Дуня инсан һәқлири күни германийидә намайиш

12 - Айниң 10 - күни хәлқара инсан һәқлири омуми баяннамиси елан қилинғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш мунасивити билән германийә уйғурлириму һәр қайси әлләрдики уйғурларға охшаш хитай зулмиға қарши идийилирини ипадиләп, хитайниң миюнхендики консулханиси алдида намайиш елип барди.
Мухбиримиз әкрәм
2008.12.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Gir-UN-60-namayish-305.jpg Хәлқара инсан һәқлири байаннамиси елан қилинғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш мунасивити билән германийә уйғурлириниң 12 - айниң 10 - күни, хитайниң мийунхендики консулханиси алдида елип барған намайишидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Ekrem

Хитай консулханиси алдида ай - юлтузлуқ көк байрақлирини ләпилдитип шуар товлаватқан намайишчилар йәнә, "күнимиздә хитайдики инсан һәқлири" намлиқ тәшвиқат варақчилирини әтраптики аммиға тарқатти.

Бу тәшвиқат варақчилирида хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан түрлүк зулумлири паш қилинғандин сирт, 2008 - йили ичидә йүз бәргән бир қисим вәқәләр әслитип өтүлгән.

17 - январ күни 5 нәпәр уйғурниң етип өлтүрүлгәнлики, 5 - феврал күни 18 нәпәр уйғурниң етип өлтүрүлгәнлики, 3 - айда 700 нәпәр аялниң хотәндә намайиш қилғанлиқи сәвәблик қолға елинғанлиқи, 7 - айниң 8 - күни йәнә 5 нәпәр уйғурниң өлүм җазасиға мәһкум қилинғанлиқи вә бейҗиң олимпик мусабиқисидин кейин көплигән бигунаһ уйғур яшлириниң қолға елинғанлиқи изаһланған.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әкрәмниң тәйярлиған программисиниң тәпсилатини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.