Һаялиқ болуш инсан тәбиитиниң саплиқидур
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.10.01
2008.10.01
Сиз бир адәмниң тегишлик болмиған һәрикәттин өзини тартиватқанлиқи яки тегишлик болмиған ишни қилип қойған вақитта чирайиниң қизирип кәткәнликини көрүп, униң қәлбиниң ойғақ, әслиниң пак, тәбиитиниң сап икәнликини биливалалайсиз. Шундақла бирәрсиниң пәс, гунаһ ишларни һая қилмастин қилип йүргәнликини, алған - қойғининиң қандақ икәнликигә пәрва қилмайватқанлиқини көргән вақтиңизда, униң қолидин яхши иш кәлмәйдиған көңли қара, йүзи қелин адәм икәнликини биливалалайсиз.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ абдулкәрим һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдулкәрим һаҗим билән сөһбәт
Абдулкәрим һаҗим һая вә әдәп - әхлақниң әһмийити тоғрулуқ мундақ деди:" пүтүн инсанлар, хусусән мусулманлар пәрзәнтлирини һаялиқ вә әдәп - әхлақлиқ болушқа үндәп кәлмәктә. Һаялиқ вә әдәп - әхлақлиқ болуш мусулманларда ибадәт санилиду. Ислам пәйғәмбири һәзрити муһәммәд әләйһиссалам " бирав өзиниң гүзәл әхлақи билән намаз оқуған вә роза тутқанниң савабини тапалайду"дегән. У йәнә һәр қандақ динниң бир әхлақи бар, ислам дининиң әхлақи һаядур"дәйтти. Мәрһум устаз муһәммәд ғазали "мусулманниң әхлақи"намлиқ мәшһур әсиридә мундақ дәп язиду: "иман бәндә билән пәрвәрдигари оттурисидики бүйүк алақә болуп, қәлбни паклаш, әхлақни тоғрилаш, һәрикәтни дуруслаш қатарлиқлар бу бүйүк алақиниң тәлиби, бәлки униң тунҗи изнасидур. Қәлбниң сәзгүрликини ашуруп, хаталиқлар вә пәс ишлардин өзини тартмиғичә бу тәләпни әмәлгә ашурғили болмайду. яман ишларни қилиштин тәптартмаслиқ тәдриҗи һалда гунаһларни қилишқа қарап тәрәққи қилиду. Андин униңға әгишип иманниму йоқитиду. Ахирида өзини әң пәс вә төвән орунда көриду. Муһәммәд әләйһиссалам:" һая билән иман иккиси бир пүтүн нәрсә. Уларниң бири йоқалса, иккинчисиму йоқилиду" дегән. Буниң сәвәби инсан пәс ишларни қилиш арқилиқ һаяни йоқитип қойғандин кейин, у яманлиққа техиму чоңқур петип рәзилликләр азгаллириға чүшүп қалиду. Шуниң билән өзиниң инсанлиқ қәдир - қиммитиниму йоққа чиқириду" "Инсанда һаяниң йоқилиши пүтүн палакәтләрниң башлинишидур
Абдулкәрим һаҗим һаядин айрилип қелишниң палакәтлири һәққидә тохтулуп йәнә мундақ деди:" бир һәдистә келишичә, аллаһ әгәр бирәр бәндини һалак қилмақчи болса, аввал униңдин һаяни тартивалиду. Һаяси тартивелинған адәм ғәзәп қилғучи вә ғәзәп қилинғучи болуп қалиду. Ғәзәп қилғучи вә ғәзәп қилинғучи болуп қалған адәмдин аманәт тартивелиниду. Аманәт тартивелинған адәм хиянәтчи болуп қалиду. Хиянәтчи адәмдин рәһимдиллиқ тартивелиниду. Рәһимдиллиқ тартивелинған адәм ләнәткәрди болуп қалиду. Ләнәткәрди адәмдә иманни тапқили болмайду". Бу һәдис қәлибтики кесәлликләр вә униң тәрәққият басқучлирини, басқучларни барғансери юқирилап маңидиғанлиқини бизгә инчикиләп баян қилип бериду. Кишиниң һая чүмбили йиртилса, у қилған ишлирида әйиблинишләрдин тәптартип қалмайду. Мундақлар кишиләргә азар қилиду. Қол астидикиләрни езиду. Пәрзәнтлиригә вә хошнилириға йириклик қилиду. Бундақ адәмни һечким яқтурмайду. Әксичә кишиләрниң қәлблиригә өчмәнлик уруғини салиду. Бу дәриҗигә йетип қалған адәмгә һечким ишәнч қилалмайду вә униң билән муамилә қилиштин хатирҗәм болалмайду. Чүнки кишиләрниң пул - мелини йәвелиш яки абройини төкүштин хиҗил болуп қалмайдиған, вәдигә хилаплиқ қилишни көңлигә елип кәтмәйдиған яки мәҗбурийәткә сәл қарайдиған яки содида һийлә ишлитидиған адәмгә қандақму ишәнч қилғили болсун?!"Һаяни йоқатқан адәм аманәтниму йоқитиду
Абдулкәрим һаҗимниң ейтишичә, һаяниң йоқилиши ишәнч - аманәтниң йоқилишидур. Кимки һаяни йоқитидикән, у аманитини йәни кишиләрниң униңға болған ишәнчисини йоқатқан болиду. Кишиләрниң ишәнчисигә еришәлмигән адәм җәмийәттә қиммәтсиз адәм болуп қалиду. Мундақлар өзлириниң нәпсий һәвисини қандуруш йолида йүгүридиған явайиларға охшап қалиду.Мундақлар өзлиридики учиға чиққан шәхсийәтчилик, мәнмәнчилик илләтлири сәвәблик уларни көзлири вә әқли қелин пәрдиләр билән пәрдиләнгән болуп, өзини техиму аздурудиған, техиму қизиқтуридиған нәпсий һәвәсләрдин башқисини көрмәйду. Әксичә, өзиниң қилған хаталиқлири вә бәзи яманлиқлирини башқиларниң билип қелишидин хиҗил болуш һаяниң өзидур.