Қазақистанда панаһланған әршидин исраилниң хитайға қайтуруп берилгәнлики илгири сүрүлмәктә
2011.05.31

Нөвәттә қазақ даирилири бу һәқтә рәсмий баянат елан қилмиған болсиму, әршидинниң қазақистандики уруқ-туғқанлири униң йәкшәнбә күни кәчқурун илгири тутуп турулуватқан орундин елип кетилгәнликини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийи бу һәқтә баянат елан қилип, дуня җамаәтчиликини әршидин мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди.
Әршидин исраил мәсилиси һәққидә сөз ечиштин илгири униң ким икәнлики вә немә сәвәбтин қазақистанға берип қалғанлиқи үстидә икки кәлимә тохтилип өтүш, анчә ошуқ кәтмисә керәк.
Мәлум болушичә, әршидин исраил ғулҗиниң қорғас тәвәсидин болуп, 1999-йили “бөлгүнчилик” җинайити билән әйиблинип 6 йил қамақта ятқан. У йәнә, 2009-йилидики “5-июл вәқәси” дин кейин тутқун қилинип, түрмидә уруп өлтүрүлгән шөһрәт турсун паҗиәсини хәлқара мәтбуатларға ашкарилаш җинайити билән или даирилири тәрипидин издәш обйектиға айланған.
Ундақта шөһрәт турсун паҗиәси қандақ болған? биз игиләнгән мәлуматларға қариғанда, шөһрәт турсун “5-июл вәқәси” гә четилип үрүмчидә тутулған вә 40 нәпәрчә ғулҗилиқ тутқун билән үрүмчидин ғулҗидики йәрлик түрмиләргә йөткәлгән.
Һалбуки, 2009-йили 18-сентәбир шөһрәт турсунниң таяқ зәрбисидин тонуғусиз болуп кәткән җәсити униң аилисигә қайтуруп берилгән.
Әйни чағда, радиомиз бу һәқтә өлүм һазиси болуватқан нәқ мәйдандин хәвәр игилигән идуқ.
Кейин даириләр бу хәвәрни хәлқара мәтбуатқа ашкарилиғучиниң әршидин исраил икәнлики көрситип, уни издәшкә башлиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Әршидин исраил әйни чағда бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бурун өзигә артилған җинайәтләр вә кейинки гуманлардин чөчүгәнлики вә 2009-йили 24-сентәбир ғулҗидин қечип, төт кечә пиядә йол йүрүп, қорғас арқилиқ қазақистанға қечип чиққанлиқини сөзләп бәргән иди.
У, қазақистанға чиққандин кейин, б д т мусапирлар ишханисидин панаһлиқ тилигән вә 2010-йили мартта панаһлиқ илтимаси қобул болған.
Әршидин шу йили апрелда шветсийигә тәқсим қилинған болсиму, қазақистан даирилири униң қазақистандин чиқишиға керәклик материялларни беришни рәт қилған.
Әршидин 2010-йили 3-апрел қазақ сақчилири муһапизәт қилидиған бир туралғуға, андин рәсмий тутуп туруш орниға йөткәлгән вә шундин кейин униң панаһлиқ илтимаси үстидин 5 қетим сот ечилған.
Бу йил 27-май ечилған ахирқи сотта әршидин тапшурған панаһлиқ илтимасиниң рәт қилинғанлиқи вә униң хитайға қайтурулидиғанлиқи қарар қилинған.
Мәзкур хәвәр оттуриға чиққандин кейин, әршидинниң қазақистандики уруқ-туғқанлири намайиш қилип, қазақистан даирилиридин уни хитайға өткүзүп бәрмәсликни тәләп қилған иди.
Бүгүн егилгән хәвиримизгә қариғанда, әршидин исраил йәкшәнбә күни кәчқурун бир қисим һөкүмәт хадимлири тәрипидин елип кетилгән.
Юқириқиси әршидин исраилниң инисиниң аяли асийә керимованиң баянлири.
Униң билдүрүшичә йәнә, уларниң адвокати юри сергейивеч стуканоф 27-май қазақ алий сотиға әрз йоллап, әршидинниң делосиға қайта қарап чиқишни тәләп қилған.
Һалбуки, қазақистан йәрлик даирилири юқири сотниң җавабини күтмәстинла әршидинни йөткәп кәткән.
Бу хәвәр оттуриға чиққандин кейин, дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, әршидинниң тәқдиридин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини билдүрди вә дуня җамаәтчилики әршидин үчүн оттуриға чиқишқа чақирди.
Баянатта мундақ дейилгән: дуня уйғур қурултийи хәлқара җәмийәттин әршидинни дәрһал қоғдашни тәләп қилиду вә қазақ һөкүмитиниң хәлқара келишимләрдә бәргән вәдисигә әмәл қилишни униң есигә селишқа чақириду.
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим бу хәвәрдин интайин пәришан болғанлиқини билдүрди.
Қазақистан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирларни қоғдаш вә тән җазасиға қарши туруш келишимлиригә имза қойған дөләтләрниң бири.
Һазирға кәлгүчи қазақистан хитайға қайтуруп бәргән уйғур мусапирлар бир нәччигә йетиду.
Мәлум болушичә, қазақистан даирилири әхмәт мәмәт, турғун аббас қатарлиқларни 2001-йил декабирда хитайға өткүзүп бәргән.
Һалбуки, әршидин исраилниң әсли тутуп турулуватқан орундин елип кетилгәнлики илгири сүрүлгән болсиму, униң хитайға қайтурулған яки қайтурулмиғанлиқи һазирчә ениқ әмәс.