Гуаңдуңдики қатилларниң җасарити нәдин кәлгән ?

Гуаңдуңдики қанлиқ вәқәниң тәпсилатини хитай һөкүмити давамлиқ һалда йошуруп кәлмәктә. Әмма хитайдики ғәйрий рәсмий ахбарат вастилири вәқәниң йәнә бир қсим ечинишлиқ җәрянлирини ашкарилимақта. Түнүгүн Youtube торида 26 ‏ - июн қанлиқ тоқунуши һәққидә 3 парчә нәқ мәйдан хатириси елан қилинди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.06.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Guang-dong-toqunush-Uyghur-qiz-305 video.sohu.com Дин елинған бу сүрәттә, бир уйғур қиз ишчиниң ундин артуқ хитай ишчилири тәрипидин рәһимсизләрчә калтәклинип, еғир зәхимлинип, өлүк һаләттә йатқан көрүнүши.
video.sohu.com Дин елинди.

Нәқ мәйдан хатирисидә бир уйғур қизиниң қечиватқанлиқи вә уни йүзлигән хитай ишчиниң төмүр калтәк билән қоғлаватқанлиқи; йүз - көзи қанға миләнгән бир уйғур ишчиниң һушсиз оңда ятқан һалити ; йәнә бир нәпәр уйғур ишчиниң белигә қәдәр қанға милинип ятиқини вә уни думбалаватқан хитай ишчилар; мана бу мәнзирини тамаша қиливатқан хитай сақчилири; өлүк яки яридар уйғурларға қарап ғәлибә тәнтәниси қилип күлүшүватқан хитай ишчилар қатарлиқ көрүнүшләр көрүлиду.

Көрүнүшләр сәһәр саәт алтә әтрапида йәни 6 саәт давам қилған вәқәниң ахирқи саәтлиридә хатириләнгән. Вәқәниң баш қисмидики көрүнүшләр техиму трагедийилик икәнликини ахирқи көрүнүшләрдики хитай ишчиларниң пәйлидин көрүвелиш мумкин. Нөвәттә вәқәдин хәвәрдар болған вәтән ичи - сиртидики уйғурлар мәзкур вәқә үстидә җиддий ойланмақта.

Көзәткүчиләрни һәйран қалдуридиғини, нәқ мәйдандики нәччә миң киши ичидин, бирәр кишиниңму өлгүчи вә зәхмиләнгүчигә һесдашлиқи қозғалмаслиқи, бу һәқтә вашингитонда яшаватқан иляр шәмшидин әпәнди мундақ дәйду:
" Бир инсан өлтүрүлсә, болупму өлгүчиләр аял вә бала болған әһвалда, әтрапта қарап турғучиларда, инсан болуш сүпти билән һисдашлиқ қозғулиду. Гуаңдоңда ундақ болмиған. Тоқунушта аял - бала айримаслиқ вәһши вә намәрт бир милләтниң әнәниси."

Әскәртиш:   бу син - алғу филими Youtube.com Дин елинған. Нәширят һоқуқи Youtube.com Ниң. Мәзмуни вә көрүнүшләрниң тәпсилатиға RFA ниң мәсулийити йоқ.

Вәқә йүз бәргәндин кейин, хитай тор бәтлиридиму вәқә һәққидә инкаслар давам қилмақта. Бу инкасларда хитай ишчиларға тәбрикләр йолланған; уларға апирин оқулған; уйғурларға қарита зәрбә бериш һәрикәтлириниң давамлишиши тәшәббус қилинған. Мана бу инкасларға асасән, иляр шәмшидин әпәнди хитай вә уйғурлар арисидики миллий зиддийәтниң дәриҗиси үстидә тохталди: " хитай хәлқиму, һөкимитиму уйғур миллитини тамамән йоқутушни, дунядин тәп - тартмиса қирип түгитиветишни арзу қилиду. Демәк, уйғурларға селиниватқан зулумда хитай һөкүмити билән хәлқи шерик."

Хитай ишчилиридики бунчә зор нәпрәт, җинайәт өткүзүштин һеч қормаслиқтәк бунчә көп җасарәт нәдин кәлгән? мана бу уйғур көзәткүчиләрни ойландуруватқан муһим бир тимидур. Көзәткүчиләрниң арисида, вәқәдә дөләтниң алақидар тармақлириниң қол тиқиши вә һәтта тәшкиллиши барлиқини тәхмин қилғучиларму бар. Нөвәттә шаңхәйдә яшаватқан бир уйғур тиҗарәтчи мана бу хил қарашта: " мән вәқәдә хитайниң дөләт апиратлириниң қоли бармикин дәп қараймән. Болмиса, хәлқ дегәндә бир һисдашлиқ, ич ағритиш туйғуси дегән нимә болуши керәкқу?"

Қазақистанда яшаватқан ясинҗан әпәндиниң билдүрүшичә, хитай хәлқи миллий характери нуқтисидин җасарәтлик бир хәлқ әмәс; әмма хитай һөкүмитиниң йиллардин бери уйғурлар һәққидә елип барған сәлбий тәшвиқат вә вәһший иҗраатлири вәқә садир қилған бу ишчиларға әнә шу җасарәтни бәргән. Улар уйғурларға зораванлиқ қилса өзлириниң җазаланмайдиғанлиқини алдин тәхмин қилған.

Ясинҗан: " хитай һөкүмити йиллардин бери уйғурлар үстидин иҗра қилип келиватқан өлүм җазалири, халиғанчә тутқун қилиш вә бастурушлири билән хитай хәлқиғә: ' уйғурларни өлтүрсәң җинайәт болмайду дегән пикир вә туйғини бәргән. Униң үстигә һәқ - наһәқ делолирида һәрвақит хитай тәрәп утуп чиққанлиқ үчүн, улар уйғурларни өлтүрсә өзлириниң җазаланмайдиғанлиқини тонуп йәткән. Тәшвиқат вастилирида, уйғурларни давамлиқ терорчи вә оғри - янчуқчи дәп тәсвирлиши бу қетим гуаңдоңда уйғурлар учриған һуҗумниң йәнә бир муһим сәвәби."

Көзәткүчи иляр шәмшидин әпәнди, гуаңдуң вәқәсидин ғәрб әллиридики уйғур тәшкилатлириниң чоң бир дәрс елиши керәкликини, уйғур миллий һәрикити тәркипидики барлиқ күчләргә игә чиқиши вә уларни һимайә қилиши керәкликини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.