5-Июл мунасивити билән голландийидә намайиш

2011‏-Йили 5‏-июл голландийидики уйғурлар дәнһах шәһиригә җайлашқан хитай консулханиси алдида, хитайниң “5-июл үрүмчи вәқәси” дә қилған вәһшийликлиригә қарши наразилиқ намайиши қилди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2011.07.05
gollandiye-namayish-5-iyul1-305.jpg 5-Июл мунасивити билән голландийидә болған намайиш. 2011‏-Йили 5‏-июл.
RFA/Pidaiy

Намайиш шу йәр вақти чүштин кейин саәт иккидә башлинип, 4 тә аяғлашти. Бу икки йилдин буянқи хитай консулханиси алдида елип берилған тунҗи намайиш болуп, 100 дин артуқ адәм қатнашти.

Паалийәт баштин ахири җанлиқ вә роһлуқ елип берилди. Намайишчилар түрлүк мәзмунларда шоарларни товлиди, өзлири йезип кәлгән җәңгивар шеир вә хитаблирини яңратти. Миллий қияпәтлири билән тәртиплик елип берилған намайишқа ата-анилири билән қошулуп кәлгән бовақлар алаһидә диққәт чәкти.

gollandiye-namayish-5-iyul2-385.jpg
5-Июл мунасивити билән голландийидә болған намайиш. 2011‏-Йили 5‏-июл.
RFA/Pidaiy

Тәшкилатлар йетәкчиси садиқҗан сәләй вә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң йетәкчиси обулқасим әпәндиләр намайиш һәққидики қарашлирини баян қилди. Униңдин башқа яшлар вәкили абдусалам әпәндиму пикир баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.