Илһам тохти явропа иттипақиниң бейҗиң вакаләтханисида сөз қилди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.12.12
2008.12.12

www.uighurbiz.cn
Илһам тохти әпәнди ликсийә сөзләш йиғиниға һөкүмәт яки мәктәпниң орунлаштуруши билән әмәс, бәлки, явропа иттипақиниң бейҗиңдики вакаләтханисиниң тәклипигә бинаән мустәқил тәтқиқатчи сүпитидә қатнашқан.
Илһам тохти әпәнди әслидә, уйғурларниң сияси, иқтисади, иҗтимаий саһәлири буйичә 10 темида пикир баян қилмақчи болған, ликсийә җәрянида соралған күтүлмигән соаллар сәвәблик пәқәт 4 темидила пикрини баян қилған.
Илһам тохти әпәнди лексийисиниң бундин кейин давам қилидиғанлиқини, лексийиси тамамланғандин кейин, көпчиликни йиғинниң тәпсилатидин толуқ хәвәрдар қилидиғанлиқини билдүрди.
Илһам тохти әпәнди сөһбитимиз давамида йәнә, уйғурларниң нөвәттә һәр қайси саһәләрдә һәр хил мәсилиләргә дуч келиватқанлиқини, әмма уйғурларниң, болупму зиялийларниң бу мәсилидә мәсулийәтни һөкүмәткә артип қоймаслиқи керәкликини, җуңгониң қанунлирида бәлгиләнгән һәқ - һоқуқлирини билиши вә уни ишлитиш үчүн тиришиши керәкликини әскәртти.