Гәп сөздә әдәблик болуш гүзәл әхлақтур

Сөзләштин ибарәт бу немәт инсанларға берилгән әң катта инамларниң биридур. Сөзләштин ибарәт бу немәттин қандақ пайдилиниш, күнигә тохтимай һәрикәтлинип туридиған бу тилни қандақ қилип яхши йолға ишлитиш һәркимниң өзигә бағлиқ иш. Гәп - сөз шу адәмниң әқил - парасити вә характериниң қандақ икәнликини көрситип бериду.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.05.27

 Җамаәтниң сөз услубиға қарап уларниң омумий сәвийисиниң қандақ икәнликигә вә улар яшаватқан муһитта әхлақий пәзиләтниң қанчилик дәриҗидә икәнликигә һөкүм қилғили болиду. Шуңа муһәммәд әләйһиссалам " сөзлисәң яхши сөз қилғин, болмиса сүкүт қил" дәп көрсәткән. Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ абдукерим һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.

Ойлап сөзләш керәк

Абдукерим һаҗим мундақ деди: " әҗдатлиримиз: "ойнап сөзлисәңму, ойлап сөзлә" дегән һекмәтни қалдурған. Сөзләштин аввал сөзләшниң зөрүрийитиниң барлиқи яки йоқлуқиға қараш, зөрүр болса сөзләш, болмиса җим туруш керәк. Инсан пәқәт өзиниң тилини тизгинләп, өзини башқуралиса, җим турушқа тегишлик орунларда сүкүт қилип, сөзләшкә тегишлик орунларда сөзлийәлисә, у пишип йетилгән болиду. Көп сөзлигән адәм көп хаталишиду. Сорунниң төригә чиқивелип тохтимай қумдәк сөзләвәрсә, аңлиғучиларни уни сөзиниң тутами йоқ адәм дәп баһа бериду - дә, униң дегәнлирини көзгә илмайду.
Адәм зеһнини йиғмақчи, қилмақчи болғанлири үстидә ойланмақчи болса, у чоқум сүкүт ичидә туруп тәпәккур қилиши лазим. Шуңа тәрбийә мутәхәссислири сүкүт қилишни вә сүкүт ичидә тәпәккур қилишни тәвсийә қилиду."

Яхши гәп ташни еритиду

Мәрһум устаз муһәммәд ғазали " мусулманниң әхлақи" намлиқ әсиридә мундақ дәп язған "яхши сөзләш, тилни яхши сөзгә адәтләндүрүш лазим. Чүнки көңүлдикини яхши ибариләр билән ипадиләп бериш есил әхлақ болуп, аллаһ барлиқ диянәт әһлини униң билән махтиған. Мәйли дост болсун, мәйли дүшмән болсун, чирайлиқ сөзләшниң пайдиси наһайити көптур. Бир һәдистә шундақ кәлгән:' силәр кишиләрни пул - мал билән өзүңларға майил қилалмайсиләр, уларни хуш чирай вә гүзәл әхлақ биләнла майил қилалайсиләр.' Шуңа әҗдатлиримиз ' чирайлиқ гәп ташниму еритәләйду' дегән һекмәтни қалдурған."

Гәпданлар өз қиммитини йоқитиду

Абдукерим һаҗимниң ейтишичә, бәзи гәпдан адәмләр гәп арқилиқ үстүнлүкни игилимәкчи болиду. Уларға нисбәтән гәп биринчи орунда, гәпниң мәзмуни иккинчи орунда туриду. Улуғвар мәқсәт болса, әң ахирқи орунда туруши, һәтта униңға һеч орун болмаслиқиму мумкин. Нурғун кишиләр түрлүк баһанә - сәвәбләр билән сорунларни орунлаштуруп әпқачти хәвәрләр, биһудә гәп - сөзләр , ғәйвәт - шикайәтләр билән вақитлирини өткүзиду. Шәһәр вә йезиларниң һәр қайси җайлирида уюштурулған зөрүрийәтсиз ресторанлар вә қәһвәхана олтурушлири җәмийәткә кәлгән чоң апәт болуп, нурғун илләтләргә сәвәб болғанниң сиртида, милләтниң келәчики болған яшларниң вақитлирини исрап қилиду.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.