Хитай һөкүмити алий мәктәпләрниң сиясий муқимлиқидин әндишә қилмақта
2005.03.31
Уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт ахбаратлиридин ашкарилинишичә, 30-март күни, уйғур районидики партийә- һөкүмәт даирилири, алий мәктәпләрниң партийә қурулушини чиң тутуш билән биргә, оқуғучиларниң сиясий идийиви тәрбийисини әң алдинқи орунға қоюп ишләш һәққидә мәхсус йиғин чақирған.
Оқуғучиларниң сиясий идийисини тоғрилаш муһим
Йиғинда хитай коммунистик партийә мәркизий һөкүмитиниң уйғур елиға қойған партком секритари ваң лечуән, алий мәктәп оқуғучилириниң сиясий идийисиниң қандақ болушиниң, уйғур елиниң һәммә җәһәттики тәрәққияти болупму муқимлиқи билән зич мунасивәтлик икәнликини көрситип:
"Һазирқи сиясий омумий вәзийәтни көздә тутқанда, алий мәктәпләрдә оқуғучиларниң сиясий идийиви тәрбийисини йәниму күчәйтиш керәк. Мәктәп рәһбәрлик аппарати һәмдә партийә қурулушини мукәммәлләштүрүш керәк. Һәр қайси милләт оқуғучилириниң сиясий идийисиниң қандақ болиши, шинҗаңниң барлиқ саһәлириниң ислаһати билән зич мунасивәтлик, шундақла узун муддәтлик муқимлиқ билән мунасивәтлик, шуңа уларни билимлик қилип тәрбийиләш билән бир вақитта, уларниң сиясий идийисини тоғрилашни техиму чиң тутуш зөрүр" дәп тәкитлигән.
Йиғинда йәнә уйғур елидики һәр қайси алий мәктәп рәһбәрлиригә алий мәктәпләрдә сиясий идийиви тәрбийини күчәйтиш һәққидә тәпсили йол -йоруқлар берилгән.
Нәтиҗиси муһим әмәс, сияси қариши муһим
Бу хитай һөкүмитиниң алий мәктәп оқуғучилириға қарита сиясий идийиви тәрбийини күчәйтишни тунҗи қетим тәкитлиши әмәс. Бу тема йеқинқи йиллардин бери уйғур елидики башланғуч мәктәпләрдин алий мәктәпләргичә давамлиқ тәкитлинип келиватиду.
2004 - Йили ноябирда ечилған хитай мәркизий һөкүмитиниң 13 - қетимлиқ партийә қурулуш йиғинида, хитай ичидики һәр қайси алий мәктәпләрдә оқуғучиларға нисбәтән идиологийә саһәси бойичә тәрбийә қурулушини яхши елип бериш оттуриға қоюлған.
Буниңға маслишип, уйғур аптонум райони парткомиму һазирқи сиясий вәзийәтни яхши тонуп, һәр қайси алий мәктәпләрдә қанунсиз диний паалийәтләргә қаттиқ қарши туруш, үч хил күчләргә қарши туруш тәрбийисини күчәйтип, миллий бөлгүнчилик идийилиригә зәрбә бериш, бу арқилиқ уйғур елиниң тәрәққияти вә муқимлиқини қоғдаш керәкликини қаттиқ тәкитләп, шу тәриқидә уйғур елидики һәр қайси маарип орунлирида йәнә бир сиясий өгиниш долқунлири көтүрүлгән иди. Шундақла оқуш пүттүргән оқуғучиларға уларниң билим нәтиҗиси әмәс бәлки сиясий идийисиниң қандақ болушиға қарап баһа берилмәктә.
Уйғур яшлириниң үмидләнгәнлики, әндишә пәйда қилмақта
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң алий мәктәп оқуғучилириға һәмдә оқутқучилириға қарита сиясий идийиви җәһәттики тәләпләрни қайта кечәйтиватқанлиқи чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң диққитини тартти. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди, бу вәзийәткә қарита анализ йүргүзүп "бу хитайниң алий мәктәпләрниң муқимлиқидин әндишә қиливатқанлиқини көрситиду" дегән пикрини оттуриға қоюп, һазирқи яшларниң өз миллитиниң кәлгүсигә болған үмиди барғансери күчийиватқанлиқи, шуңа хитай һөкүмитиниң бу хил тәрбийини елип бериватқанлиқини, яшларниң интәрнәт вә башқа йоллар билән вәтән сиртидики уйғурларниң дәвалиридин хәвәрдар болуп, үмидләнгәнликидин әнсирәватқанлиқини оттуриға қойди.
Бесим вә иштин қалдуруш
Радиомиз мухбирлириниң игилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур ели маарипини хитайчилаштурушқа қарап йүзләндүриши, миллий оқутқучи, оқуғучиларға бесим елип кәлгән. Һәр қайси маарип орнидики оқутқучи һәмдә оқуғучиларниң наразилиқини қозғиған, улар гәрчә сиясий бесимлар түпәйли бу хил наразилиқлирини бивастә ипадә қилалмисиму, әмма бу хил наразилиқлар барғанчә күчәйгән.
Игә болушимизчә, техи йеқиндила шинҗаң университетида доктурлуқ, магистирлиқ унваниға игә 7 нәпәр миллий оқутқучи хитай тили сәвийә имтиһани арқилиқ шаллашқа учрап, бир йиллиқ дәрс өтүштин тохтитилған. Буниңға охшаш һаләтләр уйғур елидики һәр қайси маарип орунлирида охшимиған дәриҗидә мәвҗут болуп, омумий җәһәттин наразилиқ кәйпиятиниң күчийишигә сәвәб боливатқан икән.
Сөһбитимиз җәрянида дилшат ришит "миллий оқутқучи һәм оқуғучилардики хитайниң маарип сиясәтлиригә болған наразилиқларни йәниму қаттиқ сиясий бесим йүргүзүш арқилиқ йепиш үчүн, хитай һөкүмити оқутқучи, оқуғучиларниң сиясий идийиви тәрбийисини күчәйтишни қайта оттуриға елип чиқмақта" дегән пикрини оттуриға қойди.
Идеологийә тәрбийиси
- Хитай сақчи даирилири нурмуһәммәт ясинниң қолға елинғанлиқини етирап қилди
- язғучи нурмуһәммәд ясин (өркиши) хитай даирилири тәрипидин қолға елинди
- Хитай һөкүмити,мәмурий орунларни партийә гезит-жорналлирини муштәри болушқа мәҗбурлимақта
- Хитайчилаштуруш давамидики уйғур алий маарипи
- Хитайниң миллий маарипқа қаратқан йеңи сиясити уйғурларниң наразилиқини қозғимақта
Қош тил сиясити
- "Шинҗаң унверситети" дә, уйғур оқутқучилар җазаланмақта
- Хитай һөкүмити һәқиқәтән уйғур маарипини тәрәққи қилдурдиму?
- Хитай һөкүмити хитайчилаштуруш маарип сияситини барлиқ аз санлиқ милләтләргә йүргүзмәктә
- Доктор майкел дилон хитайниң қош тиллиқ маарипи тоғрисида тохталди
- Америка вә уйғур мутәхәссислириниң қош тиллиқ маарипқа болған көз қариши