Уйғур әйдиз паалийәтчиси: әйдизниң бу қәдәр ямришида парихор әмәлдарларниң җавабкарлиқи зор
2012.12.03
Хитай дөләт ишлири мәһкимиси әйдизниң алдини елиш хизмәт комитети башлиқи ли кечяң 3-декабир ахбаратқа хитайда әйдизниң бир җиддий иҗтимаий мәсилигә айланғанлиқини етирап қилди вә мушу һаләттә кетивәрсә әйдизниң ваба характерлик зор иҗтимаий кризисқа айлиниши мумкинликини, буниң алдини елиш үчүн һөкүмәт, сәһийә -давалаш органлириниң функсийилик роли вә мәсулийитини толуқ ада қилдуруштин башқа йәнә әйдизгә қарши турушта әл ичи тәшкилатлириниң орнини һеч немә басалмайдиғанлиқини җиддий әскәртти.
Уйғур елидики бирдин бир әличи тәшкилат-“ярип” зәһәр чәкләш вә әйдизгә қарши туруш мәслиһәт сораш, давалаш орниниң қурғучиси әхмәтҗан қурбан болса, әйдизгә қарши күрәшлириниң нурғун тосқунлуқ вә бәдәл төләш билән давам қиливатқанлиқини, уйғур елидә әйдизниң бу дәриҗидә тез һәм кәңри ямришида парихор әмәлдарларниң әң чоң мәсулийити барлиқини баян қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң әхмәтҗан қурбан билән елип барған сөһбити диққитиңларда болсун.