Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә испатлиқ берип, америкини хитайға қарита қаттиқ сиясәт қоллинишқа чақирди
2012.07.25

Испат бериш йиғиниға уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим вә уйғур америка бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәндиләр қатнашти. Рабийә қадир ханим, уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ, диний әркинлик, уйғурларниң қалаймиқан тутқун вә бастурушқа учраш қатарлиқ җиддий мәсилиләр һәққидә гуваһлиқ бериш билән тәң, америка һөкүмитини кишилик һоқуқ сөһбитидә һәмдә ташқи сияситидә хитайға қарита қаттиқ позитсийә тутушқа чақирди. Йиғинға қатнашқан дөләт мәҗлис әзалири, америкиниң хитайға қарита 12 йилдин буян кишилик һоқуқни илгири сүрүш мәқситидә қоллинип кәлгән әркин сода сияситиниң һечқандақ үнүм бәрмигәнлики һәққидә ортақ қарашқа кәлгән.
Америка дөләт мәҗлисидә ечилған гуваһлиқ бериш йиғини аяғлашқандин кейин, йиғинда уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири, тән җазаси вә қанунсиз тутқун қилиниш һәмдә из-дерәксиз йоқап кетиш мәсилилири һәққидә гуваһлиқ бәргән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимни зиярәт қилдуқ, рабийә қадир ханим, өзиниң нуқтилиқ қандақ мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқи вә немиләрдин гуваһлиқ бәргәнлики шундақла америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиға қойған тәләплири һәққидә тәпсилий тохталди.
Биз йәнә, йиғинға қатнашқан уйғур вәкилләрдин рабийә қадир ханимниң гуваһлиқ нутқиға тәрҗиманлиқ қилған, уйғур америка бирләшмисиниң рәиси алим сейит әпәндини зиярәт қилип, йиғиндики муһим нуқтилар һәмдә мәзкур гуваһлиқ бериш йиғининиң әһмийити һәққидики көз қарашлирини соридуқ. Алим сейитоф әпәнди бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғининиң илгирики қетимқилириға охшимайдиған бир муһим тәрипиниң, йиғинға қатнашқан америка дөләт мәҗлиси әзалириниң “америкиниң 12 йилдин буян, хитайда демократийини һәмдә кишилик һоқуқни илгири сүрүш мәқситидә қолланған әркин сода сиясити яхши нәтиҗә бәрмиди” дегән қарашқа кәлгәнликини алаһидә тәкитләп өтти.
Юқиридики аваз улинишидин, мәзкур гуваһлиқ бериш йиғинидики муһим нуқтилар һәққидә мухбиримизниң рабийә қадир ханим вә алим сейитоф әпәндиләр билән елип барған сөһбитини аңлиғайсиләр.