Хитай ички қисмидики һоқуқ урушини йошурушқа амал издәватиду
2012.05.15
Әнглийидә чиқидиған “малийә вақит гезити” 5-айниң 13-күни, хитай мәркизи комитет сиясий бюросиниң даимий әзаси, хитай сиясий қанун комитет секретари җу юңкаң мәнсипидин қалдурулди дәп хәвәр елан қилди. Бу, җу юңкаң өзиниң избасарлиқиға бекитип болған бо шиләй өткән айда мәнсипидин қалдурулғандин кейин юқири қатламда йүз бәргән йәнә бир мәнсәптин қалдуруш вәқәси болуп һесаблиниду.
“малийә вақит гезити”ниң бу хәвири елан қилинғандин кейинла, хитайниң “хәлқ гезити” җу юңкаңниң буниңдин бурун елип барған паалийәтлирини йеңидин хәвәр қилишқа башлиди. Алди билән хитайниң “хәлқ гезити” җу юңкаң буниңдин бурун, хитай сиясий қанун университетиниң 60 йиллиқи мунасивити билән сөзлигән нутқида ейтқан хитайни ғәрбләштүрүш-хитайни қалаймиқан қилидиған хата идийә дегән сөзни қайтидин гәвдиләндүрүп хәвәр қилди.
Хитайниң “с с т в ” си җу юңкаңниң, қумулда өткүзүлгән 800 киловолтлуқ түз еқимлиқ ток тәминләш қурулушиға йәнә 750 киловолтлуқ ток тәминләш системисини қошуш қурулушиниң иш башлаш мурасимиға қатнашқанлиқини алаһидә гәвдиләндүрүп хәвәр қилди.
“б б с” ниң баян қилишичә, бу, хитай даирилириниң хитай мәркизи комитетиниң юқири қатлимида һоқуқ уруши партлап, коммунист һакимийити қаттиқ давалғуш ичидә қалған әһвалларниң тәпсилатини ашкарилап қоюватқан чәтәл учур васитилиригә тақабил туруш үчүн қоллиниватқан тәдбири болуп һесаблиниду.
Әнглийидә чиқидиған “малийә вақит гезити” 5-айниң 14-күни йәнә җу юңкаң һәққидә йеңи хәвәр бесип, җу юңкаңниң йеқитилғанлиқи вә һоқуқини миң җәнҗуға өткүзүп бәргәнликигә даир учурларни елан қилди. Униңда баян қилинишичә, җу юңкаң һазир хитайда аллиқачан һоқуқидин елип ташланди. У һазир сиясий қанун комитети секретарлиқ һоқуқни миң җәнҗуға өткүзүп бәргәч, мәсилилириниң тәкшүрүлүшини күтүватиду.
Хәвәрдә ейтилишичә, җу юңкаңниң йеқитилишида икки сәвәб бар, униң бири, җу юңкаңниң қайтурма һуҗумлири коммунист партийә һакимийитиниң бихәтәрликигә биваситә тәһдит болуп шәкилләнгән, иккинчидин, вен җабав уни һоқуқтин қалдуруш пикридә чиң турған. Җәмийәттиму җу юңкаңни “қан қәрзигә боғулған әмәлдар” дәйдиған күз қараш омумлашқан.
“ройтрс агентлиқи” ниң баян қилишичә, җу юңкаңниң мәнсәптин қелишиға, гәрчә 9 милйон 500 миң йүән сәрп қилинған болсиму, йәнила бир әма адвокат (чен гуаңчең) ни үнүмлүк назарәт қилалмиғанлиқиму бир сәвәб болған.
Хитай һазир мәркизи комитетиниң юқири қатлимидики һоқуқ урушида, коммунист һакимийити қаттиқ давалғуш ичидә қалған әһвалларниң тәпсилатини ашкарилап қоюватқан чәтәл учур васитилиригә тақабил туруш үчүн, мәмликәт ичидә җу юңкаңниң паалийәтлирини алаһидә гәвдиләндүрүп хәвәр қилип, җәмийәткә хитайниң ички қисмида һечқандақ тоқунуш йоқ дәп көрситиватқан бир вақитта, хәлқарадиму һәрхил баһанә-сәвәб тепип қошна дөләтләрниң ички ишиға арилишиватиду.
Хитайниң “шинхуа агентлиқи” бүгүн японийә һөкүмитигә, уйғурларниң һазир японийидә йиғин ечиватқанлиқиға болған наразилиқини ипадиләш үчүн, ясукуни қәбристанлиқиға-хитайға таҗавуз қилған япон милитаристлириниң қәбристанлиқиға тавап қилидиған япон оңчилири, хитайни парчилимақчи болған уйғур бөлгүнчилири билән тил бириктүрмәктә дәп наразилиқ билдүрди.