Б д т қармиқидики йиғинларда 5 - июлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанлар мәсилсии оттуриға қоюлмақта
2012.06.29
Дуня уйғур қурултийи бүгүн йәнә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи қармиқидики из - дерәксиз вә мәҗбурий йоқитиветилгәнләр хизмәт гурупписи билән мәхсус учришиш елип берип, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин йоқап кәткән уйғурларниң әһвалини йәткүзгән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, дуня уйғур қурултийиниң вәкили майк әпәнди кишилик һоқуқ кеңишиниң 6 - айниң 18 - күни башланған йиғиниға қатнишип, йиғинниң 26 - июндики күн тәртипи бойичә уйғурлар мәсилиси һәққидә сөз алған иди. Җәнвәдә ечиливатқан бу йиғин 7 - айниң 6 - күнигичә давам қилидиған болуп, майк әпәнди бу йиғинларға давамлиқ қатнишип кәлмәктә. У түнүгүн йәни 28 - июн күни кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида “зораванлиққа қарши туруш радикал партийиси” нами астида уйғурлар мәсисилини йәнә бир қетим оттуриға қоюш пурситигә еришкән. Дуня уйғур қурултийи иҗраийә кометити рәиси долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, бу нөвәтлик йиғинда америка, шивитсийә вә данийә қатарлиқ дөләтләрниң вәкиллириму хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә қилған нутқида уйғурлар мәсилисини алаһидә тилға алған.
Игилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә әза дөләтләр йиғиниму бу нөвәтлик кеңәшкә параллел һалда өткүзүлгән болуп, дуня уйғур қурултийи вәкиллири бу йиғинғиму қатнашқан. Йиғинда из - дерәксз йоқилип кәткәнләр мәсилиси бойичә кеңәшниң қандақ бир йол тутуши керәклики һәққидә музакириләр болған.
2009 - Йили 5 - июл күни йүз бәргән үрүмчи вәқәсигә 3 йил болай дегән болсиму, әмма шу күнидики вәқә, ундин кейин болған вәқәләргә даир нурғун сирлар техи йешилмәй яки ашкариланмай кәлмәктә. Дуня уйғур қурултийи вәқәниң 3 йиллиқиниң асаслиқ темисини мушу вәқәдин кейин йоқап кәткән ғайипларға атиған болуп, улар, уйғур ғайиплар һәққидә радиомиз тәрипидин ашкариланған учурларға асасән мәхсус бир доклат тәйярлап чиққан вә уни 22 - июн күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи қармиқидики из - дерәксз вә мәҗбурий йоқитиветилгәнләр гурупписиға йоллиған иди. Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, улар бүгүн бу гуруппа хадимлири билән бивастә учришиш елип берип, йоқап кәткәнләр һәққидә мәхсус музакирә елип барған.
Бу доклатта һазирғичә йоқап кәткәнлики ашкариланған 23 уйғурниң тизимлики, уларниң исм - фамилиси, кимлик номурлириғичә толуқ берилгән болуп, из - дерәксз вә мәҗбурий йоқитиветилгәнләр хизмәт гурупписи юқиридики матириялларға асасән хитайдин буниңға җаваб беришни тәләп қилидиғанлиқини, хитай һөкүмитиниңму өзи қол қойған хәлқара қанунларға асасән буниңға җаваб бериш мәҗбурийитиниң барлиқини ейтқан.
Хитай, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ерқий айримичилққа қарши туруш, тән җазасиға қарши турушқа охшаш нурғун келишимлиригә қол қойған бир дөләт. Әмма, мәсилиниң келишимгә қол қоюш биләнла һәл болмайдиғанлиқини тәкитлигән долқун әйса әпәнди юқиридикидәк пакитлиқ доклатларниң хитайниң хәлқара қанунларға хилаплиқ қиливатқанлиқини испатлап, хитай үстидә хәлқаралиқ бесим пәйда қилишта муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.