Қәшқәрдә “гуаңҗу йеңи шәһри” ниң қурулуш пилани кишини чоңқур қайғуға салиду
2011.04.18

Хитай һөкүмити қәшқәрниң тоққузақ наһийисидә 6 миң мо йәр аҗритип қурмақчи болған “гуаңҗу йеңи шәһәр” қурулушида 14-чесла рәсмий иш башланди. Мәзкур шәһәрчигә гуаңҗу шәһәрлик дөләт байлиқи комитетиниң йетәкчиликидики гуаңҗу қурулуш гуруһи чәклик ширкити, гуаңҗу түрлүк маллар кархана гуруһи чәклик ширкити қатарлиқ карханилар мәбләғ салидиған болуп, даириләр 3 милярд йүән мәбләғ селинидиған бу қурулушниң аптоном райондики нуқтилиқ қурулуш түрлириниң бири икәнликини илгири сүрмәктә.
Тоққузақ наһийә базириниң тәхминән 4-5 километир сиртидики вә қәшқәр шәһиригә тәхминән 9-10 километир йирақлиқтики мәзкур шәһәрчиниң тоққузақтики оғусақ йезисида қурулидиғанлиқи вә шундақла мәзкур йезиниң 95% аһалисиниң уйғурлар икәнлики мәлум. “шинҗаң гезити” қатарлиқ хитай ахбарат васитилириниң мәзкур қурулуш һәққидики хәвәрлиридә, топ тарқитиш, заманиви тавар алмаштуруш мәркәзлириниң қурулуп, алий сүпәтлик тавар вә сода мулазимити, алий дәриҗилик меһманхана, миллий мәдәнийәт вә тәбиәт саяһәтчилики, арамгаһи-көңүл ечиш кулуби, алаһидә йемәклик вә турмуш әслиһәлири бир йүрүшләшкән бир сода шәһири қурулидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Кона шәһәр наһийилик партком секретари ли шинчүәнниң сөзи билән ейтқанда бу қурулуш “ислаһат вә ечиветиш, шинҗаңға ярдәм бериш бойичә тоққузақ наһийиси йезип қалдурған йеңи бир сәһипә”. Лекин вәзийәттин хәвәрдар йәрлик аһалиләрниң вә чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң қаришичә, мәзкур қурулуш пиланида йәрлик хәлқниң һоқуқи вә түп мәнпәитигә зич мунасивәтлик назук мәсилиләрдә җаваб берилмигән нурғун бошлуқлар мәвҗут. Шәһәрчиниң исми немә үчүн өзиниң йәрлик нами билән аталмай, “гуаңҗу йеңи шәһәрчиси” дәп нам қоюлғанлиқи болса, хитай ахбарат васитилириниң мәзкур қурулуш һәқтики хәвәрлиридә тилға елинмиған мәсилиләрниң бири.
Лекин буларниң ичидики терилғу йәр вә бағваранлири вәйранә қилинған уйғур деһқанлириниң келәчәк турмуши вә уларниң қандақ орунлаштурулидиғанлиқи, қанчилик деһқанниң көчүрүлидиғанлиқи, шәһәрчиниң башқуруш, сода-тиҗарәт вә мулазимәт хизмитиниң йәрликләргә тегиш-тәгмәслик мәсилиси вә яки шәһәрчигә қайси таипиләрниң йәрләштүрүлидиғанлиқиға даир ишлар йәрлик аһалиләр вә чәтәлдики уйғур тәшкилатлирини җиддий қайғуға селиватқан мәсилиләр. юқириқи мәсилиләр хитай һөкүмәт даирилириниң мәзкур қурулуш һәққидики баянат вә учурлирида һечқандақ изаһат берилмигән вә яки тилға елинмиған мәсилиләр. Бирақ бу йәрлик уйғурлар үчүн улар дуч келиватқан бир реаллиқтур. Тоққузақ наһийисидики вәзийәттин хәвәр бир уйғур яш бизгә өзиниң мәзкур қурулуш мәсилисидики қайғулирини баян қилди. Униң илгири сүрүшичә, нопусиниң 95 пирсәнтини уйғурлар асас қилидиған.
Йезисидики мәзкур қурулуш деһқанчилиқни кәсип қилған нурғун уйғур аһалисиниң тирикчилик йолини тосуп, уларни еғир вәйранчилиққа муптала қилиши мумкин.
Қәшқәрдә қурулмақчи болған “гуаңҗу йеңи шәһәрчиси” хитайниң “5-июл вәқәси” дин кейин уйғур елидә қурушни пиланлиған бир қанчә йеңи шәһәрчилириниң бири. Хитай һөкүмити буниңдин бурун ғулҗа вә сүйдүңдидики кона қорғас қатарлиқ җайларда алаһидә район қуридиғанлиқини, 2020-йилға қәдәр үрүмчиниң аһалисиниң 5 милйонға көпәйтип, хәлқара өлчәмлик икки район тәсис қилидиғанлиқини елан қилған иди. Дуня уйғур қурултийиниң илгири сүрүшичә, юқириқи пилан хитайниң 2010-йили 5-айдики аталмиш “шинҗаң хизмәт йиғини” да елинған қарарларниң бир қисми болуп, мәзкур йиғинниң асаслиқ роһи уйғурларниң өз вәтинидики тәсир күчини қандақ қилип аҗизлаштуруштин ибарәт.
Қурултай баянатчиси дилшат ришит, қәшқәр тоққузақтики шәһәр қурулушниң мәқсити хитай өлкилиридикиләрни қәшқәргә җәлп қилиш икәнликини әскәртип, чүнки аталмиш “гуаңҗу йеңи шәһәрчиси” дики юқири сәвийилик истемал, алий сүпәтлик тавар вә мулазимәт қәшқәр хәлқиниң турмуш сәвийиси вә киримиға баб кәлмәйдиғанлиқини билдүрди. Тоққузақтики мәзкур қурулуш хитай мәркизи һөкүмитиниң йеқиндин бери түрлүк бәлгилимиләрни чиқирип, терилғу йәрләрни қоғдашни күчәйтиш, терилғу йәргә бина селип, шәһәр қурулуши елип беришни күчәйткән бир мәзгилдә елип берилди. Б д т йеқинда хитайни агаһландуруп, әгәр терилғу йәрни айимиса хитайниң җиддий ашлиқ йетишмәслик мәсилисигә дуч келидиғанлиқини билдүргән иди. Гуаңҗу йеңи шәһәрчиси"ниң пүтүнләй пүтүп чиқишиға тәхминән 5 йил вақит кетидикән. Даириләр мәзкур қурулушниң 3 басқучқа бөлүп елип берилидиғанлиқи, ахирқи басқучиниң 2015-йили тамамлинидиғанлиқини илгири сүргән.
Нөвәттики мәзкур қурулуш сәвәблик йезидики қанчилик деһқанниң терилғу йәр вә қору җайидин айрилип, турмуши тәсиргә учрайдиғанлиқи мәлум әмәс. Лекин қурулуш елип бериливатқан йеза вә униң әтрапидики җайларниң қәшқәрдики уйғур нопуси әң зич район икәнлики вә бир мо йәргә тәхминән 15-20 адәм тоғра келидиғанлиқи мәлум . Бирақ райондики уйғурлар билән хитай көчмәнлириниң мәзкур қурулушқа нисбәтән позитсийиси бир-биригә пүтүнләй қарши. Мәзкур наһийидики хитай көчмәнлириниң қаришичә, мәзкур қурулуш уларни хушалландуридиған бир иш. Тоққузақ наһийилик һөкүмәтниң бир кәчлик диҗорни хадими мухбиримизға өзиниң бу мәсилә һәққидики қаришини билдүрди. У мундақ дәйду: “бу шәһәрчә 'баличявдигән йәрдә қурулуватиду, бир көврүкниң қешиға. Қурулуш башлап болди. Буниң пайдисиз қурулуш икәнликини һес қилип бақмидим, пуқраларму ойлимайду, дәп қараймән. Һазирқи дәвр чоң инақлиқ дәври. Бу қурулуш ишқа орунлишишқа пайдилиқ болуп, иқтисадниң тәрәққиятини алға сүриду. Биз бу қурулушни шундақ ойлаймиз. Бу бир наһайити яхши иш.”
Лекин бу хадим, мәзкур қурулуш сәвәблик тирикчилик йоли вә турмуши вәйранчилиққа учрайдиған йәрлик деһқанларниң һали қандақ болидиғанлиқи , униң һөкүмәт бу мәсилини қандақ һәл қилиши керәк, дәп қарайдиғанлиқиға даир соалимизға болса җаваб беришни рәт қилди. Дуня уйғур қурултийиниң қаришичә, мәзкур қурулуш хитай һөкүмитиниң қәшқәргә хитай нопуси йөткәш пиланиниң бир қисми болуп, улар “5-июл вәқәси” дин кейин уйғурларни йетим қалдуруш қәдимини тезләткән. Қурултай баянатчиси дилшат ришит, уйғур хәлқиниң бу түрлүк қурулушларға қарши җиддий инкас қайтуруши керәкликини билдүрди. Биз униң “җиддий инкас” қайтуруш дегәндә немини көздә тутқанлиқини сориғанда дилшат ришит, тинч усуллар билән елип беришкә болидиған барлиқ вастилар, дәп көрсәтти. Дилшат ришит бу сөзләрни чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң дүшәнбә күни франсийә пайтәхти парижда өткүзгән “ахбарат әркинлик вә ахбарат қораллирини әркинлик үчүн қандақ қоллиниш” тоғрисидики бир күнлүк йиғиниға қатнишиветип, йиғинниң тәнәппус арилиқида радиомизға әскәртти.