Гуаңдуңда уйғурлар билән хитайлар арисида қанлиқ тоқунуш йүз бәрди

26 - Июн күни сәһәр саәт 2 дә, гуаңдуң өлкисиниң шавгүән шәһиридики бир оюнчуқ завутида, уйғур ишчилар билән хитайлар арисда қанлиқ тоқунуш йүз бәргән. Һазирға қәдәр өлгүчиләр вә яридарлар сани һәққидә пәрқлиқ мәлуматлар мәвҗут. Әмма вәқәниң зорлуқи вә җиддийлики вәқәгә өлкилик һөкүмәттин, мәркизи һөкүмәткә қәдәр җиддий арилишиватқанлиқидин мәлум болмақта.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.06.26
Xitay-Uyghur-toqunushi-guangdong-305 www.uighurbiz.net Дин елинған бу сүрәт, тоқунуш йүз бәргән бинаниң алдидики нәқ мәйдандин көрүш.
www.uighurbiz.net Дин елинди. Нәшир һоқуқи www.0751.cc Ниң.

Шавгүән шәһәрлик һөкүмәтниң вәқә һәққидики докилатида көрситилишичә, вәқәдә җәмий 120 киши яриланған; булардин 81 киши уйғур, қалған 39 Нәпири хитай; вәқәдә 2 Киши өлгән; өлгүчиләр уйғур. Бошүн қатарлиқ учур вастилирида көрситилишичә, вәқәдә өлгүчиләр сани 18 нәпәр болуп, булардин 12 нәпири уйғур, 6 нәпири хитай. Һөкүмәт тәрәпниң доклати вәқәниң келип чиқиш сәвәби һәққидә тохталмиған.

Пәқәт вәқәни бир тәрәп қилиш үчүн, 400 нәпәр сақчи, 152 нәпәр җиддий қутқузуш хадими, 48 қетим җиддий қутқузуш аптомобили һәрикәт қилғанлиқи билдүрүлгән. Хитайчә тор бәтләрдики инкасларда, тоқунушниң бир қанчә қетимлиқ басқунчилиқ вәқәси билән мунасивәтлик икәнлики, басқунчиларниң уйғурлар икәнлики баян қилинмақта; баян қилинишичә, ахирқи қетимлиқ басқунчилиқ вәқәсидин кейин, завуттики хитай ишчилардин 200 - 300 киши уйғур ишчилар ятақ бинасиға һуҗум қилған. Уйғур ишчиларму калтәк - чомақ билән қаршилиқ көрсәткән.

Тоқунуш сәһәр саәт 2 дин 6 гә қәдәр 4 саәт давам қилған. Дәсләпки саәтләрдә сақчи тәрәп вәқәгә арилашмиған. Вәқә адәм өлүш дәриҗисигә көтүрүлгәндин кейин, шәһәр башлиқи җең җинтавниң буйруқи билән, сақчилар вәқәгә арилашқан. Сақчилар яридарларни дохтурханиға орунлаштурғандин башқа, завуттики қалған 600 нәпәр уйғур ишчини завуттин башқа җайларға йөткигән. Тазилиқ ишчилири вәқә мәйданидики қан излирини 2 саәт әтрапида ююп тазилиған. Вәқәдин кейин мәркизи һөкүмәтниң бихәтәрлик вә җамаәт хәвпсизлик ишлири мәсуллиридин җув юңкаң, мең җйәнҗу қатарлиқлар, шәһәрлик һөкүмәткә йолйоруқ берип, вәқәниң кеңийип кетишиниң алдини елишни, яридарларни яхши орунлаштурушни вә өлгүчиләр аилә тавабатидин һал сорашни тапилиған. Улар йәнә вәқәдин яман нийәтлик кишиләрниң пайдилинип кетишиниң алдини елиишқа чақирған.

Вәқәниң сәвәби һәққидә һазирғичә мәлумат бәргүчиләр тоқунушниң бир тәрипи йәни хитай тәрәп болуп, уйғурлардин елинған һечқандақ мәлумат йоқ. Шәһәрлик һөкүмәтниң орунлаштуруш буйруқида, уйғурларниң өрп - адәтлиригә һөрмәт қилиш, йимәк - ичмәк қатарлиқ турмуш шараитлирини яхшилаш тәкитләнгән. Мана бу, вәқәниң келип чиқиш сәвәблиридин бириниң уйғурларниң өрп - адәтлириниң дәхли - тәрүзгә учриғанлиқи икәнликидин бишарәт бәрмәктә.

Уйғур көзәткүчилириниң қаришичә, уйғурлар билән хитайлар арисидики миллий зиддийәт йиллардин бери охшаш болмиған саһәләрдә, охшаш болмиған шәкилләрдә ипадиләнмәктә. Бу қетимқисиға тарихий мәсилиләрдин башқа, уйғур қизлириниң хитайға йөткилиши вә хорлиниши, йеқинда йәкәндә йүз бәргән нарисидә қизниң басқунчилиққа учраш вәқәси қатарлиқларму сәвәб болған болуши мумкин.

Нөвәттә, хитай тор бәтлиридә мәзкур вәқә қиззиқ тима болуп муназирә қилинмақта. Муназириләрдә уйғурларни кәмситидиған ирқчи ибариләр қоллинилмақта.

Бу әһвалға қарита бүгүн, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти уйғурбиз торида очуқ хәт елан қилип, шавгуән шәһәрлик һөкүмәтни, вәқәниң һәқиқий сәвәблирини тездин ашкарилашқа, уйғур ишчиларниң һаяти вә иззәт - һөрмитини қоғдашқа чақирди. У йәнә һөкүмәт орунлириниң, бу пурсәттә уйғур ешинча әмгәк күчлирини ичкиригә йөткәш сияситини қайта көздин кәчүрүшкә, әмгәк қанунини уйғурлар арисида тоғра иҗра қилишқа чақирди.

Илһам тохти очуқ хетидә йәнә, уйғур тордашларни, мәсилә ениқланмиғичә һессиятқа тайинип пикир баян қилмаслиққа, лекин мәсилиниң бир тәрәп қилиниш җәрянини изчил көзитишкә вә мәсилиниң адил бир тәрәп қилинишини қануний йол билән тәләп қилишқа чақирди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.