Д у қ гуәнтанамодики йәнә икки уйғурниң орунлаштурулғанлиқиға хитайниң билдүргән наразилиқини тәнқид қилди

Гуантанамодики уйғурлар мәсилиси икки уйғурниң әл-салвадорға орунлаштурулуши билән америка-хитай арисида йәнә бир қетим наразилиқ пәйда қилди.
Мухбиримиз әркин
2012.04.26
guantanamo-jinayetchiler-305.jpg Гуантанамодики җинайәтчиләр. 2002-Йили 11-январ.
AFP

2006-Йили кубаниң гуәнтанамо арилидики америка һәрбий базисиға қамалған уйғурлардин тунҗи түркүмдики 5 киши албанийигә орунлаштурулған иди. Тунҗи түркүмдики уйғурлар албанийигә орунлаштурулуп 6 йил өткәндин кейин, аралда қалған түркүмдики ахирқи 5 кишидин иккиси йеқинда оттура америкидики әл-салвадорға орунлаштурулди.

Америка дөләт мудапиә министирлиқи өткән һәптә икки уйғурниң әл-салвадорға орунлаштурулғанлиқини елан қилған. Абдурақ вә хамад мәмәт гуәнтанамодин тарқақлаштурулған 5-түркүмдики уйғур тутқунлиридур. Хитай һөкүмити америкиниң уйғур тутқунлар мәсилисидики сияситигә изчил наразилиқ билдүрүп қалмай, уларни қобул қилған дөләтләрни агаһландуруп кәлгән иди. Хитай бу қетимму хаммад мәмәт вә абдуразақ мәсилисидә америкиға йәнә наразилиқ билдүрүп, әл-салвадорни агаһландурған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни елан қилған баянаттин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити дипломатик қаналлар арқилиқ, “гунаһсиз” дәп ақланған болсиму, бирақ 10 йилдин буян мәзкур аралдики америка һәрбий базисида изчил тутуп турулған бу икки кишини 3-дөләткә йолға салған америкидин хаталиқини түзитишни тәләп қилған. Уларни қобул қилған әл-салвадорни болса бу кишиләрниң “хәтәрлик шәхсләр” икәнлики һәққидә агаһландурған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю веймин мухбирларға әскәртип: җуңго америкиниң бу гумандарларни әл-салвадорға өткүзүп бәргәнликигә өзиниң пикрини билдүрди. Биз америка тәрәпни хаталиқини түзитишкә чақиримиз. Әл-салвадорниң хәлқара мәҗбурийитини ада қилишини, бу кишиләрниң хәтәрлик шәхсләр икәнликини толуқ тонуп йетиши....Шундақла уларни рәт қилишини тәләп қилимиз, дегән.

Гәрчә америка һөкүмити гуәнтанамодики террорлуқ һәрикити билән алақиси йоқлуқи испатлинип ақланған башқа тутқунларни өз дөлитигә қайтурған болсиму, бирақ уйғурларни хитайға өткүзүп беришини рәт қилған иди. Америка һөкүмити хитайниң бу җәһәттики көп қетимлиқ тәлипини рәт қилип, әгәр улар хитайға өткүзүп берилсә, адил сотланмайдиғанлиқини, уларниң тән җазаси яки өлүм җазасиға һөкүм қилиниши мумкинликини илгири сүрүп кәлгән.

Лю веймин хамад мәмәт, абдуразақ қатарлиқ бу кишиләрниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” гә мәнсуп кишиләр икәнлики вә “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ниң б д т вә америка тәрипидин террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүлгәнликини билдүргән.

Лю вейминниң илгири сүрүшичә, б д т ниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тоғрисида чиқарған қарариға асасән б д т ға әза дөләтләр бу кишиләргә панаһлиқ беришни рәт қилиши керәк икән.

Бирақ, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң пикри д у қ ниң тәнқидигә учриди. Уйғур рәһбири вә д у қ рәиси рабийә қадир хадим бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, лю веймнниң бу һәқтики баянатини рәт қилди. У, хитай даирилириниң террорлуқни охшимиған пикир еқимдики уйғурларни бастуридиған козир қилип қоллиниватқанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити террорлуқ тәһдитигә дуч келиватқанлиқини илгири сүрүп, хәлқара җәмийәтни шәрқий түркистан тәшкилатлириға қарши һәмкарлиққа чақирип кәлгән болсиму, бирақ хитай билән демократик әлләр вә хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучи җәмийәтләр арисида террорлуққа қандақ тәбир бериш, террорчилиқ билән әйиблинип қолға елинған шәхсләргә қандақ муамилә қилиш қатарлиқ бир қатар мәсилиләрдә негизлик ихтилап пәйда болған.

Б д т ниң террорлуққа қарши туруш һәққидики өлчимидә дөләтләрниң террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, кишилик һоқуққа сәл қарши яки униңға мудахилә қилишиға чәклимә қоюлған. Рабийә қадир ханим, хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши күрәш қилиш тоғрисидики б д т өлчәмлирини бир чәткә қайрип қоюп, өз алдиға террорлуқ өлчими бекитип чиққанлиқи вә қошна әлләрни өзи бекитивалған бу өлчәмни қобул қилишқа мәҗбурлиғанлиқини илгири сүрди.

Нөвәттә хамад мәмәт вә абдурақлардин кейин, гуәнтанамода ахирқи түркүмдики 3 киши қалған. Бәш бурҗәклик бинаниң баянатида әскәртишичә, гуәнтанамодин қоюп берилгән икки уйғур вашингтон алаһидә районлуқ федератсийә сот мәһкимисиниң 2008‏-йили 7-өктәбир чиқарған қарариға асасән әл-салвадорға орунлаштурулған. Америка вашингтон алаһидә районлуқ федератсийә сот мәһкимисиниң сотчиси рикардо урбина 2008-йили 7-өктәбир чиқарған қарарида уйғурларни америкиға орунлаштурушни буйруған иди. Бирақ америка һөкүмити оттура сот мәһкимисигә әрз сунуп, сотчи урбинаниң қарариға наразилиқ билдүргән. Федератсийә оттура сот мәһкимиси 2009-йили 2-айда сотчи урбинаниң қарарини ағдуруп ташлап, көчмәнләр мәсилисигә сот мәһкимисиниң қарар чиқириш һоқуқи йоқлуқи, бу пәқәт президентниң һоқуқ даирисидики мәсилә икәнликини елан қилған.

Гәрчә кейинрәк ақ сарайниң қанун мәслиһәтчиси грәг крейг, бәзи уйғурларни америкиға орунлаштуруш пиланини оттуриға қойған болсиму, бирақ бу пилан дөләт мәҗлисидики җумһурийәтчиләрниң қаттиқ наразилиқиға учрап, президент обама бу пиландин ваз кәчкән иди. Федератсийә оттура сот мәһкимисиниң қараридин кейин, гуәнтанамодики уйғурлар америка алий сот мәһкимисигә әрз қилған. Бирақ обама һөкүмити алий сот мәһкимиси әрзни қобул қилиш-қилмаслиқни көрүп чиқиштин бурун, гуәнтанамодики уйғурларни орунлаштуруш қәдимини тезлитип, 2009-йили 4 кишини бермудаға, 6 кишини палавға, 2010-йили айда икки кишини шветсарийигә орунлаштурған. Америка алий сот мәһкимиси 2011-йили 4-айда обама һөкүмитиниң уйғур тутқунлирини башқа дөләтләргә орунлаштуруватқанлиқини илгири сүрүп, уйғурларниң әрзини көрүп чиқишни рәт қилған иди.

Америка дөләт мудапиә министирлиқи баянатчиси лейтнант полковник тод бресел, йеқинда елан қилған хамад мәмәт билән абдуразақниң мәсилиси һәққидики баянатида, “америкиниң мунасивәтлик дөләтләр билән ахирқи түркүмдики бу уйғурларни орунлаштуруш мәсилиси һәққидә давамлиқ сөһбәт елип бериватқанлиқи” ни билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.