Хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди

Хитай һөкүмити гүлмирә имин, әхмәт турсун вә мухтәр қатарлиқ 5 кишини, 5-июл намайишини пиланлиғучи вә йетәклигүчи, дәп қарап, 2010-йили 4-айда мәхпий сот ечип, гүлмирә иминни муддәтсиз қамаққа һөкүм қилған иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.07.10
Bextiyar-Gulmire-Imin-305 Сүрәттә, мәһбус гүлмирә имин вә йолдиши бәхтийар өмәр.
Photo: RFA

Буниңдин хәвәр тапқан дуня уйғур қурултийи б д т кишилик һоқуқ алий комиссийониға әрз сунуп, сот тәртипи вә һөкүминиң адил болмиғанлиқини оттуриға қойған вә гүлмирә имин қатарлиқ мәһбусларниң нөвәттики әһвали һәққидә хитайдин мәлумат елип беришни тәләп қилған иди. Буниңға асасән б д т, хитай һөкүмитидин мәзкур әһвал қаришиға изаһат беришни тәләп қилған. Йеқинда хитай һөкүмити бу тәләпкә җаваб қайтурған.

Хитайниң җаваб хети мундақ башланған: “биз б д т кишилик һоқуқ алий комиссийони халиғанчә тутқун қилинғанларни сүрүштә қилиш гурупписиниң гүлмирә имин һәққидики сүрүштә хетини тапшуруп алдуқ. Биз йәни җуңго һөкүмити хәттә оттуриға қоюлған мәсилигә қарита әстайидил тәкшүрүш елип бардуқ, җавабимиз мундақ.”хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди

Хәттә, гүлмирә иминниң кимлики, туғулған йери, әслдики хизмәт орни вә хизмәт вәзиписи һәққидә мәлумат берилгән. Хәтниң асаси қисмида гүлмирә иминниң аталмиш җинайәтлири, сотлиниш җәряни үстидә тохталған вә гүлмирә иминниң дуня уйғур қурултийиниң буйруқиға асасән 2009-йилдики шавгүән вәқәси һәққидики учурни сәлкин торбетигә қоюп қутратқулуқ қилғанлиқини, арқидин йәнә униң қанунсиз йиғилиш өткүзүшни пиланлиған вә йетәкчилик қилғанлиқини шуңа бу җинайәт үчүн униңға муддәтсиз қамақ җазаси берилгәнликини оттуриға қойған.Хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди

Биз бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйсани зиярәт қилдуқ. Долқун әйса хитайниң хетидә дейилгән аталмиш җинайәтләрниң һечбириниң хәлқара қанун, мәйли хитайниң қанунлирида болсун, әслидә җинайәт санилидиған қилмишлар әмәсликини, хитай мәзкур җаваби арқилиқ, уйғурларға йүргүзүватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликини өз еғизи билән етирап қилғанлиқини оттуриға қойди.Хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди

Хитайниң гүлмирә имин һәққидики җаваб хетидә йәнә, сот давамида гүлмирә иминниң адвокат арқилиқ өзини ақлаш пурситигә еришкәнликини, сот мәйданида гүлмирәниң ата-ана вә уруқ-туғқанлириниң һазир болғанлиқини илгири сүргән.

Хәтниң ахирида гүлмирә иминниң нөвәттә аптоном районлуқ аяллар түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқи, саламәтлик әһвалиниң алаһидә яхши икәнлики билдүрүлгән. Биз бу мунасивәт билән гүлмирә иминниң норвегийидики ери бәхтияр әпәндини зиярәт қилдуқ. Бәхтияр, гүлмирәниң сотида растинила адвокат болғанлиқини, әмма бу адвокатниң гүлмирә өзи таллиған адвокат болмастин, һөкүмәт тәйинлигән адвокат икәнликини вә униң гүлмирәниң мәнпәитигә вәкиллик қилалмайдиғанлиқини илгири сүрди.

Бәхтияр гүлмирәниң кейинки әһвали һәққидә һечқандақ учурға еришәлмигән, мана мушуниң өзила, гүлмирәниң нөвәттики әһвалиниң қандақлиқи һәққидә гуман пәйда қилмақта.

Мәлум болушичә, б д т инсан һәқлири комиссийонида келәр айда гүлмирә имин һәққидә мәхсус йиғин ечилиду. Йиғинға һәрқайси дөләтләрниң б д т дики вәкиллири қатнишиду. Хитай гүлмирә имин мәсилиси һәққидә бу йиғинда б д т инсан һәқлири комитетиниң соаллириға җаваб бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.