Қәшқәрдә "бирму адәм ишқа орунлашмиған аилә" қалмамду ?

Үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилири тактика өзгәртип "хәлқ турмушини яхшилаш вә бу арқилиқ мәңгүлүк әминликни бәрпа қилиш" дәйдиған шуар бойичә хәлқ турмуши қурулушини йолға қойди. Хитай даирилири буниңда алди билән ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш шуарини қаттиқ товлап, "бир аилидә әң аз дегәндә бир киши ишқа орунлашқан болуш" дәйдиған сиясәт бойичә "бирму киши ишқа орунлашмиған аиләрни тизимлашқа башлиған.
Мухбиримиз ирадә
2010.07.30

Бүгүн қәшқәр районлуқ һөкүмәт тор бети бүгүнки хәвәрлиридә қәшқәр вилайитиниң қәшқәрдики "бирму адәм ишқа орунлашмиған аилиләр" ни тизимлаш хизмитини яхши ишләп, һазирғичә 30миңдин ошуқ адәмни ишқа орунлаштурғанлиқини, бирму киши ишқа орунлашмиған 108 аилигә ярдәм қилғанлиқини, 220 әтрапида мейипни ишқа орунлаштурғанлиқини илгири сүргән.

Биз юқирида дийилгән әһвалларниң қанчилик иҗра қилиниватқанлиқини билип беқиш мәқситидә қәшқәрдики мәлум наһийигә телефон қилған идуқ. Бизниң зияритимизни қобул қилған қиз өзиниң үрүмчидики алий мәктәпни пүттүрүп кәлгәндин бери хизмәткә орунлишалмиғанлиқини баян қилип бәрди.

Йәрлик даириләр өйму - өй кирип ишсизларни тизимлиғандин кейин 95 - йили оқуш пүттүрүп келип ишқа орунлишалмиған барлиқ ишсизларни бир туташ емтиһанға қатнаштурған. Әмма, бу емтиһан кишиләрниң кәспий сәвийисини өлчәш үчүн әмәс, бәлки уларниң сиясий көз қаришини, милләтләр иттипақлиқиға болған көз қаришини елиш үчүн елип берилған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди болса, хитай һөкүмитиниң бу аталмиш ишқа орунлаштуруш сияситиниң пәқәт уйғурларниң көзини бояш үчүнла елип бериливатқан бир сиясәт икәнликини, бу хил сиясәтләрниң техиму көп хитай көчмәнлириниң уйғур райониға келишигә йол ечип беридиғанлиқини билдүрди.

Дилшат ришит әпәнди сөзидә йәнә, хитай һөкүмити әгәр һәқиқән уйғурларни ишқа орунлаштуруп, уларниң турмушини яхшилаймән дәйдикән, һәр бир уйғурға алди билән сиясий һоқуқини бериши керәкликини ейтти.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.