Тәйинләнгән муавин рәис җаппар һәбибулланиң ғайиблар һәққидики тәклипи: “қечип кәткәнләр қатарида бир тәрәп қилайли”

Алдинқи йили, ғайиблар аилә-тавабиатлири бейҗиңға әрз қилип барғанда, бейҗиңдики шинҗаң иш беҗириш орнида, ғайиблар мәсилисини қандақ бир тәрәп қилиш һәққидә бир музакирә йиғини ечилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.12.05
jappar-hebibulla-305.jpg Тәйинләнгән муавин рәис җаппар һәбибулла.
http://leaders.people.com.cn

Йиғинға ғайиблар аилә-тавабиатлирини бейҗиңдин қайтуруп әкетиш үчүн үрүмчидин кәлгән әрзийәт хизмити кадирлиридин башқа йәнә, шу мәзгилдә бейҗиңда йиғинға қатнишиватқан уйғур аптоном райониниң тәйинләнгән муавин рәиси җаппар һәбибулла билән уйғур райониниң муавин партком секретари хуаң вей қатнашқан. Ашкарилинишичә, йиғинда җаппар һәбибулла, 5-июлдин кейин ғайиб болғанларни “қечип кәткәнләр қатарида бир тәрәп қилиш” тәклипини оттуриға қойған. Бу тәклип, ғайибларниң аллиқачан дуня билән видалишип болғанлиқидин дерәк бәрсә, йәнә бир тәрәптин даириләрниң аилиләр вә җәмийәтни алдаш үчүн баш қатуруватқанлиқини ашкарилимақта.

Дәрдмән ана патигүл ғулам, йеқинда үрүмчидә кочида кетиветип, икки йилниң алдида өзини бейҗиңдин тутуп кәлгән юқири сотниң бир әрзийәт кадирини көрүп қалиду. Патигүл ханим униң алдини тосуп, әйни чағда бейҗиңда бәргән вәдилирини йүзигә салиду вә балисиниң учурини сорайду. Бу ишта өзиниң чарисизлиқини баян қилған әрзийәт кадири, әйни чағда бейҗиңда бир музакирә йиғини ечилғанлиқини, йиғинда, аптоном районниң муавин рәиси җаппар һәбибулланиң, “ғайибларни қечип кәткәнләр қатарида бир тәрәп қилиш” һәққидә тәклип сунғанлиқини ашкарилайду.

Мәлум болушичә, бу тәклип секретар хуаң вей тәрипидин рәт қилинған. Хуаң вей ғайибларниң әслидә сақчилар тәрипидин тутулғанлиқини, шуңа бу мәсилигә аввал сақчи орунлириниң җаваб бериши керәкликини ейтқан. Бизниң бурунқи игиләшлиримиздин мәлум болушичә, даириләр, хотән қарақашлиқ нәбиҗан елиниң аилисигә вә қәшқәр шәһәр ичидики әйсаҗан мәмәтниң аилисигә пәрзәнтлириниң чәтәлгә қечип кәткәнлик еһтималлиқини билдүргән; аилиләр болса пути -қоли кишәнләнгән кишиләрниң чәтәлгә қечишиниң мумкинсизликини ейтип, даириләрниң сөзини рәт қилған. Буниңға қарита қарақаш наһийилик сақчи идарисиниң муавин башлиқи “юқиридикиләр мениң мушундақ җаваб беришимни ейтти” дәп әскәртип, бу гәпкә өзиниңму ишәнмәйдиғанлиқини ашкарилиған.

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң торбетидин мәлум болушичә, 1982-йили хитай компартийисигә әза болған җаппар һәбибулла 2005-йилдин башлап, уйғур аптоном райониниң муавин рәислик вәзиписини өтимәктә; у нөвәттә йәнә, аптоном районлуқ партком сиясий-қанун комитетиниңму мудири. Мәлумки, у юқириқи тәклипни бериш арқилиқ хитай һакимийити кәлтүрүп чиқарған уйғур тарихидики чоң бир паҗиәни йошурушқа әқлий җәһәттин һәссә қошмақчи. Торбәттики тонуштуруштин қариғанда, җимисарда туғулуп өскән җаппар һәбибулланиң хитай тилини яхши билгәндин башқа, кәсип, иқтидар яки кишилик характер җәһәттин алаһидә бир үстүнлүки мәлум әмәс. Буниңдин қариғанда, униң һазирқи мәртивисигә йетиш үчүн, юқириқиға охшаш тәклипләрни йәни уйғур хәлқиниң мәнпәитигә зит, әмма хитай дөлитиниң мәнпәитигә пайдилиқ тәклипләрни көп қетимлап сунғанлиқи тәхмин қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.