120 Йиллиқ уйғур мәктипиму хитайчилаштурулди
2006.10.11
Уйғур һазирқи заман маарипиниң бөшүки, йеңи маарипниң ана макани аталған екисақ һөсәйнийә башланғуч мәктипи, 1885 - йили -10 айда ака - ука мусабайифларниң күчлүк иқтисади ярдими билән үстүн атуш йезисиниң екисақ кәнтидә қурулуп, һазирға қәдәр 120 йиллиқ шанлиқ мусапини бесип өтүп мәрипәт мәшилини өчүрмәй кәлгән.
Уйғур маарипиниң бөшүки хитайчилаштурулмақчи
Екисақ һөсәйнийә башланғуч мәктипи уйғур маарип тарихида исянкар сүпитидә, уйғурларниң сапаси һәмдә тәрәққиятиға тосалғу болуватқан хурапатлиқ, наданлиқ кишәнлирини пачақлап ташлашқа җүрәт қилған, һәм бу йолда пүтүн уйғур елидә йеңи мәктәп қуруш һәрикитини мәйданға кәлтүргән иди. Нөвәттә, уйғур миллий маарипиниң һулини қурған бу мәктәпму хитайниң қош тил маарип сиясити билән пүтүнләй хитайчилаштурулмақчи.
Уйғур елиниң һөкүмәт ахбарат торлиридин ашкарилинишичә, екисақ һөсәйнийә башланғуч мәктипидә тәйярлиқ синип оқуғучилиридин башлап хитайчә дәрс өтүлүватқан болуп, келәр йилидин етибарән атуш шәһиридики барлиқ башланғуч мәктәпләр тәйярлиқ синиптин башлап пүтүнләй хитайчилаштурулидикән.
Хитай һөкүмити уйғур елидики башланғуч һәмдә оттура мәктәп маарипини қош тил маарипи намида хитайчилаштурғандин кейин, бу йил 2006 - йилидин башлап 2010 - йилиғичә уйғур елидики барлиқ бағча маарипи һәмдә тәйярлиқ синип маарипиниму хитайчилаштуруп болуш пиланини ишқа ашурушқа башлиған иди.
Биз хитайниң қош тил маарипиниң, уйғур йеңи маарипиниң бөшүки болған екисақта омумлишиш әһваллири һәмдә бу тарихий мәрипәт юртидики амминиң буниңға қарита инкаслири һәққидә мәлумат елиш үчүн атушниң екисақ кәнтидики уйғурлар билән сөһбәтләштуқ.
Екисақлиқ бир деһқан бовай зияритимизни қобул қилип, мәктәпләрдә елип бериливатқан қош тиллиқ маарип тоғрисида интайин еһтиятчанлиқ билән җаваб бәрди.
Ана – анилар әндишидә, бирақ маслишишқа мәҗбур
Йеқинда җәнубий уйғур елидә қош тиллиқ маарипниң елип берилиш әһваллирини көздин кәчүрүватқан уйғур аптонум районлуқ партком муавин секретари нур бәкри қәшқәрдә қош тиллиқ маарип һәққидә мәхсус сөз қилип "қош тиллиқ маарипни бағча маарипидин башлап асасини чиңайтип елип бериш керәк, җуңго пуқраси болуш сүпитимиз билән чоқум хитай тилини яхши өгинишимиз шәрт, болупму аз санлиқ милләт балилири хитай тилини яхши өгәнгәндила мәмликәткә һәмдә дуняға йүзлинәләймиз" дәп тәкитлигән. Гәрчә у қош тиллиқ маарип һәққидә йолйоруқ бәргән болсиму, әмма ана тил маарипиниму мас қәдәмдә елип бериш һәққидә һечнимә демигән.
Екисақтики уйғурлардин игилишимизчә, нөвәттә башланғуч мәктәпниң тәйярлиқ синипидин башлап хитайчә маарипниң йолға қоюлуши гәрчә, уйғурларни биарам қилип, ата - аниларни әндишигә селиватқан болсиму, әмма улар қош тиллиқ маарип сияситигә маслишишқа мәҗбур болмақта икән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған бир яш ата, әвладларниң кәлгүсидә өз ана тили һәмдә мәдәнийитини сақлап қалалишидин әндишә қилидиғанлиқини ипадилиди. Гәрчә хитай һөкүмити уйғур ели маарипида қош тиллиқ маарипни омумлаштурушни оттуриға қойған болсиму, әмәлийәттә қош тиллиқ маарип сиясити пәқәт миллий маарипни хитайчилаштуруш бойичә әмәлийләшмәктә. 120 Йиллар муқәддәм уйғур йеңи маарипиниң мәшилини яққан екисақтиму маарипниң пүтүнләй хитайчилаштурулуши нөвәттә уйғурларда күчлүк наразилиқ һәмдә әндишиләрни қозғимақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур маарипи йеңи оқуш мәвсумидә
- Қазақистан уйғурлири хитайниң қош тил сияситигә наразилиқ билдүрмәктә
- Уйғур елидә қош тил синиплири һәссиләп көпәйтилмәктә
- Ичкиридики шинҗаң синиплири һәққидики һәқсиз линийә сөһбити
- Уйғурлар пәрзәнтлирини хитай тилида оқутушқа мәҗбур болмақта
- Ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән йеғин һәққидә рабийә қадир билән сөһбәт
- Хитай һөкүмити сәбийләргә хитай тили маарипини күчәйтмәктә
- Уйғур мәктәплиригә оқутқучи йетишмәсликтики һәққиқи сәвәб немә?
- HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(2)
- HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(1)