"Қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәр нәширгә берилди (2)
2006.07.24
Абдурешит һаҗи керими әпәндиниң ейтишичә, қараҗүлдики җәң "шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийиси" тәрипидин уюштурулған бир қетимлиқ хәлқ қозғилиңи болуп, бу вәқә 1969 - йили 8 - айниң 23 - күни қәсқәрдә йүз бәргән.
"Шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийиси" рәһбәрлик оргини, әйни чағда пүтүн шәрқий түркистан миқясида кәң көләмлик қораллиқ қозғилаң көтүрүшкә тәйярлиқ қиливатқан һалқилиқ бир пәйттә, мәхпийәтлик паш болуп қелип, хитай даирилириниң омуми йүзлүк тутқун қилишиға учриған.
Шу қетимқи тутқунда, аз дегәндә 30 миңдин артуқ киши қолға елинған. 800 Гә йеқин киши үстидин һөкүм елан қилинип, етип өлтүрүлгән. 2000 Дин артуқ киши муддәтсиз вә узун муддәтлик қамақ җазалириға мәһкум қилинған.
1969 - Йили 8 - айниң 18 - күни хитай даирилири қәшқәрдә "шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийиси" әзалирини тутқун қилиш һәрикәтлирини башлайду.
Хитайниң юқири дәриҗилик һөкүмәт органлирида хизмәт қиливатқан турди ели, абдуреһим аюп, абдуреһим питәк, абдуреһим еминоп вали, обулқасим һамит қатарлиқ кишиләр әслидә "шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийиси" қәшқәр шөбисиниң рәһбири хадимлири болуп, бу қетимқи қораллиқ қозғилаңдин илгири, хитай даирилири елип барған тутқун қилиш һәрикәтлиридә қолға елиниду. Қәшқәрдики қораллиқ күчләр қозғулаңни муддәттин бурун башлашқа мәҗбур болиду. 8 - Айниң 18 - күнидин башлап қозгулаңчилар хитай һәрби күчлири билән қанлиқ тоқунишиду. Қәшқәрдики қораллиқ қозғилаң қоманданлиқ шитабиниң рәһбири ахунуп қатарлиқ кишиләр икки күнлүк кәскин елишиштин кейин, 8 - айниң 21 - күни хитай армийисиниң қәшқәрдики һәрби муһасирисини бөсүп чиқип, бүгүнки қизилсу қирғиз аптонум области тәвәсидики "қараҗүл" йезисиға топлиниду. Улар йол бойи арқидин қоғлап кәлгән дүшмән армийиси билән кәскин җәң қилип, хитайларни еғир талапәткә учритиду. Вәқәдин хәвәр тапқан йәкән, маралбеши, мәкит, йеңисар, йопурға қатарлиқ наһийиләрдики "шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийиси" ниң қораллиқ күчлириму, буйруққа бинаән кечә - күндүз йол йүрүп, "қараҗүл" йезисиға йетип кәлмәкчи болған болсиму, йолда тосуп зәрбә беришкә орунлаштурулған хитай армийисигә дуч келип, кәскин җәңләрни елип бариду. Бу қетимқи җәңдә нурғунлиған киши шеһид болиду вә дүшмән армийисигә әсиргә чүшүп қалиду. 8 - Айниң 23 - күни, "қараҗүл" йезисида хитай армийиси билән қәшқәрдин чиққан "шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийиси" ниң ахирқи қораллиқ күчлири арисида җидди етишиш йүз бериду. Бу қетимқи җәңдә ахунуп, миҗит, хәйруллаһ, османҗан, мәргән қатарлиқ "шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийиси" қоманданлиқ штабиниң рәһбәрлири җәң мәйданида шеһид болиду. "Қараҗүлдики җәң" намлиқ бу әсәрдә, мана шу вәқәлик тәпсили баян қилинған.
1970 - Йили 7 - айниң 18 - күни қәшқәрдә һөкүм елан қилиш йиғини ечилип, йәнә йәттә нәпәр уйғур етип өлтүрүлгән вә онлиған киши еғир қамақ җазасиға учриған. Қамақ җазасиға учриғучилар қатарида "қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәрниң аптори абдурешит һаҗи керими әпәндиму болуп, у хитайниң "әмгәк билән өзгәртиш мәйдани" дәп аталған турмисида 15 йиллиқ җаза муддитини түгүтүшкә мәҗбур болиду. Пат арида биз билән йүз көрүшүш алдида турған "қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәр абдурешит һаҗи кериминиң реал сәргүзәштилиридин ибарәт.
Мунасивәтлик мақалилар
- "Қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәр нәширгә берилди (1)
- Ахуноп вә миҗит қомандан қозғилиңиға 36 йил
- Ахуноп вә миҗит силиң вәқәси
- "Дуняда тоқунуш болған районлар" намлиқ китапта уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилгән
- "20 - Әсир уйғуристан намайәндилири" нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән батур әршидонуфни зиярәт
- "Мәхмут қәшқири" намлиқ тарихи роман түркчигә тәрҗимә қилинди(2)