Һәрбий мәшқләрдин кейин ася - тинч окян районида пәйда болған йеңи уюшуш
Мухбиримиз вәли
2010.07.30
2010.07.30
Шәрқий деңизда вә сериқ деңзида өткүзүлгән һәрхил һәрбий мәшқләрдин кейин, ася - тинч окян районида йеңи уюшуш пәйда болди. Сенгапорда чиқидиған бирләшмә сәһәр гезити ниң баян қилишичә, шәрқий җәнуби асия бирликидики дөләтләр 23 - ийол күни бихәтәрлик сөһбити өткүзгәндә, хитайниң деңиз тәвәлики дегән мәсилигә мунасивәтлик дөләтләрниң һәммиси бирдәк хитайни әйиблиди.
Шәрқий җәнуби асия бирликидики 12 дөләт деңиз тәвәлик һоқуқини җакарлиди
Асия - тинч окян дөләтлириниң вейтнамда өткүзгән алий дәриҗилик учришишидиму, шәрқий җәнуби асия бирликидики 12 дөләт йәнә, хитайға қариму - қариши һалда өзлириниң деңиз тәвәлик һоқуқини җакарлиди. Бу алий дәриҗилик учришишқа қатнашқан 27 дөләтниң һәммиси, асия - тинч окян районида пүтүнләй америка билән бир сәптә туридиғанлиқини билдүрди.Хитай йәнә шәрқи деңизда һәрбий мәшқи өткүзүш арқилиқ асия - тинч окян дөләтлириниң алйи дәриҗилик учришишиға инкас қайтурди
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай 26 - ийол күни йәнә шәрқи деңизда, көп хил әскири қисимларниң бирләшмә һәрбий мәшқи өткүзүп, бу арқилиқ, асия - тинч окян дөләтлириниң алий дәриҗилик учришишида хитайға қилинған һуҗумға болған ғәзипини ипадилиди.Америка генерали валтер йегирмә алтинчи март һәрбий парахот вәқәсиниң тәкшүрүш нәтиҗисини елан қилди
Ройтрс агентлиқиниң сиулдин баян қилишичә, америкиниң җәнубий корийидики һәрбий қисимлириниң командири генерал валтер шарп 29 - июл күнидики баянатида америка, әнгилийә, австралийә вә шиветсийә һәрбии мутәхәссислири бирликтә 3 - айниң 26 - күни җәнубий корийиниң һәрбий парахоти чөктүриветилгән, 46 нәпәр деңизчиси өлтүрүлгән вәқә һәққидә елип барған тәкшүрүшниң холасиси шималий корийә су минаси атқан, дегәндин ибарәт дәп җакарлиди. Шундақла, өткән һәптидә америка билән җәнубий корийә шәрқий деңиз вә сериқ деңиз районида өткүзгән һәрбий мәшқниң өзи шималий корийигә берилгән күчлүк сегнал дәп көрсәтти.Шималий корийә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнубий корийидә турушлиқ қисимлири билән сөһбәт өткүзүшкә көнди
Франсийә агентлиқиниң сиулдин баян қилишичә, бүгүн шималий корийиниң һәрбий даирилири билән америка қисимлириниң командири көрүшти, икки саәт давамлашқан бу сөһбәттә, 9 - авғуст күни пәнмунҗон дегән җайда, җәнубий корийиниң һәрбий парахоти чөктүривитилгән вәқә тоғрисида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнубий корийидә турушлиқ қисимлириниң командири билән сөһбәт өткүзүшкә келишти.Хәвәрдә ейтилишичә, бу сөһбәттә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнубий корийидә турушлиқ қисимлири билән шималий корийә оттурисида 1950 - йилидин 53 - йилиғичә давамлашқан корийә урушидин кейинки ихтилап вә тоқунушларни һәл қилиш һәққидә музакирә елип берилидикән.
Һазир хитайниң деңиз армийиси әң яман нийәтлик кеңәймичиликкә қәдәм қойди дегән уқум ортақ көз қарашқа айланди
Хитайға нәзәр тор гезитидә бүгүн мустәқил тәтқиқатчи ли тйәншав мундақ мулаһизә елан қилди: америка билән җәнубий корийиниң йегирмә алтинчи март парахот вәқәси гә қаритилған һәрбий мәшқи буниңдин кейин, йил ахириға қәдәр һәр айда өткүзүп турулидиған һәрбий мәшққә, вәқә чиқарған шималий корийә бу һәрбий мәшқләрниң бивастә нишаниға айланди.Америка билән шималий корийиниң һәрбий күч селиштурмисида наһайити чоң пәрқ барлиқи һәммигә аян болған әһвал астида, америкиниң вашингтон бәлгилик дуня буйичә әң қудрәтлик авиаматкиси вә ф 22 бәлгилик дуня буйичә әң илғар урушчи айропиланлири бу қитимқи һәрбий мәшққә қатнаштурулғанлиқиниң нәтиҗиси, шималий корийигә тәккүзүп хитайни ағритиш тин ибарәт нәтиҗә болуп чиқти. Буниң нәтиҗисидә хитай һазир деңизларда арқа - арқидин етиш мәшқи өткүзүшкә вә шималий корийә билән сәп түзүшкә башлиди.
Буниң нәтиҗисидә йәнә, америка билән җәнубий корийиниң һәрбий бирликигә японийә қошулди. Шәрқий җәнуби асия дөләтлириму оттуриға чиқип, хитайни бу районда йетим һалға чүшүрүп қойди. Хитайниң деңиз армийиси әң яман нийәтлик кеңәймичиликкә қәдәм қойди дегән уқум һазир америка дөләт мәҗлисидә, ақсарайда вә америка тәтқиқатчилирида ортақ көз қарашқа айланди.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.