Германийиниң гуантанамодики бир қисим уйғурларни қобул қилиш еһтимали зор
Мухбиримиз әкрәм
2008.12.30
2008.12.30

AFP Photo
Германийидики һәр қайси партийә - гуруһлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири германийә һөкүмитиниң бу қарариға нисбәтән қоллаш мәйданини ипадиләватқан болуп, д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди бу һәқтә бизгә әтраплиқ мәлумат бәрди.
Униң билдүрүшичә, д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқидики қурултай рәһбәрлири бу җәһәттә үч йилдин буян көп хизмәтләрни ишлигән.
Яврупа парламенти, һәр қайси дөләтләр парламентлири вә кишилик һоқуқ комитети рәһбәрлиригә гуантанамодики уйғурларниң қоюп берилиши үчүн көп қетим илтиҗаларда болған.
Юқиридики аваз улинишидин, германийиниң гуантанамодики бир қисим уйғурларни қобул қилиш мәсилиси тоғрилиқ ихтияри мухбиримиз әкрәмниң д у қ муавин рәиси әсқәрҗан билән елип барған сөһбәт хатирисини аңлайсиләр.