Гүәнтанамо дики уйғур мәһбусларниң адвукати сейбин вәлит билән сөһбәт (2)

Өткән җүмә күни вашингтон районидики америка федерал әрзийәт сот мәһкимиси, америка мудапиә минстирлиқиниң гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң бери болған пәрһат һузәйфәни дүшмән җәңчиси дәп бекиткән қарарини рәт қилди. Федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң қарарида, пәрһатниң қоюп берилиши яки униң әһвалини қайтидин көрүп чиқиш керәклики тәкитләнгән.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.06.27
GuantanamoBay-305 Гуәнтанамо түрмисиниң сирқи көрүнүшлиридин бири.
AFP Photo
 Гүәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан уйғурларни сотта ақлаш билән бирликтә америка сиясәтчилириниң гүәнтанамодики уйғурларға америкида яшаш пурсити бериш тоғрисида америка һөкүмитигә бесим ишлитиши үчүн җиддий паалийәт елип бериватқан сейбин вәлит әпәнди, пәрһат һузәйфәни америка федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң қараридин хәвәрләндүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрмәктә.

Соал : һөрмәтлик сейбин вәлит әпәндим, сөһбитимизниң бешида сиз, пүтүн уйғурлар шуниңдәк пүтүн дуня федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң пәрһат һәққидики қараридин хәвәрдар болди. Лекин пәрһат һазирғичә, өзиниң сотта қолға кәлтүргән ғәлибисидин хәвәрсиз туруватиду, дедиңиз. Пәрһатни сотниң қараридин хәвәрләндүрүш үчүн қандақ тәшәббусларда болуватисиз? бу һәқтә бир аз мәлумат берәмсиз?

Җаваб : биз пәрһатни сотниң қараридин хәвәрләндүрүш үчүн һазирғичә икки түрлүк тәшәббуста болдуқ. Биринчиси, пәрһатқа бир хәт яздуқ. Адәттә бу хәтниң пәрһатниң қолиға йетип бериши үчүн икки, үч һәптә вақит кетиду. Иккинчидин, биз гүәнтанамо түрмисидин пәрһат билән телефон арқилиқ сөзлишишмизгә рухсәт беришини тәләп қилдуқ. Лекин гүәнтанамо түрмә даирилири һазирғичә бизгә пәрһат билән телефон арқилиқ көрүшүш үчүн рухсәт бәрмиди. Үчүнчи, түрмә даирилириниң пәрһат билән телефон арқилиқ көрүшишимизгә рухсәт бериши тоғрисида соттин қарар чиқириш үчүн сотқа әрз сунушқа тәйярлиниватимиз. Лекин сотниң бундақ қарар чиқиридиған - чиқармайдиғанлиқи ениқ әмәс.

Соал : һөрмәтлик әпәндим, юқирида федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң пәрһат тоғрисидики қарари гүәнтанамода тутуп турулуватқан башқа уйғур мәһбусларниң әһвалиға қандақ тәсир көрситидиғанлиқини сориған идим. Лекин бу суалимға ениқ бир җаваб алалмидим. Бу һәқтә бир аз тохталсиңиз?

Җаваб : бизниң қаришимизчә, сотниң пәрһат һәққидики қарари гүәнтанамода тутуп турулуватқан пүтүн уйғур мәһбуслар үчүн болмисиму, түрмидики уйғурларниң асаслиқ қисимиға пәрһатниңкигә охшаш бир нәтиҗә елип келиши керәк. Лекин сотниң бу мәсилидә биз билән бир қарашта болған - болмиғанлиқи мәлум әмәс.

Соал : әпәндим, нөвәттә гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң қанчә нәпири қоюп берилишкә тәйяр туруватиду. яки уларниң қанчә нәпири һөкүмәт тәрипидин дүшмән җәңчиси әмәс дәп бекитилгән?

Җаваб : бу бир - биридин пәрқлиқ икки соал. Һөкүмәтниң қаришичә гүәнтанамода тутуп турулуватқан мәһбусларниң һәммиси дүшмән җәңчиси. Лекин һөкүмәт бәзи дүшмән җәңчилирини шәпқәт вә илтипат йүзисидин қоюп беришни қарар қилған. Демәк һөкүмәт, гәрчә мәҗбур болмисиму. Бәзи дүшмән җәңчилирини қоюп беришкә рази болған. Әмди пәрһат америка федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң һөкүми билән дүшмән җәңчиси дегән қелиптин чиқип кәтти. Уму бир нәччә йил бурунла қоюп берилсә болидиған мәһбуслар категорийисигә киргүзүлгән иди. Демәк, гүәнтанамо түрмисидин қоюп берилсә болиду дегән тизимликкә киришниң анчила әһмийити йоқ. Чүнки уларни қобул қилидиған һечқандақ дөләт йоқ. Мениң билишимчә, гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң пәқәт бир нәпирила һазирғичә қоюп берилсә болиду, дегән категорийигә кирәлмигән. Қалғанларниң һәммиси мәзкур категорийиниң ичидә. Биз техи бу уйғур мәһбусниң немә үчүн бу категорийисиниң ичигә киргүзүлмигәнликини билмәймиз. Чүнки һөкүмәт бу һәқтә бизгә һечқандақ мәлумат бәрмиди. Биз сотта пәрһат мәсилисидә наһайити чоң бир утуққа ериштуқ. Сот униң дүшмән җәңчиси әмәсликини қарар қилди. Гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң мәсилиси асасән пәрһатниң мәсилисигә охшиғанлиқи үчүн, сотниң бу қарари гүәнтанамода тутуп турулуватқан башқа уйғур мәһбусларниму өз ичигә елиши керәк.

Соал: демәк, сизчә федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң пәрһат һәққидики қарари гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң һәммиси үчүн иҗра қилиниду, шундақму? 

Җаваб: биз сотта мәсилини мушундақ оттуриға қойимиз. Әлвәттә һөкүмәт тәрәп бизниң бу тәлипимизгә қарши чиқиду. Әмма сотниң бу мәсилидә бизниң тәлипимизни қобул қилиш - қилмаслиқи техи ениқ әмәс.

Көп рәһмәт, сейбин вәлит әпәндим. Сизгә утуқ тиләймиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.