Русийә 9-май ғалибийәт байримини тәбриклиди
2011.05.09

Русийә вә башқа бир қисим мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи әллири 1945-йилидики тунҗи 9-май күнидин тартип таки һазирғичә болған 66 йилда һәр йили 9-май күнини һәйвәтлик һәрбий паратлар билән тәнтәнә қилмақта.
Бу йил 9-май күни русийә вә бир қисим мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи әллири наһайити юқири дәриҗилик тәнтәнә билән ғалибийәтниң 66 йиллиқини тәбриклиди.
Русийиниң “невсру” учур ториниң хәвәр қилишичә, русийә һөкүмити бу йил пүтүн мәмликәт миқясида һәрбий парат уюштуруп, ғәлибә тәнтәниси қилишни орунлаштурған болуп, президент дмитрий медведев һәрбий парат өткүзүшниң яш әвладларни вәтәнпәрвәрлик идийиси билән тәрбийиләш үчүн пайдилиқ икәнликини, шуңа бу йилму чоқум техиму һәйвәтлик һәрбий парат өткүзүшни буйруған.
9-Май күни москвадики қизил мәйданда өткүзүлгән һәрбий паратқа русийә армийисиниң һава , қуруқлуқ вә деңиз қисимлириниң 20 миң нәпәр һәрбий хадими вә 106 һәрбий техникиси қатнаштурулған болуп, бу бир қетимлиқ әң көп санда һәрбий хадим қатнашқан парат болуп һесаблинидикән. Совет-герман урушиға оттура асиядики түркий хәлқләр, җүмлидин уйғурларму қатнишип, зор санда қурбан бәргән иди.
Бу йеқинқи заман уруш тарихида түркий хәлқләрниң әң көп адәм чиқими тартқан мәзгили болуп, һәтта оттура асиядики уйғурларму әнә шу уруш сәвәбидин азлап кәткән иди. Русийә һөкүмити төт йиллиқ уруш җәрянида 27 милйон совет пуқрасиниң өлгәнликини ашкарилиған болуп, буларниң йеримидин көпрәкини һәрбий хадимлар тәшкил қилған.
Һазир бир қисим сабиқ совет иттипақидин айрилип чиққан җумһурийәтләрдә 9-май күнини өзлириниң матәм күни дәп һесаблап, бу күнни хатирилимәслик тәшәббуслири мәвҗут. Лекин шундақ болушиға қаримай, 9-май күни йәнила совет иттипақиниң яднамиси сүпитидә хатириләнмәктә вә бу күндә урушта өлгән инсанлар әсләнмәктә. Бирақ, русийә һөкүмити болса, бу күнни йәнила ғәлибә байрими һесаблап, яш әвладларни тәрбийиләшни муддиа қилмақта.