Шаирә гөһәр мәмәт шаңхәйдә нерва кесәлликләр дохтурханисиға апирилған
2010.12.08

Миллий кәмситишкә қарши әрз билән өткән айниң оттурилирида бейҗиңға йетип кәлгән шаирә гүһәр мәмәт, бейҗиңдики мунасивәтлик орунлар билән көрүшүп болғандин кейин, алдинқи һәптә шаңхәйгә йетип барған. У шаңхәйгә йетип барғандин кейин, мухбиримиз билән телефон алақиси үзүлүп қалди. Мәлум болушичә, нөвәттә униң әтрапида полат завутниң уни үрүмчигә қайтуруп әкәткили кәлгән бир қисим мәсул хадимлири бар болуп, мәсул хадимларниң гөһәр мәмәтни мухбиримиз билән көрүшүшкә йол қоймайватқанлиқи мәлум болмақта. Мухбиримиз бүгүн 1 -авғуст полат завутиға телефон қилип, завут рәһбәрликидин гөһәр мәмәтниң нөвәттики әһвали вә әрзи һәққидә мәлумат игилиди.
Биз полат завутиға телефон қилип, гөһәр мәмәтниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат игилидуқ. Завут рәһбәрлири гөһәр мәмәтниң нөвәттә шаңхәйдә икәнликини инкар қилмиған болсиму, әмма униң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат беришни рәт қилди.
Биз завут рәһәрликидин, завутниң 18 йиллиқ ишчиси болған гөһәр мәмәтниң һәқ вә һоқуқини қоғдаш җәһәттә қандақ хизмәтләрни ишлигәнликини сориғинимизда, бу һәқтә бир қисим мәлуматларға ериштуқ.
Бүгүн йәнә учур васитилири арқилиқ игилишимизчә, гөһәр мәмәт нөвәттә шаңхәйдики нерва кесәлликләр дохтурханисида даваланмақта. Бу давалаш полат завутиниң мәсул хадимлириниң назарити астида елип берилмақта. Әмма, униң бу дохтурханиға өзи халап барғанлиқи вә яки завут мәсул хадимлириниң мәҗбурий елип барғанлиқи һазирчә ениқ әмәс.