә өзгирип қалди, һәтта мәңгү тәхттин чүшмәймиз, дәп ойлап хатирҗәм олтурған вә тәхт варислиқини өз пәрзәнтлиригә йөткәшниң хиялида болған һөкүмдарларму бирдин тәхттин чүшүп кәткәнликини туймай қалди. Чүнки, қуран кәримидә ‛күнләрни инсанларниң оттурисида алмаштуруп туримиз‚ дегән айәтниң тәқәззаси бойичә, һакимийәтму алмишип туриду. Хәлқниң арзуси әмәлгә ешип намайиш әснасида төкүлгән қанларниң бәдилигә тәқдирләшкә тегишлик ишларму болди. Әмма ечинишқа тегишлик вәқәләрму болди. Мәсилән: сүрийә вәзийити һәқиқәтән ечинишлиқ болмақта. Сүрийидики өктичиләр әмди йолниң оттуриға келип қалғанда, арқиға қайталмайду. Уларниң инқилаби чоқум ғәлибә қилиши керәк. Навада уларниң инқилаби йерим йолда қалса, сүрийиниң һәммә йери қәбриләргә айлинип қалиду. Һазир дуня хәлқиниң көзи сүрийидә болмақта. Сүрийидики өктичиләрниң ғәлибилири ашқансери, әсәд һакимийитиниң вәһшийлики ашмақта.”

Әрәб баһари өлмиди

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
“әрәб дунясидики демократийә тәләп қилиш һәрикәтлири охшаш болмиған шәкилләрдә вә охшаш болмиған һәҗимдә болуп өтти вә болуватиду. Бу һәрикәтләр сайисидә һәр хил характергә игә җамаәтләр вә тәшкилатлар оттуриға чиққан болди. Уларниң чиққанлиқиниму демократийиниң аввалқи мевилиридин бири дейишкә болиду. Чүнки, диктаторилиқ заманида әрәбләрниң бунчилик авази чиқмиған иди. Әрәб дунясидики өзгиришләр күндин-күнгә тәрәққий қилип бармақта. Сүрийидә диктаторилиқ түзүмигә қарши һәрикәт давам қилмақта. Бу әһвалда, һечким әрәб баһарини түгиди дейәлмәйду. Чүнки, әмәлийәттиму әрәб баһари түгигини йоқ. Бәлки у давам қиливатиду. Шуни кәскин ейталаймизки, әрәб баһари давам қилиду. У һазирқи шәклидә давам қилмисиму шәклини вә усулини өзгәртип давам қилиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.