Езилгән милләтләр вә аз санлиқ хәлқләрниң әркинлик йүрүши

22 - Өктәбир күни езилгән милләтләр вә аз санлиқ хәлқләрниң 4 - нөвәтлик хәлқаралиқ әркинлик йүрүши паалийити берлин, париж вә рим шәһәрлиридә өткүзүлгән.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.10.23
erkinlik-marshi2.jpg Езилгән милләтләр вә аз санлиқ хәлқләрниң 4 - нөвәтлик хәлқаралиқ әркинлик йүрүши паалийитидин көрүнүш
RFA/Ekrem

Д у қ рәһбәрлириниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, мәркизи италийидә болған әркин мәдәнийәт җәмийитиниң орунлаштуруши вә дуня уйғур қурултийи, тибәт тәшкилатлири, бирма кишилик һоқуқ тәшкилатлири, өктичи иранлиқлар, ветнам кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәмкарлишиши билән 10-айниң 22-күни охшаш бир вақитта берлин, париж  вә   рим шәһәрлиридә өткүзүлгән  4-нөвәтлик хәлқаралиқ әркинлик йүрүши паалийитигә көп санда уйғурларму қатнашқан.

Паалийәтниң италийә пайтәхти римдики қисмиға уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимму иштирак қилған болуп, уйғурлар мәсилиси темисида нутуқ сөзлигән һәмдә италийиниң сиясий әрбаблири, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән аммиви тәшкилатлар рәһбәрлири вә мәтбуат хадимлири болуп көп қатлам кишиләр билән учришип, уйғур давасиниң италийидә тонуштурулушиға төһпә қошқан.

erkinlik-marshi1.jpg
Езилгән милләтләр вә аз санлиқ хәлқләрниң 4 - нөвәтлик хәлқаралиқ әркинлик йүрүши паалийитидин көрүнүш
RFA/Ekrem



 Берлиндики паалийәткә д у қ рәһбәрлириниң йетәкчиликидә мюнхен вә берлиндин йиғилған уйғурлар, париждики паалийәткә болса фирансийә уйғур комитетиниң йетәкчиликидә франсийидики уйғурлар иштирак қилған. Биз бу паалийәтниң тәпсилатидин хәвәрдар болуш мәқситидә, берлиндики намайишқа иштирак қилған бир қисим уйғур сиясий паалийәтчилирини зиярәт қилдуқ. Д у қ яшлар комитети рәиси ғәюр қурбан вә д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиләр бу паалийәт тоғрисида мәлумат берип өтти.
 
Бу қетимқи әркинлик намайишиниң асаслиқ темиси уйғур, тибәт, иран, бирма хәлқлириниң һәқ-һоқуқини қоғдаштин ибарәт болуп, көп санда уйғур, тибәт, бирма, иранлиқлар билән биргә йәнә, намайиш болған дөләтләрдики сиясий партийиләрниң вәкиллири, һәрқайси дөләтләрниң парламент әзалири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллириму бу қетимлиқ паалийәткә қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.