Фәтийә шәһиридики кишиләр уйғурларни биләмду?

Түркийиниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан муғла вилайитиниң фәтийә шәһиридә “түрк дунясида миллий вә диний байрамлар” темисидики илмий муһакимә йиғини давамлашмақта.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.03.24

Бу йиғинға саһибханилиқ қилған қилған фәтийә шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң залиға 5-июл үрүмчи вәқәсидә өлтүрүлгән уйғурларниң сүрити чүшүрүлгән рәсим есилған болуп, рәсимниң үсти түрк ислам юрти шәрқий түркистанда өлтүрүлгән кишиләрниң һесабини сораймиз дегән хәт йезилған.

Бу зални һәр күни йүзлигән киши зиярәт қилидикән. Уйғур дияриға 8000 километир узақлиқтики бу шәһәрдики кишиләр уйғурларни биләмду? бу соални кочида кетиватқан яшлардин соридуқ.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.