Чапчал кан йезиси деһқанлири әрздар дилмурат муслинни қоллайдиғанлиқини билдүрди
2012.07.09
Кан йезиси деһқанлириниң йеза кадирлириниң парихорлуқ қилмиши үстидин қилған әрзи йәрликтә қобул қилинмиғачқа, күндин-күнгә еғирлишиватқан парихорлуқ қилмишидин ғәзәпләнгән деһқанлар дилмурат муслинни бейҗиңға әвәтип, юқири орунларға әрз қилиш йолини тутқан.
Радиомиз өткән һәптә һәм униңдин илгирики программилиримизда чапчал наһийиси кан йезисиға қарашлиқ 5000 мо даирини игиләйдиған тоқайлиқниң 2011-йилидин башлап наһийилик орман идариси һәм йезилиқ һөкүмәттики бир қисим әмәлдарлар тәрипидин хитай өлкилиридин кәлгән хитай тиҗарәтчилири һәм ғулҗа шәһиридин кәлгән содигәрләргә сетип берилиши вәқәси һәм йеза кадирлириниң парихорлуқ қилмиши һәққидә әрздар дилмурат муслин һәм башқа деһқанларниң наразилиқ инкаслири һәм бейҗиңда әрзни давамлаштуруватқан дилмурат муслин һәм униң аилисидикиләрниң даириләр тәрипидин тәһдиткә учриғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән идуқ.
Бүгүн кан йезисидин радиомиз зияритини қобул қилған деһқанлар нөвәттә йезилиқ һөкүмәт даирилири деһқанларниң әрзи сәвәблик уларға вәкил болуп бейҗиңға кәткән дилмурат муслинниң аилиси һәм бир қисим деһқанларға бесим ишлитиватқан болсиму, әмма деһқанларниң улар үчүн пидакарлиқ көрситип, әрзини давамлаштуруватқан дилмурат муслинни давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Деһқанларниң билдүрүшичә, дилмурат муслин үч айдин буян деһқанларға вакалитән, йезидики вәйран қилинған тоқайлиқ һәм йеза кадирлириниң парихорлуқ қилмиши үстидин әрз қилип үрүмчи, бейҗиң қатарлиқ җайларда йүрүп, һәр хил қийинчилиқлар ичидә әрзини давамлаштуруватқан болуп, дилмурат муслин бу қетимқи әрзи үчүн өзиниң шәхси тракторини 70 миң йүән хәлқ пулиға сетивәткән.
Өз кимликини ашкарилашни халимайдиған бир деһқан йезидики деһқанларниң йезилиқ һөкүмәт даирилириниң бесими һәм тәһдитлиригә қаримай, улар үчүн бейҗиңда әрзини давамлаштуруватқан дилмурат муслинға өз чаминиң йетишичә пул йиғиш қилип әвәтип бәргәнликини билдүрди.
Дилмурат муслинниң бейҗиңда әрзни давамлаштуруватқанлиқи һәққидики хәвәр радиомизда берилгәндин кейин, кан йезилиқ һөкүмәт даирилири өткән һәптә, дилмурат муслинниң аяли һәм уруқ-туғқанлирини йезидики сақчилар арқилиқ наһийидики сақчи идарисигә әкетип сорақ қилған. Шундақла йезидики деһқанларни агаһландуруп, йезилиқ һөкүмәт үстидин әрз қилишниң һәм йезидики әһвални чәтәл радиосиға хәвәр қилишниң җинайәт икәнликини тәкитләп, йезидики һәрқандақ бир деһқанниң бейҗиңда әрз қиливатқан дилмурат муслинға иқтисадий җәһәттин ярдәм қилса қаттиқ җазалинидиғанлиқини уқтурған.
Радиомиз зияритини қобул қилған деһқанлар йезилиқ һөкүмәт даирилириниң деһқанларға қиливатқан тәһдити әмәлийәттә, өзлириниң парихорлуқ қилмишиниң мәтбуат орунлири арқилиқ ашкарилинип кәткәнлики сәвәблик болуватқанлиқини билдүрүп, йәрлик һөкүмәт даирилири йезидики парихор әмәлдарларға чарә көрүп, мәсилини адил бир тәрәп қилғанға қәдәр деһқанларниң әрзни давамлаштуридиғанлиқини һәм дилмурат муслинни қоллап униңға давамлиқ ярдәм қилидиғанлиқини билдүрди.
Радиомиз игилигән башқа учурлардин мәлум болушичә, кан йезисидики деһқанларниң әрзи нәтиҗисидә, чапчал наһийилик һөкүмәт кан йезисиға интизам тәкшүрүш өмики әвәтип, деһқанлар әрз қилған йеза кадирлири үстидин тәкшүрүш елип барған. Әмма наһийилик һөкүмәт парихорлуқ қилмишлири толуқ пакитлири билән ениқланған ваң шилуң, дең йичаң, полат, әзиз әхмәт, әкрәм, җең хеңйиң, садиқҗан қатарлиқ йеза кадирлириға һечқандақ чарә көрүлмигән. Кан йезисиға қарашлиқ тоқайлиқни бузуп сетиветиш вәқәсидә деһқанларниң наразилиқи күчлүк болған орман идарисиниң хадими дең йичаң, йәр тәврәшкә чидамлиқ өй қурулушиға аҗритилған пулға мәсул йезилиқ һөкүмәттики әкрәм қатарлиқларни наһийидики башқа идариләргә йөткиветиш, деһқанларға толуқлима пул намида келиш мәнбәси ениқ болмиған пулларни бериш арқилиқ мәсилини һәл қилишқа урунған. Наһийилик һөкүмәтниң мәсилини бундақ һәл қилиши деһқанларниң наразилиқини техиму қозғап, деһқанларниң юқири дәриҗилик һөкүмәт орунлириға йеза кадирлири үстидин әрз қилишиға сәвәб болған.