Сабиқ парламент әзаси расим җинисли: түрк хәлқиниң әйса йүсүп алптекингә болған сөйгүси шәрқий түркистанға болған сөйгү иди

2011‏-Йили 12‏-айниң 18‏-күни истанбулниң зәйтинбурну районидики оқутқучилар меһманханисиниң залида мәрһум әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң туғулғанлиқиниң 110 йиллиқи хатириләнди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.12.22
rasim-jinisli-305.jpg Сабиқ парламент әзаси расим җинисли сөз қилмақта. 2011-Йили декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Бу йиғинға германийә вә түркийиниң һәрқайси җайлиридин кәлгән шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң рәһбәрлири мәрһумниң йеқинлиридин болуп көп санда кишиләр қатнашти. Йиғинда мутәхәссисләр әйса йүсүп алиптекинниң иш-излирини аңлатқандин башқа әйса йүсүп алиптекинниң сәпдашлири, йенида ишлигән кишиләр вә бәзи уйғур паалийәтчиләр мәрһум әйса йүсүп алиптекин һәққидики унтулмас хатирилирини аңлатти.

Түркийиниң сабиқ парламент әзаси, мәрһум әйса йүсүпниң йеқин дости расим җинсли әпәнди мәрһум иса йүсүп алиптекинниң түркийигә қошқан төһписи һәққидә тохтилип мундақ деди:
‏- У йилларда түркийидә марксизм, коммунизмниң йейилиш хәвпи бар иди. Түрк хәлқи коммунист түзүминиң бесими астида яшаш хәвпи астида иди. Мәрһум әйса йүсүп алиптекин һәр барған йеридә түрк хәлқини ойғатти. Мәсилән, чоң йиғинлиримизда миллий кейимини кийип бизгә қарап тәҗрибә-савақ елиңлар дәйтти. У чағда түркийидә ахбарат васитилири таза тәрәққий қилмиған иди. Әмма түркийидики пүтүн радио, телевизийиләр әйса йүсүп алиптекинниң нутуқлириға йәр берәтти. У йигирмә-оттуз миң киши қатнашқан чоң йиғинларда миллий қияпити билән қолиға көк байрақ алған һалда шәрқий түркистанни коммунист хитайларниң қандақ бесивалғанлиқини аңлитатти. Коммунист түзүминиң инсанлиқ қелипидин чиққан түзүм икәнликини түрк хәлқигә аңлитатти. У натиқ иди. Инсанларни өзигә асанла җәлп қилалайдиған бир киши иди. Түрк хәлқи уни бәк яхши көрәтти. У бир тарихчи иди. Илим адими иди. Инқилабчи иди. Соғуқ уруш мәзгилидики коммунизмға қарши күрәштә униң қошқан төһписи бәкла чоң.

Сабиқ парламент әзаси расим җинисли әпәнди мәрһум әса йүсүп алптекингә болған сөйгүниң шәрқий түркистанға болған сөйгү икәнликини аңлитип мундақ деди:
‏- Мән әйса йүсүп алиптекин билән измир вә әрзурумға бирликтә барған идим. Әйса әпәндиниң у йәрләргә бериши билән у йәрләрдә байрам кәйпияти болатти. Бир қетим әрзурумға пойиз билән барған идуқ. Чоң йиғинға барған идуқ. Әрзурум пойиз истансиси инсан билән толуп ташти. Бизни нағра-сунайлар билән күтүвалди. Қилич оюнлири, миллий уссул ойниған миңларчә киши әйса йүсүп алптекинни күтүвалди. Мәрһум әйса йүсүп алиптекин түркийиниң қәйиригә барса худди бир дөләтниң баш министирини күтүвалғандәк күтүвалатти.

Расим җинисли әпәнди хәлқ бундақ күтүвалғанда мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң бәкла хиҗил болуп кетидиғанлиқини мисал билән аңлитип мундақ деди:
Он миңларчә киши күтүвалған бу мәнзирини көргәндә, әйса йүсүп алиптекинниң йүзи кичик балидәк қизирип кетәтти. Әмма бәк хушал болуп кетәтти. У маңа: расим әпәнди бу инсанлар бир дөләт башлиқини күтүвалғили кәптиму дәп сориди. Мән дәрһал: һәә дәп җаваб бәрдим. Кимни күтүвалғили кәпту дәп сориди. Мән, шәрқий түркистан дөлити һөкүмитиниң баш катипи‏ әйса әпәнди әрзурумға кәпту, бу хәлқ уни күтүвалғили кәпту дәп җаваб бәрдим. У хушаллиқ ичидә бир аз хиҗил болғандәк қилип икки қолумни тутуп маңа рәһмәт ейтти. Биз әрзурумдики чоң мәйданда чоң йиғин ачтуқ. Он миңларчә адәм қатнашти. Бу йиғинда мәрһум әйса йүсүп алиптекин шәрқий түркистан һәққидә нутуқ сөзлиди.

18-Декабир күни истанбулда чақирилған әйса йүсүп алптекинни хатириләш йиғинида әйса йүсүп алиптекинниң йенида хизмәт қилған уйғурлардин һамид көктүрк униң билән биллә бешидин өткүзгән әслимилирини сөзләп бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.