Германийидә қурбан һейтлиқ паалийәт өткүзүлди

28-Өктәбир явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән германийиниң мюнхен шәһиридә қурбан һейтлиқ паалийәт өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.10.29
germaniye-heyt.JPG Германийидә өткүзүлгән қурбан һейтлиқ паалийәттин көрүнүш. 2012-Йили 28-өктәбир, мюнхен.
RFA/Ekrem

Бу паалийәткә мюнхен шәһиридики уйғурлардин 200 дин артуқ адәм қатнашти. Фирансийә, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ әлләрдин кәлгән меһманларму бу һейтлиқ мәрикигә иштирак қилди. Унпониң пәхрий рәиси әркин алиптекин әпәнди вә д у қ ниң мюнхен шәһиридики һәр саһә рәһбәрлириму сорунға дахил болуп, һейт кәйпиятиниң җанлинишиға түрткә болди.

Германийидә өткүзүлгән қурбан һейтлиқ паалийәттин көрүнүш. 2012-Йили 28-өктәбир, мюнхен.
Германийидә өткүзүлгән қурбан һейтлиқ паалийәттин көрүнүш. 2012-Йили 28-өктәбир, мюнхен.
RFA/Ekrem

Алди билән бу паалийәтни уюштурған явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси абдуҗелил әпәнди җамаәтни һейт мәрикиси билән қутлиди. Андин сорун әһли мәззилик уйғурчә таамлар билән ғизаланди. Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди бүгүнки һейтлиқ паалийәткә болған тәсиратини билдүрүп өтти. Германийидики уйғур зиялийлиридин аблимит турсун әпәндиму ипадә билдүрүп, қурбан һейтлиқ бу паалийәтниң толиму көңүллүк өткәнликини тилға алди.

Сорунниң ахирида уйғурчә нахша, усул паалийәтлири болуп өтти. Әр-аяллар ләрзан усулларға чүшүп, қоюқ һейт кәйпияти яратти. Сорун хатимисидә дуа қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.