Илһам тохти әпәнди уйғур оқуғучи атикәм розиниң паспорт илтимасиниң рәт қилиниш вәқәси һәққидә тохталди
2012.12.20

Илһам тохти әпәнди баянатида атикәм розиға охшаш паспорт елиши рәт қилиниватқан әһвалға нурғунлиған уйғур оқуғучилири йолуққанлиқини билдүрди. Илһам тохти әпәнди йәнә, хитайда бәлгиләнгән пуқралар еришишкә тегишлик қанунлардин уйғурлар бәһримән болалмайватқан әһвалларға қарита, нөвәттә атикәм розиға охшаш қануний йоллар арқилиқ өз һәқ-һоқуқлирини қоғдайдиған уйғур яшлириниң барғанчә көпийиватқанлиқини, бу хил йүзлинишкә хитай һөкүмитиниңму диққәт қиливатқанлиқини билдүрди.
Мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди, йеқиндин буян хитай тор бәтлиридә ғулғула қозғап, хәлқара ахбарат васитилири вә хитайниң һөкүмәт мәтбуатлириниңму диққитини тартқан уйғур оқуғучи атикәм розиниң паспорт елиши рәт қилинған әһвалниң бундин илгириму көп қетим йүз бәргәнликини әскәртип, уйғурларниң паспорт беҗириши тәс болушиға охшаш вәқәләрниң хитай һөкүмитиниң қануний принсиплириға хилап қилмиш болғини үчүн, хитай зиялийлириниң вә һакимийәт системисидики ислаһат тәрәпдарлириниң диққитини қозғаватқанлиқини билдүрди.
Илһам тохти әпәнди йәнә, илгири паспорт елиши рәт қилинған хитай өлкилиридә оқуватқан нурғунлиған уйғур оқуғучиларниң тор бекәтлиридики муназириләр һәм бу һәқтики мәтбуат хәвәрлиридин кейин, өзлири турушлуқ җайлардики паспорт беҗириш орунлиридин паспортини қайта беҗирсә болидиғанлиқи һәққидә уқтуруш тапшурувалғанлиқини билдүрүп, атикәм розиға охшаш қануний йоллар арқилиқ өз һәқ-һоқуқлирини қоғдайдиған уйғур яшлириниң барғанчә көпийиватқанлиқини тәкитлиди.
Бейҗиң милләтләр университетиниң 3-йиллиқ оқуғучиси атикәм рози йеқинқи бирнәччә айдин буян аз дегәндә икки қетим паспортқа илтимас қилған болсиму, бирақ бейҗиң шәһәрлик сақчи идариси униң илтимасини рәт қилған. Атикәм рози паспорт беҗириш җәрянида йолуққан наһәқчиликләргә қарита “сина” микро блогиға пикир йезип, өзиниң миллий кәмситишкә учриғанлиқини паш қилғандин кейин, бу вәқә хитайдики аммиви тор бекәтлиридә ғулғула қозғап, әркин асия радиоси қатарлиқ чәтәл мәтбуатлирида хәвәр қилинған иди шундақла хитайниң йәр шари вақти гезити қатарлиқ ахбарат васитилириму бу вәқә һәққидә мақалә елан қилған иди.
Хитайниң “йәр шари вақти гезити” ниң мақалисидә бейҗиң шәһәрлик паспорт беҗириш орниниң бир аял әмәлдари уйғурларға паспорт беҗириш һәққидә тохтилип, “шинҗаң пуқралири паспортқа илтимас қилса, буни бизниң бейҗиң тәрәп қарар қилмайду. Биз шинҗаң тәрәпниң сақчи оргини билән алақилишип, униң қанунлуқ яки қанунлуқ әмәсликини тәкшүримиз вә шуниңға қарап җаваб беримиз” дегәнлики, атикәм розиниң болса паспорт беҗиргүчи хадимдин униң паспорт елишиниң рәт қилинишидики сәвәб һәққидә язма изаһат тәләп қилғанлиқи хәвәр қилинған иди.
Илһам тохти әпәнди уйғур оқуғучи атикәм розиниң паспорт елиши рәт қилинған әһвалниң, пәқәт уйғурларғила қаритилған баравәрсиз сиясәт сәвәбидин йүз бериватқан әһвал икәнликини тәкитләп, уйғур аптоном район даирилириниң районда давамлишиватқан асасий қанунға хилап қилмишларға қарита қайта ойлиниш һәм түзитиш елип бериши зөрүрлүкини тәкитлиди.