Русийә һамийлиқидики чечән парламенти чечән партизанларниң һуҗумиға учриди

Русийә федератсийисиниң қанити астидики чечән парламенти, түнүгүн әтигән бир гуруппа чечән партизанлириниң һуҗумиға учриған. Һуҗумниң җәряни вә һуҗумда өлгән вә яриланғанларниң сани һәққидә охшимиған мәлуматлар мәвҗут.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.20
chechen-terror-urush-305 Чечән урушидин бир көрүнүш.
AFP Photo

Әмма, һуҗумниң узундин бери районда муқимлиқни әслигә кәлтүргәнликини баян қилип келиватқан русийә вә униң һимайисидики чечән җумһурийәт һөкүмитигә берилгән еғир бир зәрбә болғанлиқи хәлқаралиқ хәвәр вә анализларниң ортақ нуқтиси.

Түнүгүн русийә һимайиси астидики чечән парламенти бир гуруппа чечән партизанларниң һуҗумиға учриған. Һуҗумда алди билән бир нәпәр партизан парламентқа бастуруп кирип өзини партлатқан, униң арқисидин 3 нәпәр партизан бинаға бастуруп кирип, парламент әзалирини гөрүгә алмақчи болған. Бу чағда парламент бинасидики муһапизәтчиләр 3 нәпәр партизанға қарши һуҗумға өткән.

Чечән президенти қадирофниң ахбаратқа билдүрүшичә, һуҗумда пәқәт 2 нәпәр сақчи өлгән, 10 нәччә киши яриланған. 4 Нәпәр һуҗумчи парламент муһапизәтчилири тәрипидин өлтүрүлгән. Икки тәрәп арисидики тоқунуш 15 минут давам қилған. Әмма, вәқәниң башқа шаһидлириниң хәлқара ахбаратларға ашкарилишичә, вәқәдә рус тәрәпдари күчләрдин аз дегәндә 6 киши өлгән вә 17 киши яриланған, тоқунуш 2 саәт давам қилған.

Вәқә сәйшәнбә күни әтигәндә саәт 8 билән 10 арисида йүз бәргән. Һазирға қәдәр вәқәниң җавабкарлиқини үстигә алғанлар чиқмиған. Қадироф вәқәниң җавабкари сүпитидә муһаҗирәттики чечән паалийәтчилиридин әхмәт зәкайефни көрсәткән. Зәкайеф болса, вәқә билән алақиси йоқлуқини билдүрүп җавабкарлиқини рәт қилған.

Зәкайеф аслан масхадов дәвридики баш министир болуп, чечәнистан қайта ишғал қилинғандин кейин, чечәнистандин айрилип, чечән давасини муһаҗирәттә давамлаштуруватқан паалийәтчиләрдин бири. Вәзийәтни көзәткүчиләр, һуҗумчиларниң нөвәттики чечән қораллиқ гуруппилиридин докку омәрофниң адәмлири яки омәрофдин йеқинда айрилип чиққан, йеңи бир гуруппа күчләр икәнликини тәхмин қилмақта.
 
Франсийә ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә, чечәнистанниң муқимлиқи рус мәркизи һөкүмитиниң контроллуқидин чиқип кәтти дәп йезилған. Бу һәқтики йәнә бир анализда, исянчилар чечәнистанниң игисиниң ким икәнликини көрситип қойди дейилгән. Чечән партизанлар бир қанчә айниң алдида москвадики бир пойиз истансини партлитип 40 нәччә русийиликниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған. Партизанлар йәнә өткән айда рамизан қадирофниң мәһәллисидә һуҗум елип барған. Һуҗумда 19 киши өлгән.
  
1999 ‏- Йили өктәбирдә, чечәнистан қайта ишғал қилинғандин кейин, русийә һөкүмити чечәнистан җумһурийәт һөкүмити намида һакимийәт оргини тәсис қилған вә русийә армийисиниң назарити вә русийә даирилириниң уюштуруши билән сайлам елип барған.

Сайламда, нөвәттики чечән президенти рамизон қадироф һакимийәт бешиға чиққан. Шу күндин бери русийә вә русийә тәрәпдарлири рамизан қадирофни чечән хәлқиниң вәкили дәп тониса, узундин бери мустәқиллиқ күриши елип бериватқан чечән партизанлар вә уларниң тәрәпдарлири, чечән һөкүмитини қорчақ һакимийәт, президенти қадирофни болса қорчақ президент дәп қарап кәлмәктә; шундақла йәнә, миллий хаин дәп әйибләб вә әскәрий һәрикәтлиридә уларни һуҗум нишани қилип бекитмәктә.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.