Мәдинә мунәввәрә кутупханисида ишлигән уйғур-ибраһим қари дамолла
2012.04.30
Сәуди әрәбистанида чиқидиған “һәҗ” журнилиниң 2012-йили 20-апрел санида “илим-мәрипәтниң мәркизи болған мәдинә кутупханиси” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
“мәдинә мунәввәрә кутупханиси сәуди әрәбистанидики кутупханилар ичидә қәдимийлики вә заманниң тәлипигә мунасип тәрәққияти җәһәттин мәшһур кутупханиларниң биридур. Кутупхана кечә-күндүз хәлққә очуқ болуп, әң илғар усуллар билән хизмәт берип кәлмәктә. Бу кутупхана 1933-йили тәсис қилинған болуп, заманниң тәрәққиятиға әгишип хәлққә беридиған хизмәт усуллириниму тәрәққий қилдуруп кәлмәктә. Һазир бу кутупханини сәуди әрәбистаниниң әң катта вә әң әһмийәтлик кутупханиси десәк мубалиғә қилған болмаймиз. Кутупханиниң бөлүмлири әрләр зали, аяллар зали вә балилар зали, қолязмилар бөлүми, авазлиқ әсәрләр бөлүми, електронлуқ әсәрләр бөлүми дәп бир қанчә бөлүмдин тәркиб тапқан болуп, кутупханиниң хизмәтлириму һазирқи заманниң тәқәззасиға мунасип һалда тәрәққий қилип маңған. Сәуди әрәбистан һөкүмити мәзкур кутупханини тәрәққий қилдуруш ишлириға алаһидә көңүл бөлүп кәлгән болуп, дунядики әң тәрәққий тапқан усуллар вә системилардин пайдилинип кутупханини бейитқан.”
Мәдинә кутупханисида ишлигән уйғурниң қиссиси
Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики уйғурларниң ейтишичә, мәдинә шәһиридики хотән вәқип өйиниң барлиққа келишидә башламчи болған хотәнлик ибраһим қари дамоллам дегән киши мәдинә мунәввәрә шәһиридики мәзкур кутупханида 1963-йилдин 1969-йилиғичә 7 йил хизмәт қилған икән. Ибраһим қари дамоллам бу җайда түрк, парс вә әрәб тиллирида йезилған қәдимки надир қол язма әсәрләрни рәтләш вә тәрҗимә қилиш ишини елип барған икән.
Мәдинә мунәввәрә шәһиридики хотән вәхпиниң мәсули абдулла дөләтниң ейтишичә, әлламә ибраһим қари дамоллам 1896-йили хотән вилайитиниң қарақаш наһийисидики җилғаман кәнтидә бир мәрипәтпәрвәр өлима кишиниң аилисидә дуняға кәлгән. У кичикидә атисида оқуп йетишкәндин кейин, қәшқәр ханлиқ мәдрисигә келип оқуған. 1911-Йили йәнә көпләп илим тәһсил қилиш йолида қәшқәрдин айрилип, бухараға йолға чиқиду. Бухараға барғандин кейин, уҗайда мәшһур өлималарниң қолида узун йил илим тәһсил қилиш билән болиду. Кейинчә у мәккә вә мәдинә шәһәрлиригә иштияқ бағлап сәпәрниң тәйярлиқини қилиду вә уҗайдики устазлириниң иҗазитини елип һәрәм сәпиригә атлиниду.
Шундақ қилип ибраһим қари дамоллам 1930-йили сәуди әрәбистаниға кәлгән вә 1934-йили мәдинә мунәввәрдики пәйғәмбәр мәсчитигә рәсмий мудәррисликкә тәйинләнгән. 1963-Йили мәдинә кутупханисиға ишқа киргән вә 1969-йили аләмдин өткән икән.