Гүзәл әхлақ билән начар әхлақни өлчәйдиған омумий принсиплар
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2010.12.23
2010.12.23
Улуғ алим абдураһман һәбәннәкә “ислам әхлақи” намлиқ әсиридә мундақ дәп язиду: “чүнки, аччиқ адәмниң ичидин келиду, сипайилик көпинчә ясалмилиқтин келиду, йәнә берип биравниң көп ибадәтләрни қилғанлиқи униң әхлақиниң яхшилиқини көрсәтмәйду. Җәмийәтниң бесими яки ата-анисиниң зори билән ибадәтләрни көңлидин болмисиму адәт һалиға кәлтүрүвалған начар адәм, бәрибир начарлиқини қилмай қалмайду.
Гүзәл әхлақ билән начар әхлақни өлчәйдиған биринчи принсип
Инсанни башқилардики билим-қабилийәт, әхлақ-пәзиләт, байлиқ, тәләй қатарлиқ қандақла бир артуқчилиқни -гәрчә өзиниң зийиниға болған тәқдирдиму- етирап қилишқа өзлүкидин иттиргән туғма яки өгинип йетилдүргән һәрқандақ бир түрткә гүзәл әхлақ принсиплиридин бир принсиптур. Бу принсипниң әкси рәзил әхлақ түрлиридин санилиду. Инсанни башқилардики билим-қабилийәт, әхлақ-пәзиләт, байлиқ, тәләй қатарлиқ қандақла бир артуқчилиқни шәхсийәтчилик, көрәлмәслик, көңли тарлиқ қатарлиқ нәпсий хаһиш сәвәблик етирап қилмаслиққа иттиргән туғма яки кәспий (өгинип йетилдүргән) һәрқандақ бир түрткә начар әхлақ түрткилиридин бир түрткидур.
Гүзәл әхлақ билән начар әхлақни өлчәйдиған иккинчи принсип
Инсанни үстидики һәқ- һоқуқларни толуқ ада қилишқа яки өзиниң билими, күчи, пул-мели, җәмийәттики орни билән башқиларға мәнпәәт йәткүзүшкә өзлүкидин иттиргән туғма яки өгинип йетилдүргән һәрқандақ бир түрткә гүзәл әхлақ принсиплиридин бир принсиптур. Бу принсипниң әкси рәзил әхлақ түрткилиридин санилиду. Инсанни башқиларниң һәқ-һоқуқиға таҗавуз қилишқа яки өзидин һечқандақ бир чиқим яки күч тәләп қилмайдиған ишлардиму башқиларға мәнпәәт йәткүзүштин яки ихтияри вә бирәр мәнпәәт көзлимигән һалда, биравни зияндин қутулдуруп қоюштин ваз кечишкә иттиргән туғма яки өгинип йетилдүргән һәрқандақ бир түрткә начар әхлақ түрткилиридин бир түрткидур.
Гүзәл әхлақ билән начар әхлақни өлчәйдиған үчинчи омумий принсип
Инсанни башқиларниң қоллиридикисигә көз қизартмастин, аллаһ тааланиң тәқсиматиға қарши чиқмастин, өзигә берилгәнләргә қанаәтлинип, униңға разилиқ билдүрүшкә өзлүкидин иттиргән туғма яки өгинип йетилдүргән һәрқандақ бир түрткә гүзәл әхлақ принсиплиридин бир принсиптур.
Бу принсипниң әкси рәзил әхлақ түрткилиридин санилиду. Инсанни башқиларниң игә болғанлириға көз қизартиш, көрәлмәслик арқилиқ аллаһ тааланиң тәқсиматиға қарши чиқишқа иттиргән туғма яки өгинип йетилдүргән һәрқандақ бир түрткә начар әхлақ түрткилиридин бир түрткидур.