Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(2)


2006.03.06

CHINA-XINJIANG-MARKET-15.jpg
30 – Март күни бир уйғур киши қәшқәрдики һейтгаһ мәсчити йенидин өтүватмақта. Җәмийәт бесимлири вә ишқа орунлиши җәһәтләрдики қолайсизлиқлар уйғур ата - аниларни балилирини хитай тилида оқутушқа мәҗбур қилмақта. AFP

Аптор мақалисиниң баш қисмида, чәтәлләрдики уйғурларниң оз ана тили вә милли кимликидин йирақлишиватқанлиқи һәққидә тоһталған болса, кейинки қисмида, оз тилини йоқатқан милләтниң заваллиққа юз тутидиғанлиғи вә бир милләтниң мәвҗут болушниң бирдин бир мадди шәртиниң мустәқил дөлити болуш икәнликини оттуриға қойиду.

Шәрқи түркистандики уйғурлар қазақистандики уйғурлардин бурун милли кимликини йоқитип болиши мумкин

У мақалисида уйғур районидики уйғурлар билән түркийә, сәуди әрәбистан вә оттура асия дөләтлиридә яшаватқан уйғурларни селиштуруп мундақ язиду:

"Өз вәтинимиз шәрқи түркистандики һаятлиқ шараитимиз чәт дөләтләрдин пәрқсиз, йәни, қаримаққа өз юртимиздәк қилғини билән, йәнила өз юртимизда мусапир, һоқуқсиз. Тилимизниң һакимийәт тили һесапланмайдиғанлиқи, нопус нисбитидики қорқунучлуқ пәрқләр уйғурлар яшайдиған чәт мәмликәтләр билән охшаш болса, хитайниң таҗавузчи икәнлики, иштаһасиниң һәрқандақ кона ـ йеңи мустәмликичидин ешип чүшидиғанлиқи, зорлаш методиниң қәбиһлики, ана туприқимизни өзиниң қиливелишқа болған җиддий еһтияҗ қатарлиқ амиллар, башқа мәмликәтләргә қариғанда артуқ болуп, һәтта, қазақистандики уйғурлар миллий кимликидин йоқилиштин бурунрақ, шәрқий түркистанда уйғурлар милли кимликидин айрилип болиши мумкин..

Тилниң йоқулиши - милләтниң йоқилиши болуп һәсаплинамду ?

Миллий йоқилишимизға мувапиқ тупрақ вәтән ичидиму, вәтән сирти – қериндаш қошна әлләрдиму хитайниң мәқсидигә хоп чүшкәндин башқа, өзимиздики миллий мәвҗутлуқниң ичкий шәртлириму хитайларға оң келидиған һаләттә турмақта.

Ғулам әпәнди мақалисида тилниң йоқилиши –милләтниң йоқулишини һәсаплинамду? дегән мәсилә үстидә мулаһизә елип бариду. Испанийә вә португалийәниң бурунқи мустәмликиси болған латин америкисидики дөләтләрдики хәлқләрниң оз ана тилини асасән йоқитип, һазир испанчә вә португалчә сөзлишидиғанлиғи, 37 милйон нопуслуқ испанийиниң тешида 350 милйон инсанниң испан тилини ишлитидиғанлиғи, 12 милйон нопуслуқ португалийә сиртида, 190 милйон инсанниң португалчә сөзлишидиғанлиғини, уларниң һазирқи тили испанчә вә португалчә болғанлиғи үчүн өзлирини испан, португал дәп атайдиғанлиғи қатарлиқларни мисалға алиду.

Уйғурларниң тилини йоқитиштики мәқсәт уларниң милли кимликини йоқитиш

Ғулам әпәнди мақалисидә хитай даирлириниң уйғурларниң милли тилини йоқитиш арқилиқ, уларниң милли кимликини озгәртишни мәқсәт қиливатқанлиғи һәққидә тохтилип:

"Тилниң бирликидин тәбиий шәкиллинидиған һесият бирлики, мәдәнийәт бирлики, естетик өлчәмлиридики ортақлиқ, тәдриҗий һалда ассимилятсийә болғучи милләт әзалирида ассимилятсийә қилғучиниң кимликини қобул қилиш орниға өтиду. Хитайларниң көзләватқиниму дәл әнә шу. Чүнки, уйғур җәмәтидин болған әрәпләшкән бир киши, яки бүгүнки күндә әнҗанда яшаватқан уйғур әвлади шәрқий түркистан мәсилисигә һеч қизиқмайду; инсан гәрчә өзлириниң тарихий келип чиқишлирини асан унтуп қалмисиму, лекин, өзи яшаватқан замандики мәвҗудийити нимә болса, шуниңға болған сөйгүси һәммидин үстүн болиду. Ундақ болмайдиған болса, бүгүнки венгирлар, финлар,... Биз билән болған йилтиздашлиқидин шәрқий түркистан үчүн җан койдурмәйтиму? өзбекистандики уйғурларниң җәмәтидин кәлгән аталмиш йеңи "өзбикләр" өзлириниң келип чиқишини унтуп қалғидәк узақ заман өтмигән, әмдила бир әвлад өткән яки техи толуқ өтмигән болишиға қаримай, бундақ бир йилтизиға тартишиш хаһишини ипадилимәйватиду. Шуниң үчүн, хитай уйғурларниң миллий тилни йоқитиш арқилиқ, уларниң миллий кимликини өзгәртишни ишқа ашурмақчи боливатиду," дәп язиду.

Уйғурларниң йоқилиши тарихий муқәррәрликму?

Ғулам әпәнди уйғур тилиниң мәвҗут булуп туришиниң шәрти һәққидә тохтилип мундақ дәйду:

Бир милләтниң мустәқил дөлити болмиса, униң йоқилиши муқәррәр! пәқәт қалди иш вақит мәсилиси - я балдур я кейин; әмма ахирқи нәтиҗә бирла, у болсиму йоқилиш! бир франсуз рус дөлити ичидә яшиса муқәррәр русқа айлинип кетиду; униң франсуз болуп туришиниң шәрти мутләқ бир франсийә дөлити; бир түркниң мәвҗутлиқиниң шәртиму бир түркийәниң болиши.

У сөзидә йәнә, бүгүнки дуняда иқтисадий риқабәтниң кәскинлишиши, қатнаш васитилириниң раванлишиши билән бәзи күчлүк дөләтләр тилиниң ассимилятсийә һуҗуми қиливатқан вә дөләт һалқип һаким тил орниға чиқиватқанлиғи, мушундақ бир вәзийәттә, дөлити болмиған, йәни миллий мәвҗутлуқниң әң муһим маддий шәртидин мәһрум болған милләтниң, униң үстигә бир мустәмликичиниң төмүр тапини астидики бир милләтниң мәвҗудийити һәққидики хиялларниң өтүп кәткән отопийә икәнликини әскәртиду.

Хитайниң уйғурларни йоқитиш сиясити атом бомбисидинму хәтәрлик вә қорқунучлуқ

Ғулам әпәнди хитай даирлириниң уйғур тилини чәкләштин ибарәт йоқитиш сияситиниң хәтәрлик дәриҗисини тоғра тунуш керәкликини тилға елип мундақ дәйду:

Миллий йоқилишимизға мувапиқ тупрақ вәтән ичидиму, вәтән сирти – қериндаш қошна әлләрдиму хитайниң мәқсидигә хоп чүшкәндин башқа, өзимиздики миллий мәвҗутлуқниң ичкий шәртлириму хитайларға оң келидиған һаләттә турмақта. Тәшкиллик қаршилиқ, истихийилик қаршилиқ, йоқилишқа тирәҗәш роһи болмиғандин ташқири, хәтәрниң дәриҗисини тоғра мөлчәрләнмиди. Хәтәрниң дәриҗисини тоғра тонумай туруп, униңға лайиқ қаршилиқ роһи шәкилләнмәйду! хитайниң атом бомбиси у қәдәр қорқунучлуқ әмәс иди, әмма бу йоқитиш сиясити нәччә һәссә хәтәрлик вә қорқунучлуқ!

Ғулам әпәнди мақалисида уйгурларниң миллий мәвҗудийәтиниң әң муһим вә бирдин бир маддий шәртиниң – мустәқил дөлити болуш икәнликини алаһидә тәкитләйду. Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.