Германийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.06.17
2008.06.17
Бу намайишқа германийидики йүзлигән уйғурлар иштирак қилғандин сирт, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллириму қатнашқан.
Намайишчилар бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишниң символлуқ бәлгиси болған бәш данә сиртмақниң рәсими бесилған ақ рәңлик майка вә шәпкиләрни кейишкән болуп, ай - юлтузлуқ көк байрақлири билән әтраптики миңлиған кишиләрниң диққитини өзигә җәлп қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу намайишниң тәпсилатини аңлайсиләр.