Дуня уйғур қурултийи вәкиллири голландийидә паалийәт елип барди
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2010.12.24
2010.12.24

Photo: RFA
2010-Йили 22-декабир күни дуня уйғур қурултийиниң явропада турушлуқ вәкили мәмәт тохти әпәнди әтигәндин кәчкичә голландийә ташқи ишлар министирлиқида, голландийә парламентида вә хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилатида мәхсус учришишларда болуп, уйғурлар һәққидә соралған кәң даирилик мәсилиләргә алақидар соалларға җаваб бәрди вә уларға йетәрлик дәлил-испатлиқ һөҗҗәтләрни сунди.
Голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәһбәрлиридин бәхтияр насир вә ғәйрәтҗан рози әпәндиләр зияритимизни қобул қилип радио аңлиғучилиримизға бу һәқтә өчүр бәрди.