Финландийә 'қишлиқ уруши' немә үчүн уйғурчә тарихий китабларда йоқ?
Мухбиримиз йалқун
2010.02.03
2010.02.03

AFP Photo
Иккинчи дуня урушиниң башлинишида елип берилған бу уруш қисқиғина үч ай давамлашқан болсиму, әмма урушқа қатнашқан адәм саниниң көплүки, өлүм - йетим әһвалиниң еғирлиқи вә урушниң дәһшәтлик елип берилиши билән дуняға тонулуп финландийә қишлиқ уруши дәп аталди.
Әслидә финландийә шветсийә империйисигә қарашлиқ земин болуп, полтава урушидин кийин аҗизлишишқа қарап йүзләнгән шветсийә империйиси 1809 - йили финландийини рус империйисигә тартқузуп қойған иди.
Таки биринчи дуня урушиғичә русийиниң қармиқида яшиған финландийә, 1918 - йили мустәқиллиқини җакарлиған иди.
Биринчи дуня урушида қолдин кәткән әслидики чаррусийигә қарашлиқ земинларни қайтурувелиш ғәризидә йүргән совет қизил армийиси сталинниң буйруқи билән чақмақ тезликидә финландийигә қарши уруш қозғап финландийини бесивелиш ғәризидә болған иди. Әмма уруш совет иттипақиниң еғир бәдәл төлиши билән 1940 - йили мартта ахирлашти.
Гәрчә бу уруш иккинчи дуня урушиниң башланмисидики пүтүн явропани һәтта дуняни титрәткән дәһшәтлик урушларниң бири болсиму, әмма хитай һөкүмити тәрипидин нәшр қилинған дуня тарихиға мунасивәтлик тарихий китабларға вә дәрслик китабларға бу уруш һәққидә һечқандақ учур киргүзүлмигән.
Болупму уйғурлар үчүн финландийә қишлиқ уруши техиму натонуш. Мәйли уйғур оттура - башланғуч мәктәпләрниң дуня тарихи китаблирида болсун, мәйли алий мәктәп оқуғучилириниң дуня тарихи китаблирида болсун яки уйғурчә нәшр қилинған дуня тарихиға мунасивәтлик китабларда болсун, бу урушқа мунасивәтлик учурларни тапқили болмайду. Буниң сәвәби немә? бу һәқтә, бир уйғур зиялиси өз көз қаришини оттуриға қойиду.
Финландийә қишлиқ уруши 1939 - йили 30 - ноябир башлинип 1940 - йили март ейида ахирлашқан болуп, җәми 105 күн давам қилған.
Совет иттипақи урушниң дәслипидә 425 миң әскәрни урушқа бирақла сәпәрвәр қилған болса бир айдин кийин бу санни бир һәссә ашурған.
Әйни чағдики совет армийисиниң вә финландийә армийисиниң урушқа мунасивәтлик әһваллири төвәндикичә болған. Совет иттипақи тәрәптин 998 миң әскәр, 6500 танка, 3880 уруш айропилани урушқа қатнашқан болса, пәқәт үч ай ичидә аз дегәндә 250 миң әскири өлгән.
Финландийә тәрәптин пәқәт 180 миң әскәр, 32 танка, 114 уруш айропилани урушқа қатнашқан болса, 26 миң әскири урушта өлгән.
Яврупа тарихчилири юқиридики санлиқ мәлуматларға асасән, "бу уруш һазирқи заман дуня тарихида аз санлиқлар көп санлиқлар үстидин, аҗизлар күчлүкләр үстидин ғәлибә қилишниң үлгисини яратти" дәп баһа берип кәлмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.