Ғулҗида йезилиқ толуқ оттура мәктәпләр мәҗбурий қош тиллиқ мәктәпләргә өзгәртилмәктә
Мухбиримиз миһрибан
2010.01.27
2010.01.27

AFP Photo
Хәвәрләрдин ашкарилинишичә, һазир һәтта уйғур йезилиридики әслидә бар болған уйғур тилидики мәктәпләр мәҗбурий әмәлдин қалдурулуп, улар бир туташ һалда "қош тиллиқ мәктәп" ләргә өзгәртилмәктә икән. Игилишимизчә, бултур ғулҗа шәһиригә қарашлиқ йезилардики толуқ оттура мәктәп сениплири әмәлдин қалдурулуп, бу йил бешида бу мәктәпләрниң 3 - айдин башлап, пүтүнләй "қош тиллиқ мәктәп" нами астидики уйғур һәм хитай балилири арилаш оқуйдиған хитай тиллиқ мәктәпләргә өзгәртилгәнлики елан қилинған.
Уйғур елидин мәлум бир деһқан, өз йезисидики толуқ оттура мәктәп әмәлдин қалдурулуп, һазир бу мәктәпниң орниға "қош тиллиқ мәктәп" селинип, 3 - айда рәсмий оқуш башлинидиғанлиқини ейтти.
Тәңритағ ториниң өткән һәптидики хәвиридә, ғулҗа шәһири миллий вә хәнзу мәктәпләрни бирләштүрүшни күчәйтиватқанлиқи, бултур 3 - айдин башлап, синақ нуқта қилинған тунҗи түркүмдики 18 мәктәпкә қарита бирләштүрүш елип барғанлиқи оттуриға қоюлған. Хәвәрдә көрситилишичә, 22 оттура - башланғуч мәктәпни бирләштүрүш қурулушиға 9 милйон йүән мәбләғ селинған. Ғулҗа шәһири тунҗи болуп, " қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш"та аптоном районниң омумйүзлүк тәкшүрүшидә юқири өлчәм билән өткән наһийә, шәһәрләр қатариға киргән. Бултурдин башлап, ғулҗа шәһиридә "қош тил" оқутуш әндизиси зор күч билән йолға қоюлуп, шәһәрдики "қош тил" оқутуш синиплири 561 гә йәткән, оқуғучи сани 20 миңдин ашқан. Йезиларда әслидики толуқ оттура мәктәп сениплири әмәлдин қалдурулуп, уларниң орниға кәспий - техника сениплири ечилған.
Уйғур аптонум райони даирилири күчәп тәшвиқ қиливатқан ели тәвәсидики йезилардики толуқ оттура мәктәп сениплирини әмәлдин қалдуруп, бу мәктәпләрни башланғуч мәктәп һәм толуқсиз оттура мәктәпни өз ичигә алған "қош тиллиқ мәктәпләр" гә өзгәртиш қурулуши, бултур 3 - айда ғулҗида йолға қоюлушқа башлиғинида, ғулҗидики деһқанлар арисида қаттиқ наразилиқларни кәлтүргән иди.
Бултур 6 - ай мәзгилидә радиомиз ғулҗидики йеза толуқ оттура мәктәп сениплириниң тақалғанлиқи һәққидики хәвәрни бәргинимиздә, ғулҗа йезилиридики деһқанлар, йезилиқ оттура мәктәп оқутқучилири, зиялийлар вә оқуғучилар зияритимизни қобул қилип, һөкүмәтниң бу хил өзгәртишигә болған наразилиқини ипадилигән иди.
Әмма ғулҗа шәһәрлик һөкүмәт хәлқниң шунчә наразилиқиға қаримай, ғулҗа шәһиригә қарашлиқ толуқ оттура мәктәпләрни әмәлдин қалдурғанлиқини җакарлиған. Әйни чағда зияритимизни қобул қилған ғулҗа шәһәрлик маарип идарисиниң партком секритари абликим ғулҗа шәһиригә қарашлиқ йезилардики толуқ оттура мәктәпләрниң "оқутуш әслиһәлири толуқ әмәс, оқутуш сүпити начар, заманиви оқутуш әслиһәлири үчүн мәбләғ йетишмигәнлики үчүн юқириниң буйруқи билән әмәлдин қалдурулғанлиқи" ни ейтқан иди.
Исмини ашкарилашни халимайдиған бир оқутқучи, һөкүмәтниң бу қарариға ниспәтән өз қаришини баян қилип, толуқ оттура мәктәп сениплириниң тақилип 16 - 17 яштики балиларниң оқушсиз қелишиниң ата - анилар һәм мәктәпләргила әмәс, бәлки җәмийәткиму еғир иҗтимаи бесим елип келидиғанлиқини оттуриға қойған иди.
Тәңритағ ториниң хәвиридә, ғулҗа шәһәрлик һөкүмәтниң бу йил 3 - айдики йеңи оқуш мәвсүмидин башлап, бу мәктәпләрниң пүтүнләй уйғур, хитай оқуғучилар арилаш оқуйдиған "қош тиллиқ мәктәп" ләргә өзгәртишиниң маарип ислаһатидики бир нәтиҗә дәп тәқдирләнгәнлики хәвәр қилинған. Хәвәрдә йәнә "5 - июл вәқәси" дин кейин ғулҗа шәһиридә, оттура - башланғуч мәктәп оқутқучи - оқуғучилириниң милләтләр иттипақлиқи һәрикәт өлчими бойичә милләтләр иттипақлиқини ядролуқ мәзмун қилған әхлақ тәрбийә дәрслики бир туташ орунлаштурулғанлиқи, уйғур аптонум райони даирилириниң ғулҗа шәһиридики йезиларда тунҗи қетим "қош тиллиқ маарип" ниң әмәлийләшкәнликини тәбриклигәнлики, буниң милләтләр иттипақлиқини мустәһкәмләп, инақ җәмийәт бәрпа қилип, муқимлиқни сақлаштики зор нәтиҗә икәнлики, шуңа ғулҗа шәһәрлик маарип идарисиниң бу нәтиҗиси үчүн мукапатланғанлиқи баян қилинған.
Бултур хитай даирилири хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура сениплириға қобул қилинидиған миллий оқуғучиларниң санини техиму ашурған болуп, толуқ оттура синиплириға қобул қилинғанларниң санини 5500 гә йәткүзгән. Уйғур аптоном районлуқ ичкиригә оқуғучи қобул қилиш ишханисиниң сун чи исимлиқ әмәлдариниң сөзидин мәлум болушичә, хитайдики шинҗаң синиплири һазирғичә 30 миңға йеқин оқуғучи қобул қилиш вәзиписини тамамлиған болуп, бу оқуғучиларниң асаслиқ мәнбәлири уйғур йезилиридики толуқ оттура мәктәп йешидики балилар болған.
Һалбуки бу хил"қош тиллиқ мәктәпләр" ниң оқутқучи мәнбәлири, иш күтүп турған хитайлар болуп,хитай маарип министирлиқи 2008 - йилидин 2013 - йилиғичә уйғур ели қош тил маарипиға 15 миң 600 нәпәр оқутқучи толуқлаш пиланини оттуриға қойған.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, ғулҗида йезилардики толуқ оттура мәктәпләрниң әмәлдин қалдурулуп, бу мәктәпләрниң хитай тилини асас қилған "қош тиллиқ мәктәпләр"гә өзгәртилиши хитай һөкүмитиниң уйғур тилини йоқитиш пиланиниң бир мисали болуп, хитай һөкүмитиниң һазир уйғур аптонум районидики йеза толуқ оттура мәктәп сениплирини қәдәмму - қәдәм әмәлдин қалдуруп, бу мәктәпләрни мәҗбурий һалда башланғуч мәктәп вә толуқсиз оттура мәктәп синиплирини асас қилған "қош тиллиқ мәктәп" ләргә өзгәртип, ичкиридики шинҗаң толуқ оттура мәктәплиригә оқуғучи мәнбәси толуқлиши, әмәлийәттә уйғур маарипини хитайлаштуруп, уйғур балилирини ана тил маарипидин йирақлаштуруп, уйғур маарипини вәйран қилип, уйғур тилиниң һаяти күчини әмәлдин қалдурушни мәқсәт қилидикән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.