Хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән истанбулда намайиш
Мухбиримиз арислан
2009.12.10
2009.12.10

RFA Photo / Arslan
Хитай консулханиси алдида елип берилған бу қетимқи намайишқа шәрқий түркистан аммиви тәшкилат әзалири истанбул шәһридә яшаватқан уйғурлар вә түркләр болуп көп санда киши иштирак қилди.
Намайишчилар истанбулниң зәйтунбурну районидин аптобус вә кичик машинилар билән хитай консулханиси алдиға қарап йолға чиқти. Намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ көтүрүвалған болуп, 'қибриста, ғәрби тиракийә вә шәрқий түркситандики түркләр зулум астида. Әй дунячилар ! кишилик һоқуқ күниңлар қутлуқ болсун' дегән чоң хәт йезилған пилакат көтүргән һалда хитай консулханиси алдиға йетип кәлди.
Консулханиниң бихәтәрликини сақлаватқан түрк сақчилар намайишчиларниң хитай консулхана дәрвазиси алдиға йеқинлишишини тости. Намайишчилар хитай консулханә дәрвазисиға йеқинлишишқа урунған болсиму, лекин сақчиларниң тосқунлиқиға учриди.
Намайиш җәрянида хитай консулханиси ичидә туриватқан бир қанчә хитай оғирлиқчә намайишчиларни арқа - арқидин рәсимгә тартти. Буни көргән мухбирлар хитайларни сүрәткә тартти. Намайиш җәрянида хитайлар консулхана ичидин башлирини чиқирип қариди.
Намайишчилар бирдәк: "террорчи қизил хитай шәрқий түркистандин чиқип кәт!", "мәзлумлар бу йәрдә, инсан һәқлири қәйәрдә?", "һәқ - һоқуқ адаләт, түркистанға һөрийәт! ", " әркинлик һәққимиз, зулумға қарши бу йәрдә биз!" дегәнгә охшаш шуарларни товлашти.
Кейин намайишини йетәклигән мәсуллардин 6 киши хитай консулхана дәрвазисиға йеқинлап берип, мухбирларға баянат елан қилди. Шәрқий түркистан яшлар тәшкилатниң аяллар комитети башлиқи сема сизәнханим хитай консулханисиға вә мухбирларға хитаб қилип мундақ деди: "дуня мәдәнийәтлиригә төһпә қошқан вә тарихта излар қалдурған шәрқий түркистан 18 - әсирниң ахирлиридин башлап ишғалчи хитай дөлитиниң зулум астида қалди. 18 - Әсирдин етибарән шәрқий түркистан хәлқини ассимилятсийә қилип келиватқан хитай шәрқий түркистан хәлқниң һәқиқи әһвалини дуня җамаитидин йошуруп кәлди. Хитай шәрқий түркистан хәлқи үстидин миллий қирғинчилиқ, халиғанчә тутқун қилиш, һәр түрлүк қийин қистақ, искәнҗә вә сотқа чиқармастин өлтүрүштин ибарәт җинайәтләрни садир қилмақта. Шәрқий түркистан хәлқиниң саяһәт қилиш, учур алақә қилишиға чәклимә қоюп телефон вә интернет васитилиридин мәһрум қилиш күндилик һаятниң бир қисмиға айланди. Хитай пүткүл дуня җамаитиниң көз алдида кишилик һоқуқни халиғанчә дәпсәндә қилмақта, хитай милли вә дини ассимилятсийә қилиш сияситини давам қилмақта, районни дунядин узақ тутқан хитай, уйғурларға өлүм җазаси беришкә башлиди. 5 - Июл вәқәсидин кейин вәқәгә четишлиқ шәхсләргә өлүм җазаси беришни елан қилған хитай өлтүрүшни давам қилмақта. Қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт ишлимәктә."
Сема ханим сөзидә йәнә, уйғур диярида йүз бериватқан вәқәләрниң хитайларниң ички иши әмәсликини билдүрүп мундақ деди: "сиясий вә иқтисади имтиязи билән дуня җамаитини өзигә қаратқан хитай шәрқий түркистанда йүз бериватқан мәсилиләрни өзиниң ички иши дәп җар салмақта. Лекин шәрқий түркистан ишғал астида қалған бир район. Хитай шәрқий түркистан хәлқи үстидин диний вә милли ассимилятсийә қилиш сиясити йүргүзмәктә. Шәрқий түркистан хәлқигә қарши иҗра қиливатқан қирғинчилиққа сүкүт қилғансери хитай халиғанчә өлүм җазаси иҗра қилишни давам қилиду. Бир хәлқ көз алдида йоқ боливатиду."
Семаханим сөзидә йәнә пүткүл дуня җамаитигә хитап қилип мундақ деди: "бу йәрдин пүткүл дуня кишилик һоқуқ тәшкилатлириға, ислам қурултийи тәшкилатиға, қериндаш түрк җумһурийәтләргә, түркийә җумһурийитигә вә түрк хәлқигә хитаб қилимиз, йәнә қанчилик вақит сүкүт қилисиләр?!!! бир милләт йоқ болуш гирдабиға берип қалди, мусулман түрк юрти йоқ болуштин ибарәт хәтәр ичидә. Тарих бу сүкүттә турушиңларни чоқум язиду, пүткүл дуня вәтинимиздә йүз бериватқанларға сүкүт қилсиму зулум әбәдий давам қилмайду. Бу қирғинчилиқ бу қәтлиамға сәвәбчи болған хитайни ғәзәп - нәпрәт билән әйибләймиз."
Намайишчилар хитай консулханисиниң дәрвазиси алдиға қара чәмбирәк қойди. Түркийидә қара чәмбирәк инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанларни әйибләш үчүн қоюлиду. Қара чәмбирәк үстигә "шәрқий түркистан яшлар тәшкилати" дегән хәтләр йезилған.
Намайиш ахирлашқанда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтулла әпәнди қатарлиқ кишиләрму өз қарашлирини оттуриға қойди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.