Германийиниң франкфорт шәһиридә ечилған хәлқара китаб йәрмәнкисидики уйғур тизмиси

Германийиниң франкфорт шәһиридә ечилған хәлқара китаб йәрмәнкисидә, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириму өзиниң демократик паалийәтлирини китаб, рәсим вә видио филимлири билән дуняға көрсәтти.
Мухбиримиз вәли
2009.10.20
Girmaniye-kitap-yermenkiside-xitay-mat-boldi-305.jpg Сүрәттә, хитай муавин президенти германийә китап йәрмәнкисини көргәзмә қилғанда, тамашибинлар хитай демокиратчи, кишилик һоқуқ активист лйу шийавбониң қәйәрдилигини сориған пилакит көтүрүвалған көрүнүш.
AFP Photo

Германийиниң франкфорт шәһиридә ечилған хәлқара китаб йәрмәнкиси, худди дуня олимпик мусабиқисидәк бир чоң паалийәт болуп өтти. Һазир франкфортта туруватқан уйғур язғучиси көрәш атаханниң баян қилишичә, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириму бу йәрмәнкидә өзиниң демократик паалийәтлирини китаб, рәсим вә видио филимлири арқилиқ дуняға көрсәтти.

Бу йил германийидә ечилған китаб йәрмәнкисигә, хитайниң муавен дөләт рәиси ши җинпиң 3000 артуқ адәм башлап барған иди. Көрәш атаханниң һес қилишичә, хитай бу йәрмәнкидә өзини дуняға көз - көз қилғили әмәс, бәлки өзиниң аҗизлиқини ашкарилиғили, болупму демократик дөләтләр билән болған пәрқини ашкарилиғили кәлгән икән.

Уйғур язғучиси көрәш атаханниң баян қилишичә, ғәрб язғучилири, бу қетимқи хәлқара китаб йәрмәнкиисигә кәлгән хитайларниң һәргиз рас гәп қилмайдиған кишиләр икәнликини техиму ениқ биливалған.

Биз бу йәрмәнкидики уйғур китаб тизмисиниң тәсири һәққидә уйғур язғучиси көрәш атахан билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.