Голландийидә яшаватқан уйғурларниң намайишқа чиқиш қизғинлиқи барғансери ашмақта

Голландийидә яшаватқан уйғурларму 2009 - йилидики “5 - июл намайиши” ниң қанлиқ бастурулғанлиқини хатирилиди. Намайишқа уйғур, тибәт вә уйғурларни қоллиғучи башқа милләт кишилири болуп 200 гә йеқин адәм қатнашти.
Ихтияри мухбиримиз пидаи
2012.07.06
5-iyul-namayishi-gollandiye-305.jpg 5-Июл намайиши үчүн мәхсус тәйярланған лозунка. 2011-Йили июн.
RFA/Pidaiy


2012 - Йили 7 - айниң 5 - күни дәнһах шәһәрлик мәркизи пойиз истансисидин хитай баш консулханисиға қәдәр созулған 5 километирлиқ мусапиниң икки қасниқидики биналарда туруватқан вә йолларда кетиватқан голланд хәлқи уйғурларниң авазини йәнә бир қетим аңлиди.

Ай - юлтузлуқ көк байрақлири, плакат вә лозункилири билән пиядә йүрүш қилип, шоарларни яңритип вә тәшвиқ варақлирини тарқитип меңип, хитай консулханиси алдиға қоюлған төмүр тосуқларғичә қистап кәлгән намайишчилар, у йәрдә қайтидин сәп түзди.

“голландийә уйғур бирлики тәшкилати”, “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити”, “голландийә уйғур яшлар партийиси тәшкилати” вә “тибәт әркинлики тәшкилати” қатарлиқ тәшкилатларға вә шәхсләргә вакалитән баянатчилар чиқип, голландчә, инглизчә, хитайчә вә уйғурчә баянатлирини оқуди вә намайишчилар маслишип шоарлар товлиди.

Йеқинқи йиллардин бири хитайларниң зулумда тәқдирдаш қисмәтлири билән қучақлашқан уйғур, тибәт вә моңғул милләтлириниң әркинлик паалийәтчилири бир - бириниң паалийәтлирини қоллап, хитайға қарши бирлик сәп һазирлимақта. Униңдин башқа хитайни демократлаштуруш идийисидики хитай актиплириму бу сәптә йәр алмақта. Бүгүнки бу паалийәткиму “тибәт әркинлики тәшкилати”ниң актиплиридин 20 гә йеқин тибәт намайишчилири өзлириниң байриқи билән кийимлири келип, уйғурларниң намайишиға рәң бәрди.

Шу йәр вақти чүштин кейин иккидин, төткә қәдәр давам қилған икки саәтлик намайиш билән, голландийиниң сиясий пайтәхти дәнһах шәһиридә, ай - юлтузлуқ байрақлирини ләпилдитип, җараңлиқ шоарлар билән кочиларни ләрзигә салған, өзиниң виҗданий вә иманий бурчини ада қилған уйғурлар: бу йилқи “5 - июл қирғинчилиқи” ни хатириләш намайиши, бир нәччә йилдин буянқи әң көп адәм қатнашқан намайиш болди, дәп, бир - биригә мәдәт беришкән вә кәлгән қәдәмлиридин рази болушқан һалда қайтишти.

Паалийәт ахирлашқанда голландийидики аммиви тәшкилатларниң вәкиллири вә җамаәт әрбаблиридин болуп он нәччә киши айрим музакирә уюштуруп, бүгүнки намайишта ипадиләнгән иттипақлиқидин сөйүнгән һалда, бундин кейинки паалийәтләрдә техиму зич һәмкарлишип, йиллиқ вә пәсиллик, муқим вә қәрәлсиз, сиясий вә иҗтимаий темилардики барлиқ паалийәтләрдә өз - ара мәслиһәтлишиш вә иттипақлишиш арқилиқ голландийидики уйғур муһаҗирлиқ тарихиға йеңи бәт ечиш үчүн атланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.