Хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини хитай өлкилиригә давамлиқ йөткишигә қарши инкас
2012.03.29

Хитай даирилириниң хәлқаралиқ тәшкилатларниң тәнқидигә вә уйғурларниң наразилиқиға қаримай, 2004-йилидин башлап рәсмий йолға қойған “ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәп ишқа орунлаштуруш” сияситини барғанчә күчәйтип елип бериватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң 26-июн вә 5-июл вәқәлиридәк паҗиәләрдин савақ алмиғанлиқи шундақла бу сиясәтниң хитайниң уйғурларға қаритилған муһим истратегийиси икәнликини көрситип турмақта. Хитай һөкүмити 12-бәш йиллиқ пилан җәрянида йөткәп ишқа орунлаштурулидиған ешинча әмгәк күчлирини 11 милйонға йәткүзидиғанлиқини елан қилғандин буян, асас қатламларда актипларни ишқа селиш арқилиқ ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш сияситиниң тәшвиқатини техиму күчәйткән. Бу чәтәлләрдики уйғур зиялий вә паалийәтчилириниң инкасини қозғиди, бүгүнки аңлитишимизда мухбиримиз илгири узун йил уйғур елиниң ахбарат саһәсидә мухбир болуп ишлигән, германийидики уйғур зиялийлиридин амангүл ханим билән мәзкур мәсилә һәққидә сөһбәттә болди.
Бу сөһбәтни юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.